Түрк язғучи “шәрқий түркистан дәвайимиз” намлиқ китабини тарқитишни башлиди

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2023.10.06
sherqiy-turkistan-dewayimiz-kitab-muqawisi.jpg “шәрқий түркистан дәвайимиз” намлиқ китабниң муқависи, 2023-йили 1-өктәбир, истанбул
RFA/Erkin Tarim

Көп йиллардин буян уйғурларниң пүтүн паалийәтлиригә актип қатнишип келиватқан вә өзиму нурғун паалийәтләрни уюштурған язғучи бариш қурт әпәнди язған “шәрқий түркистан дәвайимиз” намлиқ китаб түркийәдә нәшр қилинди.

Истанбулдики қәшқәр нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған мәзкур китаб 165 бәт вә 8 бабтин тәркиб тапқан болуп, улар: түрк вә исламниң қәдимий юрти шәрқий түркистан, шәрқий түркистанда қурулған дөләтләр, искәнҗә, өлүм вә қирғинлар, шәрқий түркистан тоғрисида бәзи мәлуматлар, бәзи муһим шәхсләр, шеир вә маршлар, хатимә вә пайдилиниш мәнбәлири қатарлиқлардин ибарәт.

Мәзкур китабниң таш вариқиға уйғурларниң көк байриқи билән түрк байриқиниң сүрити чүшүрүлгән болуп, арқа таш вариқиға мунулар йезилған: “әҗдадимизниң земининиң исми шәрқий түркистан. Бу земинни вә динимиз исламни сақлап қелиш үчүн күрәш қилидиғанлиқимға қәсәм ичимән. Бизниң күришимиз шәрқий түркистан азадлиққа еришкичә давам қилиду. Бу күрәштә һериш-чарчашқа, зерикишкә болмайду. Бу йолда худа биз билән билләдур.”

“шәрқий түркистан дәвайимиз” намлиқ китабниң аптори бариш қурт әпәнди мәзкур китабни тонуштуруш мурасимида китаблириға қол қоймақта. 2023-Йили 1-өктәбир, түркийә.
“шәрқий түркистан дәвайимиз” намлиқ китабниң аптори бариш қурт әпәнди мәзкур китабни тонуштуруш мурасимида китаблириға қол қоймақта. 2023-Йили 1-өктәбир, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Биз мәзкур китабниң аптори, тонулған паалийәтчи бариш қурт әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ. У, мәзкур китабни йезиш пикриниң өзидә пәйда болуш җәряни тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “мән 2009-йили үрүмчи қирғинчилиқидин буян шәрқий түркистан тоғрилиқ өткүзүлгән барлиқ паалийәтләргә иштирак қиливатимән 2009-йилидин бурун шәрқий түркистан тоғрисида һечқандақ мәлуматим йоқ иди. Кейин көп санда китаб, мақалә оқудум вә доклатлар аңлидим, һөҗҗәтлик филимларни көрдүм. Буларда шәрқий түркистанниң нөвәттики еғир вәзийити вә шәрқий түркистан мәсилисини һәл қилиш йоллири тоғрисида анчә көп мәлумат йоқ иди. Шуңа мән китабимда шәрқий түркистан тарихи, мәдәнийитини баян қилғандин сирт уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити вә шәрқий түркистан мәсилисини һәл қилиш йоллири тоғрисидики көз қарашлиримни оттуриға қоюшқа тириштим”.

Бариш қурт әпәнди китабниң мәзмуни вә алаһидилики тоғрисида мәлумат берип, мундақ деди: “бу китабни оқуған киши шәрқий түркистанниң қәйәр икәнликини, җуғрапийәлик орнини, сиясий, иқтисадий әһвалини, тарихини өгинәләйду. Мән китабимда османли империйәси вә түркийәниң бурун шәрқий түркистан билән қандақ мунасивити болған, түркийә шәрқий түркистан дәвасида немиләрни қилиши керәк? шәрқий түркистанда йүз бәргән қирғинчилиқлар, җаза лагерлири вә хитайниң бу еғир зулум сияситигә хатимә бәргүзүш үчүн түркийә һөкүмити вә түрк хәлқи немиләрни қилиши керәк? дегән соалларға җаваб тепишқа тириштим. Бу китабни оқуған киши шәрқий түркистан мәсилисигә көңүл бөлүшкә башлайду дәп ойлаймән”.

Шәрқий түркистан вәхписиниң сабиқ рәиси һамутхан көктүрк әпәнди “шәрқий түркистан дәвайимиз” намлиқ китабниң аптори бариш қурт әпәндигә соға тәқдим қилди. 2023-Йили өктәбир, түркийә.
Шәрқий түркистан вәхписиниң сабиқ рәиси һамутхан көктүрк әпәнди “шәрқий түркистан дәвайимиз” намлиқ китабниң аптори бариш қурт әпәндигә соға тәқдим қилди. 2023-Йили өктәбир, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Аптор бариш қурт әпәнди 10-айниң 1-күни истанбулниң үскүдар районидики бир китабханида “шәрқий түркистан дәвайимиз” намлиқ китабни тонуштуруш мурасими өткүзгән. Мурасимға шәрқий түркистан вәхписиниң сабиқ рәиси һамутхан көктүрк әпәндиму иштирак қилған. У, зияритимизни қобул қилип, түрк паалийәтчи бариш қурт әпәндиниң бундақ бир китаб йезишиниң зор әһмийәткә игә икәнликини, тәқдирләшкә әрзийдиған иш икәнликини тәкитлиди.

Бариш қурт әпәнди достлири билән бирликтә “қәшқәр нәшрияти” намида нәшрият қурған болуп, “шәрқий түркистан дәвайимиз” намлиқ китаб мәзкур нәшриятта нәшр қилинған тунҗи китаби икән. У, бизгә қәшқәр нәшрияти тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “биз йеқинда ‛қәшқәр нәшрияти‚ ни қурдуқ. Биз бу нәшриятта шәрқий түркистанниң мәрһум рәһбири әйса йүсүп алиптекинниң әсәрлири билән шәрқий түркистан тоғрисида йезилған китабларни нәшр қилмақчи. Мениң әсли кәспим тиятир язғучиси. Мән язған тиятир әсәрлири бар. Бундин кейин шәрқий түркистан тоғрисидиму бәзи китабларни йезип нәшр қилдурмақчимән”.

Бариш қурт әпәнди 1993-йилида истанбул шәһиридә дуняға кәлгән болуп, толуқ оттура мәктәптә оқуватқан вақтидин тартип шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң паалийәтлиригә актип қатнишишқа башлиған. 2009-Йилидики 5-июл үрүмчи қирғинчилиқи йүз бәргәндин кейин, уйғурлар һәққидә доклат бәргән, рәсим көргәзмиси ачқан, кочиларда хитай даирилири уйғурларға елип бериватқан зулумлар баян қилинған варақчиларни тарқатқан. Хитай консулханиси алдидики намайишларға актип қатнашқандин сирт уйғурлар тоғрисида мақалиләр йезип гезит-журналларда елан қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.