Коммунист хитай һакимийити уйғурларға қандақ балайи апәтләрни елип кәлди? (1)
2024.10.20
Хитай даһийси мав зедуң 1949-йили 10-айниң 1-күни бейҗиңдики тйәнәнмен равиқиға чиқип, коммунист хитай һакимийитиниң қурулғанлиқини җакарлиди. Мәлум болушичә 1949-йили 9-айниң 27 күни бейҗиңда ечилған хитай хәлқ сиясий мәслиһәт кеңишиниң биринчи омумий йиғинида, мав зедуң “хитай хәлқи орнидин турди” темисида ечилиш нутқи сөзләп, хитайдики һәр милләт хәлқиниң өз-өзигә хоҗа болған һалда баравәр, әркин яшайдиғанлиқини билдүргән. Әмма бүгүнки күндә коммунист хитай һакимийитигә берилгән баһаларда, мав зедуң һакимийәт йүргүзгән 1949-1976-йилғичә болған 27 йил җәрянида йүз бәргән һәр хил сиясий һәрикәтләр тилға елинип, бу дәврниң балайи-апәтләр әң еғир болған дәвр икәнлики тәкитләнмәктә.
Америкиниң ню-йорк шәһиридә чиқидиған “бейҗиң баһари” журнилиниң сабиқ баш муһәррири, обзорчи ху пиң әпәндиниң билдүрүшичә, бу мәзгилләрдә мав зидуңниң “кона җәмийәтни ағдуруп ташлаш” нәзәрийәси бойичә, хитай хәлқи инқилабий хәлқ вә синипий дүшмән дегән икки қутупқа бөлүветилип, пүткүл хитай хәлқи сиясий күрәшләр қайнимиға сөрәп кирилгән.
Ху пиң мундақ деди: “1949-йили хитай хәлқ җумһурийити қурулғинида пүтүн хитай дөлити азат қилинди дейилди. Бу чағда мав зедуң компартийә хитабнамисидики “кона түзүмни пүтүнләй ағдуруп ташлаш” нәзәрийәсини күчәп тәрғиб қилди. Бу кона дәп қаралған барлиқ нәрсиләрни пүтүнләй йоқитиш дегәнликтур. Мав дәвридә синипий күрәш тәкитләнди. Хәлқ әмгәкчи хәлқ вә експлататсийә қилғучи синипий дүшмәнләр дәп иккигә бөлүнди. Експлататсийә қилғучиларға қарши күрәш намида, һәрқайси милләтләрниң әслидики җәмийәт түзүлмиси бузуп ташланди, өзгәртилди. У чағларда шинҗаң билән ички моңғулда, 1959-йилдин кейин шизаңда “синипий дүшмәнләргә зәрбә бериш” намидики бастуруп-йоқитиш йолға қоюлди. Аз санлиқ милләтләрниң диний етиқади вә әнәниви мәдәнийити бузғунчилиққа учрапла қалмастин, хитайниң қәдимий мәдәнийитиму конилиқ дәп йоқитилиш обйекти қилинди”.
Ху пиң әпәнди сөзидә, 1949-йили коммунист хитай һакимийити қурулғандин башлап, пүткүл хитай миқясида елип берилған “йәр ислаһати”, “үч чоң тағни ағдуруш”, “5 кә зәрбә бериш”, “копиратиплишиш” “коммуна қуруш”, “чоң сәкрәп илгириләш”, “оңчиларға зәрбә бериш”, “мәдәнийәт инқилабий”, “төт конини йоқитиш”, “яшларниң йезиларға чүшүп қайта тәрбийә елиши”, “лин бияв вә куңзичиларға зәрбә бериш” қатарлиқ һәрикәтләрни нәқил елип өтти.
“хитай компартийәси тарихи” дегән китабниң 2-бөлүмидә дейилишичә, “чоң сәкрәп илгириләш” һәрикити хитайда еғир ачарчилиқ апитини кәлтүргән болуп, 1959-йилдин-1961йилғичә давам қилған ачарчилиқта бир милйон хитай пуқраси азийип кәткән.
Ху пиңниң билдүрүшичә, мав зедуңниң америка, әнглийә қатарлиқ ғәрб дөләтлиридин ешип кетиш чақириқи билән пәйда қилған “чоң сәкрәп илгириләш”, “хәлқ коммунаси” вә униңдин кейинки “мәдәнийәт инқилаби” мәзгилидә өлгәнләр һәққидики санлиқ мәлуматлар әң төвән мөлчәр болуп, мустәқил тәтқиқатчи яң җишең тәрипидин йезилған “зор ачарчилиқ” намлиқ китабта, шу йилларда ачарчилиқ вә һәр хил сиясий күрәшләрдә өлгәнләрниң сани техиму көп икәнлики тилға елинған икән.
Җав зияңниң қол астида ишлигән, илгири хитай иқтисадий қурулма ислаһат институтиниң мудири болған чен йиҗенниң мәхпий доклатида, әйни вақитта ачлиқта өлгәнләрниң, йәни бинормал өлгәнләрниң 43 милйондин 46 милйонғичә икәнликини ашкариланған.
Ху пиңниң тәкитлишичә, у йиллардики сиясий күрәшләр долқунида зиялийлар асаслиқ күрәш нишани қилинған. “мәдәнийәт инқилаби” мәзгилидә хитайлардин башқа, уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ милләтләр арисидики җамаәт әрбаблири, диний өлималар вә зиялийлар қошуни нуқтилиқ йоқитиш обйектиға айланған.
Түркийә һаҗәттәпә университети оқутқучиси, тарих пәнлири доктори әркин әкрәм әпәндиниң билдүрүшичә, хитай армийәсиниң шәрқий түркистан земинини бесивелиши сабиқ совет иттипақиниң ярдимидә елип берилған ишғал һәрикити болуп, 1949-йили 6-ай мәзгилидә, сабиқ совет иттипақи башлиқи сталин ма зедуңға йоллиған телеграммида “шәрқий түркистанни ишғал қилиш” дегән сөзләр ишлитилгән. Хитайниң ваң җен йетәкчиликидики армийәси 1949-йилниң ахири қәшқәрни елип болғандин кейин, “ишғал қилиш” дегән сөз “шәрқий түркистанға армийә кирди” дегәнгә өзгәртилгән икән.
Доктор әркин әкрәм әпәндиниң билдүрүшичә, хитайда 50-йилларниң башлири башланған “йәр ислаһати” шәрқий түркистанда елип берилғанда, хитай һөкүмитиниң әйни чағда иқтисадий чиқимлирини һәл қилиш асасий мәқсәт қилинған. 1952-Йили башланған йәр ислаһатида аввал бу йәрдики хәлқ байлар вә кәмбәғәлләр дегән икки синипқа айрилған. Нәтиҗидә байларни бастуруш, байларниң байлиқлирини мусадирә қилиш арқилиқ һөкүмәт зор миқдарда байлиқ топлиған.
Әркин әкрәм әпәнди мав зедуң дәвридә шәрқий түркистанда елип берилған “йәр ислаһати”, “чоң сәкрәп илгириләш”, “оңчиларға зәрбә бериш” вә “мәдәнийәт инқилаби” қатарлиқ һәр хил сиясий һәрикәтләр һәққидә тохталди. Униң билдүрүшичә, бу һәрикәтләрниң һәммиси дегүдәк хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистандики сиясий һөкүмранлиқини мустәһкәмләшни мәқсәт қилған икән.
Әркин әкрәм әпәндиниң билдүрүшичә, 50-йилларниң башлирида хитай “конилиққа зәрбә бериш” намида, уйғурларниң диний етиқади вә мәдәнийәт чәмбирикини пүтүнләй бузуп ташлашқа урунған. Униңдин башқа, “оңчиларға зәрбә бериш” һәрикитидә уйғурларға һәқиқий йетәкчилик қилалайдиған җәмийәт әрбаблири, диний затлар вә зиялийлар күрәш нишани қилинип, қәдәмму-қәдәм йоқитилған.
Мәлум болушичә, 50-йилларниң кейинки йеримидин башлап районда аталмиш бирликсәп қурулуши елип берилип, хитай компартийәсигә садиқ 20 миңдәк миллий кадир йетиштүрүлгән. Әслидики шәрқий түркистан армийәси болса бара-бара қоралсизландурулған, андин тарқитиветилгән. Илгирики шәрқий түркистан һөкүмитидә ишлигәнләргә һәр хил бәтнамлар чапланған һәм йоқитиш обйекти қилинған. 1954-Йилиға кәлгәндә хитай генерали ваң җенниң 1949-йили шәрқий түркистанға бесип киргән 200 миңдәк армийәси “биңтүән” намида йәрләштүрүп, районда мустәқил һәрбий мустәмликә оргини қорулған. Биңтүән кейинки йилларда хитай көчмәнлириниң бу земинда барғанчә көпийишигә асас салған.
Әркин әкрәм әпәндиниң билдүрүшичә, гәрчә әйни чағдики сиясий һәрикәтләрдә синипий күрәш тәкитләнгән болсиму, әмма хитай һөкүмитиниң районда йүргүзүватқини әмәлийәттә ениқ һалдики ишғалийәт сиясити. Шуңа мав зедуңниң бу мәзгилдики сиясити уйғурларниң диний етиқади вә милли-мәдәнийәт алаһидилики йоқитишқа қаритилған. Буниңда милләткә йетәкчилик қилалайдиған диний затлар вә зиялийлар асаслиқ йоқитиш обйекти қилинған. Нәтиҗидә уйғурларниң өз земиниға болған игидарчилиқи қәдәмму-қәдәм тартивелинип, хитай һөкүмитиниң бу земинға болған һөкүмранлиқи техиму асанлашқан.
Юқиридики аваз улинишидин тәпсилатини аңлайсиләр.