Лагер шаһитлири: “лондондики соттин илгири хитайниң тәһдитлири күчийиватиду”

Мухбиримиз меһрибан
2021.06.02
Д у қ 9 нәпәр җаза лагери шаһитиға “җасарәт мукапати” бәрди 13-Феврал дуня уйғур қурултийи тор арқилиқ өткүзгән омумий кеңәш йиғинида 9 нәпәр лагер шаһитиға “җасарәт мукапати” берилди. 2021-Йили 13-феврал.
RFA

Уйғур аптонум районлуқ даириләр өткән һәптә, йәни 25-май күни бейҗиңда 9-қетимлиқ ахбарат елан қилиш йиғини чақирип, өзлириниң нуқтилиқ һуҗум нишанини қәлбинур сидиқ, өмәр бекали, сайрагүл савутбай, зумрәт давут, гүлбаһар җелилова қатарлиқ чәт әлләрдики лагер шаһитлириға қаратқан, шундақла уларни “ялған гуваһлиқ бериш” билән әйиблигән иди. Хитай даирилири 1-июн күни йәнә “шинҗаң гезити”, “шинҗаң телевизийәси”, “тәңритағ” тори қатарлиқ һөкүмәт таратқулирида аталмиш “уйғур вәкиллири” ниң намида елан қилинған мақалиләр вә син филимлирини кәң тарқитип, америка қатарлиқ ғәрб демократик дөләтлиригә вә чәт әлләрдики уйғур тәшкилатлириға нуқтилиқ һуҗум қилған.

“тәңритағ” торидики хәвәрләрдин мәлум болушичә, хитай һөкүмитиниң сиясити мәдһийәләнгән мақалиләрдә америка, голландийә, канада, әнгилийә қатарлиқ дөләтләр тәрипидин мақулланған “уйғурлар ирқий қирғинчилиққа учримақта” дегән қарар “ялғанчилиқ” вә “ойдурмичилиқ” билән әйибләнгән. Бу хил язмиларда хитай һөкүмитиниң уйғур сияситини қаттиқ әйибләватқан америка, әнгилийә қатарлиқ ғәрп демократик дөләтлирини “җуңгониң шинҗаң сияситини қарилиди, җоңгониң ичкий ишлириға қопаллиқ билән арилашти” дәп һуҗум қилинған. Бу мақалиләрдә йәнә хитай һөкүмитиниң аталмиш “аз санлиқ милләтләр сиясити” ақлинип, “шинҗаңда уйғур қатарлиқ аз санлиқ милләтләр компартийәниң рәһбәрликидә бәхтлик, хатирҗәм вә баяшат яшаватиду,” дейилгән.

Чәт әлләрдики лагер шаһитлиридин қәлбинур сидиқниң билдүрүшичә, хитайниң бу нөвәтлик һуҗуми алдинқи қетимқиларға қариғанда техиму шиддәтлик вә кәң көләмлик болған.

Қәлбинур ханимниң қаришичә, хитай даирилириниң бундақ қилишидики сәвәп 4-июн күни әнгилийәдә башлинидиған “уйғур сот коллегийәси” ниң сотиға вә сотта гуваһлиқ беридиған лагер шаһитлириға бесим қилиш үчүн икән.

Қәлбинур сидиқ ханим йәнә йеқинда белгийәдә өткүзүлгән хитайниң уйғур дияридики лагерлири һәққидики гуваһлиқ бериш йиғининиң хитай тор хаккерлириниң һуҗуми билән кечиктүрүлгәнликини тилға алди.

Игилишимизчә, нөвәттә лагер шаһитлиридин қәлбинур сидиқ ханим, сайрагүл савутбай ханим, гүлбаһар җелилова ханим вә өмәр бекали әпәндиләр хитайниң уйғурлар үстидин елип бериватқан ирқий қирғинчилиқини баһалашни мәқсәт қилған “уйғур сот коллегийәси” дә гуваһлиқ бериш үчүн бирнәччә күн илгири лондунға йетип барған.

Мәзкур сотта гуваһлиқ бериш үчүн шиветсийәдин кәлгән сайрагүл савутбай ханимму зияритимизни қобул қилди.

Сайрагүл ханим хитай даирилириниң һуҗуми вә тәһдитлири һәққидики соалимизға җавап берип, өткән һәптә хитай даирилири бейҗиңда өткүзгән 9-қетимлиқ ахбарат елан қилиш йиғинида униңға вә башқа лагер шаһитлириға нуқтиләиқ һуҗум қилғанлиқини тәкитләп өтти.

Зияритимиз ахирида сайрагүл ханим хитай һөкүмитиниң хәлқараниң җазалишидин қечиш вә өзини қоғдаш үчүн елип бериватқан бу хил ялғанчилиқлири вә тәшвиқат һуҗумлириниң һәр вақит әксичә үнүм берип келиватқанлиқини тәкитлиди.

Униң билдүрүшичә, хитай һөкүмити өзигә охшаш лагер шаһитлириниң шәхсийитигичә һақарәтләш дәриҗисигә йәткән. Бу һақарәтләр вә ялғанчилиқлар уларниң хитайниң шәрқий түркистанда елип бериватқан ирқий қирғинчилиқиниң һәқиқи йүзини дуняға ашкарилаш ирадисини техиму күчәйтикән.

Мәлум болушичә, лондунда өткүзүлүш алдида турған “уйғур сот коллегийәси” ниң тунҗи қетимлиқ соти 4-июндин 7-июнғичә 4 күн давам қилидикән. Бу қетимқи сотқа лагер шаһитлиридин башқа йәнә дуня уйғур қурултийи, уйғур һәркити тәшкилати, уйғур әдлийәси архипи қатарлиқ уйғур тәшкилатлири вә башқа бир қисим хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири, тонулған сиясий паалийәтчиләр, кишилик һоқуқ адвокатлири һәмдә чәт әлләрдики уйғуршунас алимларму қатнишидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.