Коммунист хитай һакимийити уйғурларға қандақ балайи апәтләрни елип кәлди? (3)

Вашингтондин мухбиримиз меһрибан тәйярлиди
2024.10.26
maw-zedong-seypidin-eziz-lager-ton-1920 Мав зедуң һакимийәт йүргүзгән 1949-1976-йилғичә болған 27 йил җәрянида йүз бәргән һәр хил сиясий һәрикәтләр тилға елинип, бу дәврниң балайи-апәтләр әң еғир болған дәвр икәнлики тәкитләнмәктә
Photo: RFA

Коммунист хитай һөкүмити 1949-йили уйғур елини бесивалғандин буян, уйғур хәлқи хитайниң мустәмликә сияситиниң зәрбисигә давамлиқ учрап кәлди. Мав зедуң өлгәндин кейин, мәдәнийәт инқилабида хараблишип чиқиш йоли тапалмиған хитай һакимийити ислаһат елип беришқа мәҗбур болди. Уйғурларғила әмәс, пүтүн хитайларға нисбәтән кәңри сиясәт йүргүзүлгән дәп тәриплинидиған 80-йиллар вә 90-йилларниң башлиридиму уйғурлар хитайниң адаләтсиз сиясәтлиригә қарши наразилиқ билдүрүп турди. 1985-Йилдики “12-декабир оқуғучилар һәрикити” вә 1988-йилдики “15-июн оқуғучилар һәрикити” болсун яки 1990-йили ақтуниң барин йезисида йүз бәргән “5-апрел барин инқилаби” вә 1997-йили ғулҗида йүз бәргән “5-феврал ғулҗа вәқәси” болсун, буларниң һәммиси хитай һөкүмити тәрипидин “миллий бөлгүнчилик” дәп қарилинип, қанлиқ бастурулди.

1985-Йили үрүмчидә йүз бәргән “12-декабир оқуғучилар һәрикити” ни хитайниң сиясити аз-тола юмшиған, уйғурлар өз тәқдири үстидә қайта ойлиниш имканийитигә еришкән бир вақитта партлап чиққан дейишкә болиду. Бу шәрқий түркистандики уйғурларни асас қилған һәр милләт оқуғучилириниң тинчлиқ йоли билән хитай һөкүмитигә арзу-тәләплирини ипадилиши иди.

Шу қетимқи оқуғучилар һәрикитиниң бир қисим иштиракчилири вә қатнашчилири 90-йиллардин кейин чәтәлләргә чиқип кәткән болуп, улар нөвәттә муһаҗирәттики уйғур давасиниң таянч күчлири һесаблиниду.

Булардин бири, канададики “уйғур һәқлирини һимайә қилиш қурулуши” ниң иҗраийә директори мәмәт тохти әпәндидур. Униң билдүрүшичә, 85-йилдики оқуғучилар һәрикити пүтүн уйғур аптоном райониға тәсир көрсәткән болуп, үрүмчи, қәшқәр, ақсу, хотән, корла, ғулҗа, бортала қатарлиқ җайлардики оқуғучилар қошулуп аз дегәндиму 15 миңдин көпрәк оқуғучи иштирак қилған.

Униң билдүрүшичә, әйни чағда оқуғучилар хитай һөкүмитидин һәл қилишни тәләп қилип оттуриға қойған һәр бир мадда күчлүк илмий вә әмәлий асасқа игә болуп, буларниң һәммисини оқуғучилар өзлири хәлқ арисида нурғун қетим әмәлий тәкшүрүш асасида шәкилләндүргән.

 Америкидики уйғур паалийәтчиси нурмәмәт мусабай әпәндиму у һәрикәтниң актип иштиракчилиридин бири болуп, у әйни чағда оқуғучиларниң хитай һөкүмитигә, “шинҗаң уйғур аптоном районида демократик сайламни һәқиқий түрдә йолға қоюш; бу районда атом синиқини тохтитиш; бу районни хитайниң әң чоң җинайәтчиләр лагери қилишни вә бу районға көчмән йөткәшни тохтитиш; бу районда һәқиқий мәнидики миллий аптономийә қанунини йүргүзүш; мусулманларға йүргүзмәкчи болған пиланлиқ туғут сияситини әмәлдин қалдуруш; аз санлиқ милләт маарипини һәқиқий түрдә тәрәққий қилдуруш” қатарлиқ 6 түрлүк тәләпни оттуриға қойғанлиқини билдүрди.

Әйни йиллиридики оқуғучилар һәрикитидин йәнә 1988-йили 6-айда үрүмчидә йүз бәргән оқуғучиларниң миллий баравәрликни тәләп қилиш һәрикитиму уйғур оқуғучилири қозғиған тәсири чоң һәрикәтләрниң бири болуп, кейинки анализларда бу һәрикәтниң, 1989-йилдики бейҗиң тйәнәнмен мәйданида йүз бәргән оқуғучиларниң демократийәни тәләп қилиш вәқәси биләнму мәлум җәһәттин ортақлиқи барлиқи илгири сүрүлгән.

1985-Йилдики оқуғучилар һәрикитиниң қатнашчилиридин рошән аббас, 1988-йилдики оқуғучилар һәрикитиниң йетәкчиси долқун әйса, 1989-йилдики тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң йетәкчилиридин өркәш дөләт қатарлиқ уйғур зиялийлири, нөвәттә чәтәлләрдә хитай һөкүмитигә қарши актип паалийәт елип бериватқан шәхсләргә айланди.

Долқун әйса чәтәлгә чиққандин кейин, хитай һөкүмитигә қарши уйғур тәшкилатлиридин “дуня уйғур қурултийи” да баш катип, иҗраийә рәиси, рәис қатарлиқ вәзипиләрдә болған. Униң радийомизға билдүрүшичә, 1985-йили үрүмчидә йүз бәргән “12-декабир оқуғучилар наразилиқ намайиши” вә 1988-йили 6-айдики оқуғучиларниң “миллий кәмситишкә қарши туруп, милләтләр баравәрликни тәләп қилиш” һәрикити, кейинки вақитларда бир қисим яшларниң чәт әлләрдә хитайға қарши актип паалийәт қилишиға асас салған.

Хитай коммунист һөкүмити шу чағда уйғур оқуғучиларниң һәққаний тәләплирини қобул қилиш у яқта турсун, уларниң намайишини “миллий бөлгүнчилик һәрикити” дәп бекитикән; намайишқа чиққан оқуғучиларни һәр түрлүк усуллар билән җазалиған. Бу әһвал уйғурларниң хитай һөкүмитигә болған наразилиқини барғанчә күчәйткән.

1990-Йилидики ақчи наһийәсиниң барин йезисида хитай һөкүмитиниң пиланлиқ туғут вә башқа зулум сиясәтлиригә қарши йүз бәргән “5-апрел барин инқилаби” уйғурларниң хитай һөкүмитигә болған наразилиқи вә ғәзәп-нәпритиниң партлиши һесаблиниду.

1990-Йили 5-апрел күни, ақту наһийәсиниң барин йезисидики хәлқ зәйнидин йүсүпниң башчилиқида қозғилип, хитайниң пиланлиқ туғут сиясити вә диний әркинликни чәклишигә қарши турғанда, хитай һөкүмити җәнубтики вилайәтләрдә турушлуқ қораллиқ қисимлири вә биңтүән қораллиқлирини йөткәп келип, барин йезисида зор көләмлик қирғинчилиқ елип барған. Әйни чағдики хитай таратқулирида, тоқунушта зәйнидин йүсүп башлиқ җәмий 232 кишиниң өлтүрүлгәнлики тилға елинған. Әмма вәқәни өз көзи билән көргән шаһитларниң ашкарилишичә, бу тоқунушта барин йезиси еғир дәриҗидә вәйранчилиққа учриған. Хитай әскәрлири ғалҗирлишип һәтта бөшүктики бовақларғиму оқ чиқарған. Барин инқилабидин кейин хитай һөкүмити һәрбий қисим, сақчи-жандарма вә биңтүәнниң 6 дивизийә әскирини һәрикәтләндүрүп қәшқәр, атуш, хотән вә ақсу вилайәтлирини узун муддәт муһасиригә алған. Барин инқилабиға ярдәм бәргән вә һесдашлиқ қилған дегән төһмәтләр билән қәшқәр вилайити тәвәсидин 2000 уйғур қамаққа елинған вә өлтүрүлгән.

Өткән әсирниң 90-йиллириниң ахири йәни1997-йили 2-айниң 5-күни йүз бәргән ғулҗа яшлириниң хитай һөкүмитигә қарши “5-феврал намайиши” му хитай һөкүмити тәрипидин қанлиқ бастурулған. Вәқәниң йүз бериш сәвәби һәққидики материяллардин мәлум болушичә, 90-йилларда ғулҗа яшлири арисида әвҗ алған зәһәрлик чекимлик вә әйдизгә қарши туруш үчүн, ғулҗа яшлири өзлүкидин тәшкиллинип, “мәшрәп” гуруппилири билән путбол командилирини қурған, әмма узун өтмәйла хитай һөкүмити тәрипидин чәкләнгән. Мәзкур вәқәниң тәпсилати һәққидә китаб язған гүлшән абдуқадир ханимниң ейтишичә, шу чағда ғулҗидики мәшрәп гуруппилиридин абдухелил абдумиҗитниң мәшрәп гурупписидики 200 дин артуқ яш, 5-феврал күни ғулҗа кочилириға чиқип, тинч шәклидики наразилиқ намайишини башлиған. Намайиш шу күни кәч қанлиқ бастурулғанға қәдәр, уйғур яшлириниң үзлүксиз қошулуши билән намайишчилар қошуни зорийип, 1000 дин ешип кәткән. Намайиш бастурулғандин кейин, ғулҗадики пүткүл мәшрәп гуруппилиридики яшлар түркүм-түркүмләп тутқун қилинған. Хитай даирилири икки һәптигичә ғулҗада һәрбий һаләт йүргүзүп, өйму-өй кирип нәччә миңлиған бигунаһ уйғурни тутқун қилған. 2-Айниң 5-күни тутулған нәччә йүзлигән уйғур яш үсти очуқ бир мәйданға топлинип, қелин қарниң үстидә ялаң аяғ меңишқа мәҗбурланған. Хитай сақчилири юқири бесимлиқ шиланкида су чечип уларниң пут-қоллирини тоңлитивәткән; пут-қоллири үшшүп кәткәнләрниң пут-қоллири кесиветилгән. Абдухелил абдумиҗит, турсун сәләй қатарлиқ мәшрәп гуруппилириниң йигит башлириға өлүм җазаси берилгән. Муддәтсиз қамақ җазаси вә 10 йилдин юқири қамақ җазалириға һөкүм қилинғанларниң сани нәччә йүздин ашқан.

“5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” дин кейин хитай һөкүмити бурунқи ниспий кәңчил сиясәттин “қаттиқ қоллуқ билән бастуруш” қа өткән болуп, хитай һөкүмити уйғурлардин болған барлиқ һөкүмәт кадирлирини вәзиписидин қалдуруш, хизмәт орнидин йөткиветиш, мәҗбурий пенсийәгә чиқириш, һәтта или областидики 3 вилайәтниң ичидики әң чоң вилайәт болған или вилайитини әмәлдин қалдуруп, вилайәткә тәвә болған наһийәләрниң һәммисини или областиға биваситә қарайдиған қилиштәк сиясәтләрни қолланған.

Юқиридики аваз улинишидин тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.