Хотәндә кадир-сақчиларниң никаһ-той мурасимлирини назарәт қилидиғанлиқи ашкариланди

Мухбиримиз меһрибан
2017.04.20
xoten-baziri-uyhgur-weziyiti.jpg Хотән базириниң көрүнүши. 2013-Йили 6-ноябир, хотән.
AFP


Бултурдин буян пүткүл хотән даирисидә никаһ, хәтнә той, нәзир қатарлиқ мурасимлириниң ислаһ қилинғанлиқи вә буларниң бәлгиләнгән кадир вә сақчиларниң назаритидә өткүзүлүватқанлиқи дәлилләнди. Даириләр буни “диний әсәбийликин чәкләш тәдбири” дәп изаһлиди. Әмма чәтәлләрдики мутәхәссисләрниң қаришичә, хитайниң өз қануниғиму хилап болған бу бәлгилимиләр уйғурларниң күндилик турмушиниң бир қисмиға айлинип болған өрүп-адәтлириниму йоқитишни мәқсәт қилған.

Хотән чира наһийисиниң бирқанчә йезисиға телефон қилип игилигән әһваллардин

Хотәндики уйғурларниң һәрқандақ аиливи мурасимлириниң йезилиқ һөкүмәткә илтимас сунуш, йезилиқ һөкүмәтниң тәстиқини елиш, андин “кәнт мулазимәт мәркизи” дә йеза кадирлири һәтта сақчиларниң назарити астида өткүзүлүватқанлиқи мәлум болди.

Той мурасимлирини һөкүмәт бәлгиләп бәргән мәрикә залида кадирларниң назарити астида өткүзүш бәлгилимисигә қарита қарита хотәндики һөкүмәт кадирлири, сақчилар вә авам пуқраларниң һәммиси бу хил бәлгилимиләрниң чиқишиға “муқимлиқни қоғдаш” еһтияҗи сәвәб болғанлиқини тәкитлисиму, әмма уларниң сөз-ибарилиридики туйғу вә инкаслар пәрқлиқ болди.

Чира наһийиси улағсай йеза сақчиханисидин телефонимизни алған кечилик нөвәтчи сақчи, өзлириниң хизмәт даирисидә пуқраларниң аиливи мурасимлардики бихәтәрликкә мәсул болуш вәзиписиниңму барлиқини ейтти.

У йәнә, той мурасими өткүзмәкчи болған һәрқандақ аилиниң мурасимдин илгири йезилиқ һөкүмәткә илтимас сунған чағда өткүзүлмәкчи болған мурасимниң вақти вә меһманлар һәққидә шу кәнт яки йезидики сақчиханиғиму алдин мәлумат бериши керәкликини сақчиларниң әһвалға қарап тәдбир алидиғанлиқини билдүрди.

Йезиға чүшкән хизмәт гурупписиниң хадими болса, диний паалийәтләрни назарәт қилиш тәдбириниң “бу хил мурасимларда миллий инақлиқ, дөләтниң бирлики қатарлиқларға зиянлиқ пикирләр вә диний ашқунлуқ идийилириниң тарқилишидин сақлиниш” үчүн елинғанлиқини тәкитлиди.

Чира наһийисидин зияритимизни қобул қилған бир дукандар ханим, нөвәттә елип бериливатқан “диний радикаллиқ”, “бөлгүчилик идийилиригә қарши туруш”, “террорлуққа зәрбә бериш” һәрикәтлиридин әнсизлик һес қилған уйғурларниң, өзигә артуқчә аваричилик тепилиштин қорқуп, бир қисим диний йосунларниң өзгириши һәтта әмәлдин қалдурулушини қобул қилишқа мәҗбур икәнликини билдүрди.

Чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилиридин диний өлима дуня уйғур қурултийиниң диний ишлар мудири турғунҗан алавудун әпәнди зияритимизни қобул қилип, хотән даирилириниң нөвәттә уйғурларниң диний вә миллий кимликини өзгәртиш мәқситидики бу хил бәлгилимилириниң уйғурларниң наразилиқини техиму күчәйтидиғанлиқини билдүрди.

Турғунҗан әпәндиниң қаришичә, даириләр хотәнни мәркәз қилип, җәнубий уйғур диярида йолға қойған уйғурларниң никаһ-той мурасимлирини назарәт қилиш бәлгилимиси, әмәлийәттә хитай һөкүмәт тәшвиқатидики “милләтләрниң диний-етиқад, өрүп-адәтлирини қоғдаш” намидики қануний-бәлгилимиләргә хилап қилмиш һесаблинидикән.

Америка фросборг университетниң туңган миллитидин болған профессори ма хәййүн әпәнди нуқтилиқ һалда, хитайдики мусулманларниң диний етиқад тәтқиқати билән шуғуллинип келиватқан мутәхәссисләрдин бири.

У, даириләрниң қилмишини тәнқидләп мундақ деди: “уйғурларниң ислам диний етиқад адәтлири мушу хилдики баһаниләр билән үзлүксиз чәклимигә учрап кәлмәктә. Хәлқара диний вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай һөкүмитиниң диний сиясити вә миллий сияситини тәнқидлигәндә бу мәсилиләр даим тилға елиниду. Әмма хитай һөкүмити ‛терроризмға зәрбә бериш‚ ни баһанә қилип, уйғурларниң диний вә миллий кимликигә биваситә мунасивәтлик болған аиливи мурасим-адәтлириниму һәр хил чәклимиләр арқилиқ мәҗбурий өзгәртишкә урунуватиду.”

Ма хәййүн әпәнди йәнә, бу хил радикаллашқан йәрлик-сиясәт бәлгилимиләрниң яман ақивитини агаһландуруп, уйғурларни диний етиқади вә миллий өрүп адәтлиридин йирақлаштуруш һәтта ваз кечишкә мәҗбурлаш мәқситидики бу бәлгилимиләрниң уйғур вәзийитиниң техиму кәскинлишишигә пурсәт яритиватқанлиқини билдүрди.

Йеқинда хотәндә җазаланған 97 нәпәр кадир арисида “никаһни аилидә оқутқан” лиқи үчүн җазаланған уйғур кадирларниң барлиқи ашкариланған иди.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.