Лагер шаһиди қастәр мусақан қазақистанда намәлум кишиләр тәрипидин уруп еғир яриландурулған

Вашингтондин мухбиримиз шөһрәт һошур тәйярлиди
2024.01.02
qaster-1024 Қазақистандики лагер шаһити қастәр мусақан 2023-йили 12-айниң 22-күни җүмә намәлум кишиләрниң һуҗумиға учрап еғир яриландурулғандин кейин тартилған сүрәт. 2023-Йили 22-декабир, қазақистан
Атаюрт тәшкилати

Қазақистандики “ата юрт” тәшкилатниң  нөвәттә германийәдә яшаватқан рәиси әрбол дөләтбәкниң радийомизға инкас қилишичә, қазақистандики лагер шаһиди қастәр мусақан, өткән җүмә намәлум кишиләрниң һуҗумиға учрап еғир яриландурулған. Атаюрт тәшкилатиниң мәсул хадими нәқ мәйданға йетип келип, җиддий әһвални җиддий қутқузуш орниға  вә сақчиларға мәлум қилған. Қастәр мусақан дохтурханиға әкилип тәкшүрүлгинидә 4 тал қовурғисиниң сунғанлиқи мәлум болған.

 Бүгүн телефонимизни қобул қилған қастәр мусақан шу күни бешидин өткәнләр һәққидики соалимизға мундақ җаваб бәрди:

Соал: чоң бир келишмәсликкә учрапсиз?

Җаваб: шундақ22 ‏-чесла иди, намәлум 4 киши уруп кәтти.

Соал: нәдә идиңиз?

Җаваб : бир ашханида тамақ йәватқан. Арилиқта һаҗәтханиға кетиватсам, бирси қолумдин тартип “тамақниң пулини беривәт” деди, мән “пулни ашханиниң игисигә беримән” десәм,  “игиси мән болимән” дәпла уруп кәтти. Йәнә 3 кишиму үстүмгә йопурулуп кәлди. Һеч бирсини мән көрүп бақмиған....Мени уруп ятқузувәткәндин кейин сиртқа чиқип кәтти.

Соал: немә билән урди?

Җаваб : урди, тәпти, дәссиди, бирлириниң қолида билярт тайиқи бар иди, шуниң биләнму урди.

Соал: қәйәрлириңиз зәхимләнди?

Җаваб:  4 тал қовурғам сунуп кәтти, бир тал чишимниң йерими сунуп кәтти, йәнә бир тал чишим лиңшип қалди. Йүз-көзүм йеғир...

Соал: андин қандақ болди?

Җаваб: җиддий қутқузуш билән дохтурханиға апирилдим. Тәкшүрүлгәндин кейин, қолумда рәсмийәтлирим болмиғачқа, балнистқа алмиди. Өйдә давалиниватимән.

Соал: ашханиниң хоҗайиниға демидиңизму, бу кимләр дәп?

Җаваб : ашхана үч қәвәтлик ашхана иди. Ашхана игиси  “көрмәй қаптуқ, бизгә немишқа дәрһал демидиң, улар бизниң акилиримиз болиду” деди.

Соал: демәк ашхана саһиби сизни урғучилар билән йеқинчилиқи барлиқини йошурмиди.

Өзини ашкарилашни халимиған гуваһчилардин бириниң баян қилишичә, қастәр мусақанни урған кишиләрниң бир қисим йеқинлири қастәр вә униң йеқинлириға телефон қилип, сунған әрзидин ваз кечишни, болмиса һаятиға хәтәр йетидиғанлиқини ейтқан.  Мәлум болушичә, қастәр мусақан лагер һәққидики гуваһлиқлирини тохтатмай келиватқан вә 20 күнниң алдида бир хәлқара ахбарат оргининиң зияритини қобул қилған икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.