Канадалиқ уйғур қиз мәһлия чәтинкая: “адаләт болмиса тинчлиқ болмайду”

Вашингтондин мухбиримиз нуриман тәйярлиди
2024.09.30
kanada-namayish-02-1024 Канадада яшайдиған уйғурлардин албирта уйғур җәмийитиниң әзалири 29-сентәбир күни калгаридики хитай консулханисиниң алдида намайиш қилған көрүнүш. 2024-Йили 29-сентәбир, калгари
Мәһлия чәтинкая

Һәр йили 1-өктәбир, йәни хитайниң дөләт байрими йетип келишниң алди-кәйнидики күнләрдә дуняниң һәр қайси җайлирида яшаватқан уйғурлар һәр хил шәкилдә хитай һөкүмитигә қарши наразилиқ намайиши елип бариду. Җүмлидин канадада яшайдиған уйғурлардин албирта уйғур җәмийитиниң әзалири 29-сентәбир күни калгаридики хитай консулханисиниң алдида намайиш қилған.

Намайишқа канадалиқ 19 яшлиқ уйғур яш мәһлия чәтинкая йетәкчилик қилған болуп, намайишқа қатнашқан амма, “шәрқий түркистанға азадлиқ”, “шәрқий түркистанға адаләт” дегәндәк шоарларни товлиған. Мәһлияниң радийомизға ейтишичә, консулхана җайлашқан шәһәр вә башқа йирақ-йеқинда олтуридиған уйғурлар алдинқи йиллириға охшашла намайишқа актиплиқ билән қатнашқан болуп, шәрқий түркистанниң ай юлтузлуқ көк байрақлирини хитай консулханисиниң алдида ләпилдәткән.

Канадада яшайдиған уйғурлардин албирта уйғур җәмийитиниң әзалири 29-сентәбир күни калгаридики хитай консулханисиниң алдида намайиш қилған көрүнүш. 2024-Йили 29-сентәбир, калгари
Канадада яшайдиған уйғурлардин албирта уйғур җәмийитиниң әзалири 29-сентәбир күни калгаридики хитай консулханисиниң алдида намайиш қилған көрүнүш. 2024-Йили 29-сентәбир, калгари
Мәһлия чәтинкая

Сөһбитимиз җәрянида мәһлия чәтинкая, “хитайниң дөләт байриминиң, әмәлийәттә шәрқий түркистан хәлқиниң өз-өзигә хоҗа болуп мустәқил яшаш арзулириниң вә һәқлириниң зорлуқ билән тартивелинған матәм күни” икәнликини билдүрди.

Мәһлия чәтинкая алдинқи һәптә канада авам палатасиниң хәлқара сода даимий комитетиға хитай компартийәсиниң шәрқий түркистанда яшайдиған уйғур вә башқа түрк мусулманлириға қарши ирқий қирғинчилиқ қиливатқанлиқи; уларниң райондики тәбиий байлиқларни оғрилаш вә монопол қилишиниң ахирқи мәқсити, шундақла хитайниң уйғур мәҗбурий әмгикини асас қилған ибарәт кишилик һоқуқ киризисиниң һәтта канада чеграсиға сиңип киргәнлики һәққидә гуваһлиқ бәргән. Сөһбитимизниң ахирида, у өзиниң канада авам палатасида бәргән гуваһлиқи һәққидә қисқичә мәлумат бәрди.

Сөһбитимизниң тәпсилатини юқириқи аваз улинишидин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.