Истанбулда уйғур таамлири мусабиқиси өткүзүлди

Истанбулдин ихтиярий мухбиримиз арслан тәйярлиди
2024.09.03
istanbul-uyghur-taam-01 Истанбулда өткүзүлгән ләззәтлик уйғур тамақлири мусабиқисидин көрүнүшләр. 2024-Йили 1-сентәбир, истанбул
RFA/Arslan

Истанбулдики шәрқий түркистан вәхписиниң уюштуруши билән 9-айниң 1-күни вәхпә мәркизидә уйғур таамлири мусабиқиси өткүзүлди. Истанбулдики уйғур аяллири өзлири әткән полу, ләғмән, манта қатарлиқ һәр хил әнәниви уйғур таамлири билән бу мусабиқигә қатнашти. Мусабиқә ахирида 1-, 2-, вә 3-болғанлар елан қилинип мукапатланди.

Бу мусабиқидә уйғур таамлирини баһалаш һәйити қурулған болуп, һәйәт әзалири истанбулдики истинийә университети таам сәнәтлири бөлүми османли сарай таамлири саһәсиниң оқутқучиси, уста ашпәз һалдун түзәл әпәнди, түркийәдә тонулған даңлиқ ашпәз устилардин сәфа сабирли, зулҗәннаһ контер қатарлиқ үч кишидин тәркиб тапқан. Улар бу қетимлиқ мусабиқә үчүн уйғур аяллири тәйярлиған түрлүк таамларниң тәми, тәркиби вә сүпитигә қарап чиқип, инчикә баһалаш елип барған һәмдә дәриҗисини бекитип чиққан.

Биз бу һәқтә толуқ мәлуматқа еришиш үчүн һапиз қарақаш һаҗим билән сөһбәт елип бардуқ.

Бу һәқтә мәхсус зияритимизни қобул қилған шәрқий түркистан вәхписи идарә һәйитиниң әзаси һапиз қарақаш һаҗимниң билдүрүшичә, мусабиқигә җәмий 25 нәпәр уйғур аял қатнашқан. Улар мусабиқә җәрянида ләғмән, полу, петир манта қатарлиқ һәр хил уйғур таамлирини өз алаһидилики бойичә нәқ мәйданда етип өзлириниң маһарәтлирини көрсәткән. Баһалаш һәйитиниң инчикилик билән баһалиши нәтиҗисидә, саҗидә миҗит ханим әткән уйғур тамиқи 1-дәриҗигә еришип, 18000 түрк лираси қиммитидики бир тал җумһурийәт алтуни билән мукапатланған; җәвһәрхан уйғур исимлик ханимниң әткән тамиқи 2-дәриҗилик мукапатқа еришип, 9000 түрк лираси қиммитидики йерим алтун билән мукапатланған; хәдичә мәмәт исимлик уйғур аялниң тамиқи 3-дәриҗилик мукапатқа еришип, 2720 түрк лираси қиммитидики бир гирам алтун билән мукапатланған. Булардин башқа бу мусабиқигә қатнашқан қалған 22 аялниң һәр биригә бир талдин 500 лира қачиланған BIM карти билән риғбәтләндүрүш мукапати берилгән.

Истанбулда өткүзүлгән ләззәтлик уйғур тамақлири мусабиқисидин көрүнүшләр. 2024-Йили 1-сентәбир, истанбул
Истанбулда өткүзүлгән ләззәтлик уйғур тамақлири мусабиқисидин көрүнүшләр. 2024-Йили 1-сентәбир, истанбул
RFA/Arslan

Бу мусабиқә тоғрисида шәрқий түркистан вәхпиниң рәиси илһан туранли әпәнди мундақ деди: “хитайниң шәрқий түркистанда елип бериватқан һәр түрлүк бесим вә қирғинчилиқлири давамида уйғур мәдәнийити, җүмлидин уйғур таамлириму бузғунчилиққа учриди. Биз хитайниң бу бузғунчилиқни көз алдимизға қоюп, уйғурларниң мәдәнийити, әнәниви таамлири вә иҗтимаий һаятини җанландуруш; уларни әвладтин әвладқа мирас қалдурушни мәқсәт қилип бу пирограммини орунлаштурдуқ. Бу пирограмма наһайити яхши өтти, мән бу пирограммида бизгә ярдәмләшкән ашпәз устиларға, нурғун әҗир сиңдүрүп гүзәл таамларни пишурған шәрқий түркистанлиқ ханимларға тәшәккүр ейтимән”.

Илһан туранли әпәнди йәнә уйғур мәдәнийитини қоғдаш вә дуняға йәниму кәң даиридә тонуштуруш керәклики тоғрисида пикир баян қилип, мундақ деди: “дуняниң һәр қайси җайлирида шәрқий түркистандики уйғур мәдәнийитини йәниму бих сүрдүргән һалда хитайларға шуни көрситимизки, хитай шәрқий түркистан земинида қанчилик еғир қирғинчилиқлар вә бузғунчилиқларни елип беришидин қәтий нәзәр, у йәрдики түрк-уйғур мәдәнийити һәм ислам роһини һеч қачан йоқ қилалмайду. Биз дуняниң һәр қайси җайлирида шәрқий түркистанниң мәдәнийитини тонуштуруп һәм авазини аңлитип, мустәқиллиқ күришимизни қәтий давамлаштурушимиз! бу қетимқи пирограмма әнә шу паалийәтлиримизниң бир қисми һесаблиниду” .

Истанбулда өткүзүлгән ләззәтлик уйғур тамақлири мусабиқисидин көрүнүшләр. 2024-Йили 1-сентәбир, истанбул
Истанбулда өткүзүлгән ләззәтлик уйғур тамақлири мусабиқисидин көрүнүшләр. 2024-Йили 1-сентәбир, истанбул
RFA/Arslan

Биз бу мусабиқә тоғрисида пикир-қарашлирини елиш үчүн уйғур таамлирини баһалашқа қатнашқан уста ашпәз һалдун түзәл әпәндини зиярәт қилдуқ. У, мундақ деди: “биз бүгүн шәрқий түркистан вәхпидә наһайити гүзәл бир күнни өткүздуқ. Шәрқий түркистанниң ләззәтлик тамақлириниң тәмини тетидуқ, униңдин алған ләззәтләрни зеһнимизгә сиңдүрүшкә тириштуқ. Бүгүн уйғур ханимлар қалтис ләззәтлик вә аҗайип гүзәл таамларни бизгә тәқдим қилди, уларниң һәммиси бир-биридин гүзәл тамақлар иди. Биз 100 хилдин артуқ тамақниң тәмини тетидуқ, тамақлар бир-биридин ләззәтлик вә гүзәл болғанлиқидин баһалашта хели қийналдуқ. Түркийәдә яшаватқан һәммә кишиниң бу алаһидә вә гүзәл таамларниң ләззәтлик тәмини тетиш пурситигә еришишини үмид қилимән. Пүтүн хәлқ аммисини истанбулдики шәрқий түркистан вәхпиниң мәркизини зиярәт қилип, бу ләззәтләрниң тәмини тетишқа тәклип қилимән! ”

Игилинишичә йеқинда шәрқий түркистан вәхписиниң мәркизидә бир уйғур ресторани ечилған болуп бу ресторанда һәр хил уйғур тамақлири тепилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.