Серикҗан билашоғли: қазақларниң өз дөлитидә турупму адаләт яқлиши охшашла риқабәтләргә дуч кәлмәктә

Мухбиримиз гүлчеһрә
2019.03.06
serikjan-bilashoghli.jpg Алмута шәһәрлик әдлийә башқармисиниң, “ата юрт пидаийлири” ниң башламчиси қазақларниң кишилик һоқуқ паалийәтчиси серикҗан билашоғли. 2019-Йили март.
Sérikjan Bilash’oghli teminligen

Алмута шәһәрлик әдлийә башқармисиниң,“ата юрт пидаийлири” ниң башламчиси қазақларниң кишилик һоқуқ паалийәтчиси серикҗан билашоғли үстидин ,алмута шәһәрлик сот мәһкимисигә әрзи сунуши билән 12- вә 13-феврал күнлири ечилған сотта серикҗан “қанунсиз тәшкилатқа башчи болуш” дегәндәк әйибләшлиригә учрап, 700 доллар җәриманә төләшкә мәҗбур болған иди. Серкҗан сотниң қарариға наразилиқ билдүрүп әрз сунған болуп, 5-март қайта сот ечилған болсиму, әмма сот йәнила серкҗан үстидики қарани сақлап қалған. Зияритимизни қобул қилған серкҗан: “гәрчә қазақларниң өз дөлитидә турупму адаләт яқлиши охшашла риқабәтләргә дуч келиватқан болсиму, әмәлийәттә буниң һәқлиқ дәвайимизниң техиму күчлүк аңлитилишиға төһписи болмақта” дәйду.

5-Март күни шу җай вақти чүштин бурун саәт 10 да, алмута шәһәрлик сот мәһкимисидә қайта сотқа чиққан серикҗанниң илгири сүрүшичә, униң 12-февралдики сотниң серикҗанни қанунсиз тәшкилат паалийити билән әйиблишини рәт қилип сунған әрзи рәт қилинип, сот мәһкимиси өзи үстидики әйни қарарни сақлап қалған. Униң үстидин шикайәт қилғучи тәрәп қазақистан җумһурийити алмута шәһәрлик әдлийә башқармиси болуп, серикҗанниң билдүрүшигә қариғанда, гәрчә қазақистан қануни вә мунасивәтлик бәлгилимиләр, шәхсләрниң сахавәт-параванлиқ ишлири үчүн пидаийлар гуруппилирини қурушиниң йоллуқ икәнликини көрситип турсиму, әмма әдлийә башқармиси алмута медив сақчи мәһкимиси бир нәччә айдин буян серикҗанниң үстидин тәкшүрүш елип берип тәминлигән бир қатар видийолуқ испатлар арқилиқ уни йәнила қанунсиз тәшкилатқа баш болуш билән әйиблигән икән.

Серикҗан әмәлийәттә өзиниң қазақистандики мунасивәтлик даириләргә “ата юрт” ни тәшкилат сүпитидә тизимға алдуруш тәлипини сунған болсиму, әмма өз тәлипиниң изчил рәт қилинип кәлгәнликини тәкитләйду.

Серикҗан билашоғли гәрчә өзи вә “ата юрт пидаийлири” ға артилған әйибләшләргә қарши қилған дәваси бүгүн мәғлуп болған болсиму, әмма өзини униңдинму бәкрәк мәйүсләндүриватқини “ата юрт пидаийлири” ниң лагерлардики қазақларни қутқузуш үчүн елип бериватқан дәва паалийәтлириниң өз дөлитидиму охшашла бәлгилик тосқунлуққа учриши икәнликини билдүрди.

Серикҗан 5-март күнидики сот мәйданида бир туюқсиз өлүм паҗиәси йүз берип, һәммини ечиндурғанлиқи һәққидә мәлумат бәрди. Йәни, 5-март алмута шәһәрлик сотта мәхсус серикҗанни вә “ата юрт пидаийлири” ни қоллаш үчүн сот мәһкимә бинасиға киргән актип қазақ зиялийси вә иҗтимаий торларда хитайниң қазақ вә башқа мусулман қериндашлар үстидин ирқий қирғинчилиқ елип бериватқанлиқи һәққидә бир йилдин буян әң көп язмиларни елан қилип келиватқан, 60 яшлар чамисидики қазақ тор язғучиси, нағашбай есмирза әпәнди сот бинаси ичидә туюқсиз меңисигә қан чүшүп қаза қилған. Серикҗан өзи қариланған сот мәйданида йүз бәргән бу паҗиәдин қаттиқ ечинғанлиқини билдүрди.

Серикҗан тәминлигән учурға асасән, “ата юрт пидаийлири” гурупписини қанунсиз дәп шикайәт қилип имзалиқ әрз сунғучилар ичидики қазақистанда тонулған язғучи қудяр билал билән алақиләштуқ.

Зияритимизни қобул қилған қудяр билал серикҗан үстидин сот ечилғанлиқини аңлиғанлиқини, сотта униң әйибләнгәнликидин башқа әһвални билмәйдиғанлиқини ейтти.

Биз униңдин “сизму ата юрт пидаийлири вә серкҗанни қанунсиз паалийәт қилди дәп шикайәт қилғучиларниң бириму?” дәп сориған соалимизға у “яқ мән әмәс, хәвирим йоқ” дәп җаваб бәрди.

- “ундақта сизниң шикайитиңиз немә?” дәп сориғинимизда у: “бу башқа мәсилә, у сотта оттуриға қоюлмиди, бу мәмурий җәһәттин көрүлгән чариғу” дәп билдүрди.

Униңдин хитай тәрипидин лагерларға қамалған қазақларниң әһвалиға қарита инкасини сориғинимизда өзиниң булардин хәвири барлиқи билдүрүп: “бу хәлқаралиқ мәсилиғу? мусулманларға қаритилған мәсилиләр у. Хәлқарада хитайниң бу сияситини әйибләватқанлар бар. Қазақларниң қайтип келиш мәсилиси, буларни ташқи ишлар министирлиқимиз аңлитиватиду яки оттуриға қоюватиду. Бу мәсилә бизниң ташқи ишлар министирлиқимизниң хитайниң диққитини бу мәсилигә қаритиш үчүн аңлитиватқан мәсилиләр. Иншаалла бир шәкилдә нәтиҗиси болар.” деди.

Һалбуки серикҗан “өзи вә қазақларниң һәқлиқ давасини қиливатқан ата юрт үстидин шикайәт қиливатқанларниң арқисида хитай һөкүмити бар” дәп қарайдиғанлиқини илгири сүрүп кәлмәктә. Серикҗанниң билдүрүшигә қариғанда, униң қазақистандики бир қисим иҗтимаий паалийәт вә торларда “хитайниң қирғинчилиқиға сүкүттә турғанлар миллий мунапиқлар билән баравәр” дегән мәнидики сөзлирини, өзлиригә қаритилған һуҗум дәп чүшәнгән бир қисим қазақ зиялийлар, униң үстидин “қазақ зиялийлирини һақарәт қилди, йүз абруйиға дәхли-тәруз қилди” дәп опчә шикайәт қилған икән. Улар, қазақларниң хитайда лагерларға қамилиш мәсилисини ашкара оттуриға қоюштин өзини қачуруватқан вә хитайни әйибләшниң орниға мәсилини дипломатик йоллар билән һәл қилиш йолини издәш тәрәпдарлири икән.

Қудяр билалдин, “ата юрт” ниң бу мәсилини аңлитишта ойнаватқан ролиға қандақ қарайдиғанлиқини сориғинимизда у җавабән “ата юрт бу мәсилиләрниң қандақ болғинини яхши билиду. Шу тәрәптин кәлгән езилгән оралманлар лагерларниң барлиқиниму, у йәрләрниң ички әһвалиниму яхши билиду. Шундақ болғачқа бу мәсилини улар яхши чүшиниду дәп ойлаймән. Бу йәрдики қаршилиқлар көзқараш сәвәбидин болуватиду. Оралманларниң тартишмилири, уларниң ички әһваллири вә охшимиған қарашлар сәвәбидин болуватиду. Бу язғучиларниң көзқарашлиридики охшимаслиқларни туғдурған. Бу мәсилиләрни сотқа елип чиқишниң һаҗити йоқ әсли. Әсли һәммиси биллә қилса болиду” деди.

“ата юрт пидаийлири” ниң бәзи зиялийларниң наразилиқи һәтта қаршилиқиға учришидики сәвәби һәққидә сориған соалимизға җаваб бәргән қудяр билал: “мән уларниң қоғдиниш ишлириға арилашмаймән. Уларниң көзқарашлириға наразилиқимиз йоқ. Буниңда оралманларниң барлиқ қараштикилирини бирләштүрүп давасиз йүргүзүш, йәни өзара ярашқан һалда иш елип бериш керәк, дегән қараштамиз. Оралманларниң арисидиму һәр хил көз-қарашлар бар. Бу қарашлар ата юртқа кәлгән иҗабий қарашларни тосувалғини йоқ. Мәмликитимизниң ташқи ишлар министирлиқи бу мәсилиләрни тутуп ишләватиду. Түнүгүн кәчтә ташқи ишлар министирлиқи өзиму ейтти. Шуларниң көзқариши бойичә һәл қилиш керәк дәп ойлаймән”.

Қудяр әпәнди гәрчә өзини серикҗанниң қанунсиз тәшкилатқа баш болғанлиқи һәққидики шикайәткә имза қойғанлардин әмәс дәп ейтқан болсиму, “ата юрт” яки серкҗанниң елип бериватқан паалийәтлиригә болған көз қарашлирини сориғинимизда, у кәскин қилип: “ата юрт қоғдиниш өйиму мәмликәтниң түзүми бойичә тизимлиниши керәк, бу йәрдә көзқарашлар айримичилиқи бар. Хитайниң һәр вилайитидин кәлгән оралманлар бар. Уларниң һәр йәрдики ички әһвали һәр хил болуши керәк. Һәммиси бирлишип иш қилиши керәк. Бизни әнсиритиватқини оралманларниң ички мәсилиси. Башқа қаршилиқимиз йоқ, серикҗанғиму қаршилиқимиз йоқ.” дәп җаваб бәрди.

Серикҗан илгирики зияритимиздә, өзигә қарши шикайәттә болған қазақистандики бир қисим қазақ җәмийәтлириниң вә хитай тәрәпдарлири зиялийларниң, “ата юрт пидаийлири” тәрипидин тарқитилған лагерлар һәққидики барлиқ гуваһлиқ учур вә испатларни ялғанға чиқириш үчүн, уни “қанунсиз тәшкилат қуруп, ялған учур тарқатқан”, “хитай-қазақистан достлуқиға вә қазақистанниң бихәтәрликигә яман тәсир пәйда қилған”, “қазақ зиялийлар үстидин һақарәт қилған” дәп әйибләп, униң үстидин икки гуруппа җәмий 27 адәмниң әдлийә башқармисиға имзалиқ шикайәт қилғанлиқини билдүргән иди. Шу сәвәблик у 12- вә 13-феврал алмутада сотқа чақирилған вә сотта униңға мәмурий җаза сүпитидә 700 доллар җәриманә қоюлған иди. Серикҗан буниңдин кейин юқириқи шикайәтләр бойичә өзиниң йәнә сотқа чақиртилиш еһтималлиқи барлиқини билдүрди.


Қазақистан ташқи ишлар министири бәйбут атамкулуб, -4 март астанида бәргән баянатида, қазақстан ташқи ишлар министирлиқиниң миңдин артуқ қазақниң хитайда лагерға соланғанлиқи һәққидә учурларға игә икәнликини тилға елип :“ бу мәсилә үстидә хизмәтләр ишлиниватиду, шуңа һазир лагердики қазақларниң нисбити 80% азайди ” дәп көрсәткән .

Явру- асия ториниң -5 март бу һәқтә бәргән хәвиридә  деийилишичә , қазақстан хитайда лагерларға қамалған қазақларниң дәвасини қиливатқан“ ата юрт” тәшкилатиниң бу мәсилини хәлқаралаштурмаслиқи үчүн бесим ишләткән. Әнә  шу сәвәблик февралда бу тәшкилатқа тизимға елинмиған тәшкилат дәп җәриманә қоюлған икән .

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.