Кишилик һоқуқ тәшкилатлири: “уйғурлар һәтта хитайниң уйғур мәҗбурий әмгикини инкар қилиш тәшвиқатиғиму қул болмақта!”
2024.09.16

Хитай һөкүмитиниң “ирқи қирғинчилиқ” вә “мәҗбурий әмгәк” һәққидики әйибләшләргә қарши қоллиниватқан һуҗум тактикисиниң бири уйғурларни оттуриға чиқирип, шуларниң ағзидин бу зулумларни инкар қилдуруш һәмдә өзини ақлаш болуп кәлмәктә. Йеқиндин буян хитай һөкүмити бу тактикисини америкиниң “уйғур мәҗбурий әмгики” ни чәкләш тәдбирлирини техиму қаттиқ иҗра қилишиға қарши қоллинишқа башлиғанлиқи мәлум. Шу қатарда хитай коммунистик партийәсиниң әң асаслиқ тәшвиқат васитисиниң бири болған шинхуа агентлиқиниң инглизчә тор бетидә-10 сентәбир күни “мутәхәссисләр америка елан қилған җазаларниң уйғур ишчилириниң һоқуқиға еғир дәхли-тәруз қилғанлиқини ейтти” намлиқ тәһрират мақалиси елан қилди.
Мақалида ейтилишичә, хитай һөкүмити уйғур яшлириниң ишқа орунлишишини қоллаш үчүн уларни уйғур райониниң ичи вә сиртидики ширкәтләрдә хизмәткә орунлаштурған. Әмма улар ишқа орунлашқан карханилар ишләпчиқарған малларни америка “мәҗбурий әмгәк” дәп бәлгилигәнликтин йеқинқи икки йилда бу хилдики ширкәтләрдә ишләватқан уйғур яшлири ишсиз қалған, турмушиму қийинлашқан. Мақалида мушу әһвал тәкитлинип, америка “кишилик һоқуқни қоғдаштин йирақ, бу бир тәрәплимә җазалар уйғурларниң һоқуқиға, болупму яш уйғур аяллириниң һоқуқиға еғир зиян йәткүзди” дәп әйибләнгән. Мақалида бу хил әйибләшкә йәкән наһийә “бүркүт тоқумичилиқ чәклик ширкити” дә ишлигән 26 яшлиқ аминә иминнияз исимлик бир уйғур аял вә үрүмчи йеңи тәрәққият районидики бир хитай ресторанида кассирлиқ қилидиған пәридә абдуқәйюм исимлик23 яшлиқ уйғур қизи мисал қилип көрситилгән.
Мақалида йәнә бир қисим “мутәхәссис” ләр зиярәт қилинған болуп, шулар қатарида җинән университети алақә вә чегра башқуруш институтиниң мудири җең ляңниң сөзлири нәқил елинған. У бу һәқтә сөз қилип: “иқтисад тәрәққий қилған гуаңдуң өлкисидики бир ширкәт америкиниң җазасидин келип чиққан иқтисадий зиян сәвәбидин нәччә йүз уйғур ишчини иштин бошатти. Бу уйғур ишчилириниң көпинчиси аяллар. Ширкәт әмди уларни тәклип қилалмайду, дейилгәндә улар бәк биарам болди. Уларниң мааши наһайити юқири иди, улар бу йәрдә турушни халайтти” дегән.
Шинхуа агентлиқи өзиниң қарши һуҗумлирини пакитлиқ қилип көрситиш үчүн йәнә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң пәвқуладдә доклатчиси алена доханниң сөзлириниму дәстәк қилған. Униңда ейтилишичә, алена дохан бир тәрәплимә мәҗбурлаш тәдбирлириниң кишилик һоқуқтин бәһримән болушқа елип кәлгән пассип тәсиригә қарита, майда 12 күнлүк хитай зияритидин кейин мундақ дегән: “зияритимдә мән пайдисиз тәсирләр тоғрисида нурғун доклатларни тапшурувалдим. Бир тәрәплимә җаза вә уларниң иҗтимаий-иқтисадий тәсири кишиләрниң турмушиға тәсир көрситиду.”
Буниңдин илгири америка һөкүмити уйғур мәҗбурий әмгикигә четилған ширкәтләрни давамлиқ ениқлап җазалайдиғанлиқини җакарлиған иди.
8-Авғуст күни америка вәтән хәвпсизлики министирлиқи қарар чиқирип, уйғурларниң мәҗбурий әмгикигә четишлиқ икәнлики ениқланған бәш хитай ширкитини “қара тизимлик” кә елип, уларниң мәһсулатлириниң америка базириға киришини чәклигән.
Мәзкур қар тизимликкә елинған ширкәтләр “қәшқәр қурулуш инженерлиқ чәклик ширкити”, қумулдики “шинҗаң теңшяң магний мәһсулатлири чәклик ширкити” вә “серәк топа магний техника гуруһи” қатарлиқларни өз ичигә алиду.
Америка вәтән хәвпсизлики министирлиқиниң министири алехандро майоркас (Alejandro N. Mayorkas) Баянаттики сөзидә мундақ дегән: “бүгүнки қараримиз ‛уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни‚ни иҗра қилишимизни күчәйтиду, шундақла мәсулийәтчанлиқ билән тиҗарәт қиливатқан ширкәтләрниң тиришчанлиқини қоллиғанлиқ болуп һесаблиниду. Биз уйғур хәлқи вә зиянкәшликкә учриған башқа гуруппиларниң експлататсийә қилиниши вә хорлинишиға қарши туруш, шундақла әркин вә адил базарни қоғдаш үчүн бу қанунни пүтүн күчимиз билән иҗра қилимиз.”
Уйғур мәҗбурий әмгикиниң бикар қилиниши үчүн 2021-йили 6-айда иҗра қилинишқа башлиған “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” изчил түрдә хитайниң пахта, кийим-кечәк, деһқанчилиқ, қуяш енергийәси, химийәлик буюмлар, батарейә, аилә електир сайманлири, токлуқ аптомобил вә йемәклик саһәләрдики ширкәтлири ишләпчиқарған мәһсулатларни қаттиқ тәкшүрүп, уйғур мәҗбурий әмгикигә четилғанлирини америка базириға кириштин чәкләп кәлмәктә.
Мәлум болушичә, америка чегра вә таможна қоғдаш идариси, америка сода вәкили ишханиси һәмдә америка ташқи ишлар министирлиқи, сода, әдлийә, әмгәк вә малийә министирлиқлири бирликтә башқуруватқан “мәҗбурий әмгәккә қарши туруш хизмәт гурупписи” (FLETF) мәҗбурий әмгәккә бағлинишлиқ ширкәтләрни тәкшүрүшкә мәсул болуп кәлмәктә. Улар уйғур елидики давам қиливатқан қирғинчилиқниң җавабкарлиқини сүрүштә қилиш, шуниңдәк уйғур вә башқа милләтләргә қаритилған “инсанийәткә қарши җинайәтләр” ни чәкләшни хизмәт нишани қилған. Улар тәкшүрүп бекиткән бу бәш ширкәтни қошқанда, һазирғичә “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” бойичә чәкләнгән ширкәтләрниң омумий сани 73 кә йәткән.
Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар илтәбир ханим бүгүн радийомизға қилған сөзидә “хитайниң америкиға қарши туруш вә өзини ақлаш тәшвиқатлири маһийәттә америка һөкүмити иҗра қиливатқан уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләш йолидики тиришчанлиқниң нәтиҗә бериватқанлиқини көрситиду” деди. Униң қаришичә, хитайниң мушу хил қайтурма һуҗум характерлик тәшвиқатлирида уйғурларни васитә қилип өзини ақлишиму йәнә бир яқтин уйғурларниң хитай тәшвиқати үчүн қул қилиниватқанлиқини көрситип беридикән.
Хитай һөкүмитиниң йеқинқи икки йилда арқа-арқидин америкини әйибләп елан қиливатқан баянатлириму американиң уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләш һәққидики қанун вә иҗраатлириниң хитай иқтисадиға чоң зәрбә бериватқанлиқини ашкарилимақта. Хитай даирилири һәтта америкиниң чәклимиси сәвәблик йүз бериватқан зиянлирини тизгинләш үчүн 2-сентәбир “ш у а р хәлқ қурултийи даимий комитетиниң американиң шинҗаң һәққидики җаза тәдбирлиригә қәтий қарши туруш вә җазаға учриған ширкәт-карханиларниң тәрәққиятини қоллаш һәққидики қарари” ни елан қилғаниди.
Америкиниң “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” қатарлиқ чәклимиләрни йолға қоюши билән уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ мәһсулатларниң америка базарлириға кирәлмәслики яки мусадирә қилинишиға қарши чиқирилған бу “қарар” да мундақ дейилгән: “бу қанунлар карханиларниң иқтисадиға, тиҗарәт һоқуқиға, тәрәққият мәнпәәтигә һәмдә шинҗаң хәлқиниң яшаш һоқуқиға еғир зиян кәлтүрүп қәлбини яра қилди. Бу вәҗидин шинҗаң хәлқи хитай карханилириниң җазалинишиға сәвәб болған ‛уйғурларға алақидар қанунлар‚ ниң әпти-бәширисини ечип ташлап, американиң шинҗаң арқилиқ хитайниң тәрәққиятини тосуштәк рәзил қилмишини паш қилиш, шундақла шинҗаңдики җазаға учриған карханиларниң тиҗарәт һоқуқини вә һәр милләт хәлқиниң хизмәт қилиш һоқуқини қоғдаш үчүн бу қарар елинди”.
Шинхуа агентлиқида мәзкур тәһрират мақалиси елан қилинған-10сентәбирниң өзидә хәлқарадики нопузлуқ кишилик һоқуқ тәшкилати болған “кишилик һоқуқ фонди” хитайдики уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлириниң көлими вә хитай маллириниң уйғур мәҗбурий әмгики билән болған бағлинишини испатлайдиған қисқа филим тарқатти. Ишәнчлик истатистика учурлири киргүзүлгән бу қисқа филимда дунядики нурғунлиған дөләт һалқиған ширкәтләрниң уйғур елидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә көз юмуп, пайдини әхлақ мәсулийитидин үстүн көрүватқанлиқи әйибләнгән.
Биз хитайниң уйғур мәҗбурий әмгикини инкар қилиш тәшвиқатлириға “кишилик һоқуқ фонди” ниң қандақ инкас қайтуридиғанлиқини билиш үчүн улар билән алақиләштуқ. Улар бизниң “хитай һөкүмити һазир америка елан қилған уйғур мәҗбурий әмгикигә қарши туруш мәзмунидики җазаларға қарита ‛уйғурларни ишқа орунлаштуруш вә намратлиқтин қутулдуруш‚ картисини ойнаватиду. Улар мушу арқилиқ өз җинайәтлирини йошураламду?” дегән соалимизға язма шәкилдә җаваб қайтурди.
Уларниң җаваб хетидә мундақ дейилгән: “кишилик һоқуқ фонди уйғурларниң мәҗбурий әмгәк күчиниң йәр шари тәминләш зәнҗирини қандақ булғайдиғанлиқини ашкарилаш үчүн тиришиду, шундақла хитайни дөләт қоллиған мәҗбурий әмгәк пилани вә уйғур аһалилиригә қаритилған ирқий қирғинчилиқ сәвәбидин җавабкарлиққа тартиду. Күнсери күчийиватқан йәр шари характерлик тәнқидләргә қарита, хитай америкиниң җазасини әйибләйдиған қарарларни чиқарди вә уйғур ишчилириниң бәхтлик турмуш кәчүрүватқанлиқи һәққидики тәшвиқатини күчәйтти. Әмма дәлилләнгән нурғун мустәқил доклатлар уйғурларни кәң көләмдә тутуп туруш вә аталмиш намратлиқтин қутулдуруш пирограммисиниң мәҗбурлаш характерлик икәнликини, ‛бәхтияр турмушниң испати‚ болған видийоларни хитай компартийәси әстайидиллиқ билән ишләп чиққанлиқини испатлиди.”
Дәрвәқә, хитай һөкүмити уйғур ирқий қирғинчилиқи, шундақла уйғур мәҗбурий әмгики тоғрисидики тәнқидләрни “америка башчилиқидики ғәрб дунясиниң оюни” дейиш арқилиқ өзини уйғурлар үстидики инсанийәткә қарши җинайәтләрниң мәсулийитидин
Қачурушқа урунуп кәлмәктә. Лекин мәлум болғинидәк америка һөкүмити уйғур мәҗбурий әмгики мәһсулатлириға қарши чәклимилирини күчәйтиш билән тәң, кишилик һоқуқ тәшкилатлири һәмдә хәлқаралиқ тәтқиқат орунлириму хитайдики уйғур мәҗбурий әмгикигә аит доклатларни давамлиқ елан қилмақта. Шуниңдәк хитайниң қандақ васитиләр билән өзини ақлашқа урунушидин қәтийнәзәр нөвәттә “уйғур мәҗбурий әмгики” йәни уйғурлар учраватқан “заманиви қуллуқ” мәсилиси хәлқарада хитайниң инсанийәткә қарши җинайәтлири вә ирқи қирғинчилиқидики муһим мәзмун сүпитидә тилға елинип кәлмәктә.