Б д т да “шәрқий түркистандики җаза лагерлири” дегән темида йиғин өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2019.03.06
bdt-sherqiy-turkistan-dolqun-eysa.jpg 5 Чоң тәшкилат б д т да өткүзгән “шәрқий түркистандики җаза лагерлири” темисидики йиғинда д у қ рәиси долқун әйса әпәнди сөз қилмақта. 2019-Йили 6-март, җәнвә.
RFA/Ekrem

5 Чоң тәшкилат б д т да “шәрқий түркистандики җаза лагерлири” дегән мәхсус темида илмий муһакимә йиғини өткүзди.

Б д т ниң җәнвәдики мәркизидә паалийәт елип бериватқан дуня уйғур қурултийи хадимлиридин бүгүн игилигән учурлиримизға асасланғанда, 6-март күни д у қ, хәлқара кәчүрүм тәшкилати, хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, хәлқара кишилик һоқуқ мәркизи вә дуня хиристиян һәмкарлиқ тәшкилати қатарлиқ 5 чоң тәшкилат бирликтә б д т да “шәрқий түркистандики җаза лагерлири” дегән темида илмий муһакимә йиғини өткүзгән.

Б д т да бирқанчә күндин буян хитайға қарши паалийәтлирини давамлаштуруватқан д у қ рәиси долқун әйса әпәнди “шәрқий түркистандики җаза лагерлири” намлиқ йиғинда башқа кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң рәһбәрлири билән бирликтә нуқтилиқ һалда җаза лагерлириниң омумий әһвали, тәсири вә алақидар амиллири үстидә тохтилип өткән.

Йиғинға кишилик һоқуқ паалийәтчилири вә б д т хадимлиридин сирт, 30 дәк дөләтниң депломатлириму қатнашқан. Вәһаләнки, бу йиғинға иштирак қилған хитай вәкиллири д у қ рәисиниң сөзлиригә җиддий етараз билдүргән һәмдә қурултай рәиси долқун әйса әпәндини “б д т да сөз қилиш салаһийити болмиған террорист” дәп әйиблигән. Д у қ рәиси долқун әйса вә ғәрб демократик дөләтлириниң вәкиллири нәқ мәйданда хитайға қаттиқ рәддийә билдүргән.

Д у қ ниң программа йетәкчиси питер ирвин әпәндиниң билдүрүшичә, бу йиғинда бир мәйдан кәскин дипломатик җәң болуп өткән. Җаза лагерлири мәсилисиниң пакитлири билән оттуриға қоюлуши хитай вәкиллирини бәкму биарам қилған. Б д т дики образини яхшилашқа пүтүн күчи билән тиришиватқан хитай бүгүн дуня җамаити алдида йәнә бир қетим осал вәзийәткә чүшүп қалған.

Қизиқарлиқи, бу йилқи 25-феврал башланған вә һелиму давам қиливатқан б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 40-нөвәтлик йиғинида хитай даирилири уйғур дияридики җаза лагерлирини пәрдазлап көрситиш үчүн б д т бинаси ичидә “җуңго шинҗаңда кишилик һоқуқ ишлириниң тәрәққиятидики илгириләшләргә даир рәсим көргәзмиси” намлиқ мәхсус көргәзмә уюштуруп, көз боямчилиқни балдурла башливәткән.

Д у қ рәисиниң әскәртишичә, хитайниң б д т да мәхсус уйғур дияриға аит рәсим көргәзмиси уюштуруши хитайниң өткән йили 8-айниң 10-вә 13-күнлири б д т ирқий айримичилиққа қарши туруш комитетиниң 96-нөвәтлик йиғинида җаза лагерлири мәсилиси сәвәблик қаттиқ бесимға дуч кәлгәндин буян өзини ақлаш мәҗбурийитидә қалғанлиқиниң бир ипадиси икән. Әмма бу нәйрәңвазлиқму иҗабий нәтиҗә көрситәлмигән.

5-Март күни б д т да йәнә “диний етиқад әркинлики” намлиқ йиғин өткүзүлгән. Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди бу йиғиндиму сөз қилип, хитайниң уйғур диярида елип бериватқан диний етиқад дәпсәндичиликлиригә аит дәлилләрни оттуриға ташлап, хитайниң әпти-бәширисини ечишқа тиришқан.

Мәлум болғинидәк, б д т кишилик һоқуқ кеңиши 40-нөвәтлик йиғининиң 25-февралдики алий дәриҗиликләр учришишида түркийә ташқи ишлар министири мәвлуд чавушоғли хитайниң җаза лагерлири сияситини йәнә бир қетим әйиблигән иди. Қурултай рәиси долқун әйса әпәнди бу қетимқи җәнвә сәпиридә бир қисим ғәрб демократик әллириниң б д т дики әлчилири билән көрүшүп, уларниң б д т да намаян қилған җаза лагерлириға қарши ипадилири үчүн уйғур хәлқигә вакалитән рәһмәтлирини билдүргән.

Ройтерс агентлиқиниң 22-феврал елан қилған хәвиригә асасланғанда, алдинқи һәптиләрдә хитай һөкүмити б д т ға бесим ишлитип, далай лама вә долқун әйса башлиқ 15 нәпәр тибәт, уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчилирини б д т ға киргүзмәсликни тәләп қилған. Әмма хитайниң бу тәлипи рәт қилинған. Долқун әйса әпәнди бу қетимму б д т да паалийәтлирини әркин-азадә давам қилдурмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.