Хотәндики тиҗарәтчи вә деһқанларму бихәтәрлик маневириға мәҗбурланмақта
2017.04.21

14-Феврал хотән гума пичақлиқ һуҗумидин кейин пүткүл хотән вилайити миқясида сақчи-хәлқ һәмкарлиқидики “бихәтәрликни қоғдаш маневири” йолға қоюлғанлиқи мәлум. Хотән тәвәсидики сақчи вә тиҗарәтчиләрниң билдүрүшичә, сақчиларниң йетәкчиликидики маневир һәр күни 5-6 саәт давамлишидиған болуп, бу хил маневирларға дукандар-тиҗарәтчиләрдин башқа, һәтта деһқанларму мәҗбурланған.
Ройтерс агентлиқиниң уйғур диярида қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири елинғанлиқи һәққидики бир парчә хәвәрдә қәшқәрдә тиҗарәтчиләрниң қоллирида калтәк тутқан һалда дуканлири алдида тизилип турғанлиқи сүрәтләнгән рәсимләр берилгән. Кейин бу рәсимләр иҗтимаий таратқуларда ғулғула қозғиған иди.
Җәнубий уйғур дияридики хотәнниң чира наһийисигә телефон қилип, әһвал игилигинимиздә бу хил бихәтәрлик тәдбирлириниң хотәндиму әвҗ алғанлиқи мәлум болди. Бу һәқтә тохталған йәрлик тиҗарәтчиләр өзлириниң һәр күни аз дегәндә бир қетимдин йезилиқ сақчихана уюштуридиған “бихәтәрлик маневири” ға қатнишиватқанлиқини вә буниңға һечқандақ һәқ берилмәйдиғанлиқини билдүрди.
Чиралиқ тиҗарәтчиләр тилға алған аталмиш бихәтәрлик маневири һәққидә техиму тәпсилий әһвалларни билиш мәқситидә наһийә тәвәсидики сақчиханиларға қилған телефонлиримиздин, нөвәттә пүткүл хотән вилайити миқясида “сақчи-хәлқ һәмкарлиқидики бихәтәрлик маневири” йолға қоюлуп, тиҗарәтчиләр һәтта йезидики деһқанларниңму районларға бөлинип, һәр күни аз дегәндә бир қетимдин бу хил маневирларға мәҗбури қатнишиватқанлиқи мәлум болди.
Чира наһийиси улуқсай сақчиханисиниң кечилик нөвәтчи сақчисиниң билдүрүшичә, улар улуқсай мәркизи сақчиханисини асас қилған һалда маневир өткүзгәндин башқа, йеза тәвәсидики 7 кәнт, бир қаравулханидики сақчи вә ярдәмчи сақчилар өзи тәвәликидә һәр күни 3 қетим маневир өткүзидикән.
Мәзкур сақчи билән елип берилған сөһбитимиз җәрянида йәнә, пүткүл хотән тәвәсидә давам қиливатқан бу хил маневирларниң еһтияҗи үчүн, тиҗарәтчи-дукандарларға өзини қоғдаш калтики, төмүр қалпақ, қалқан, тикәнлик тоқмақ қатарлиқлар тарқитилғанлиқи, маневир сигнали челинған һаман тиҗарәтчи вә деһқанларниң әң тез сүрәт билән бәлгиләнгән орунға йиғилидиғанлиқи ашкариланди.
Нөвәтчи сақчи йәнә, бу хил маневирларниң елип берилишигә сәвәб болған амиллар вә тиҗарәтчиләрниң инкаслири һәққидики соаллиримизға җаваб берип, уларниңму бу реаллиқни қобул қилидиған һалға кәлтүргәнликини илгири сүрди.
Униң билдүрүшичә, бултур йил ахиридин башлап йолға қоюлған муқимлиқни қоғдаш маневирлири, бу йил 14-февралдики гума пичақлиқ һуҗумидин кейин сақчи-хәлқ әскәрлири-пуқрларниң һәммиси қатнишидиған бирләшмә маневирға өзгәргән. Маневирларда сақчиларниң мәшғулат вақти 5-6 саәт болса, тиҗарәтчи-деһқанларниң һәр күни бир саәттин 2 саәткичә болған вақти маневирға сәрп қилинидикән.
Тәпсилатини төвәндики аваз улинишидин аңлаң.