Лондонда хитайниң зор көләмлик әлчихана селиш пиланиға қарши намайиш өткүзүлди
2025.02.10
2-Айниң 8-күни, әнглийәдики уйғур, тибәт, хоңкоңлуқларниң демократийә вә кишилик һоқуқ тәшкилатлирини өз ичигә алған 30 ға йеқин тәшкилат лондонда хитайниң “дәриҗидин ташқири әлчихана” қуруш пиланиға қарши кәң көләмлик намайиш елип барған.
Радийомизниң игилишичә, 8-феврал чүштин кейин, лондон мәркизидики ханлиқ пул қуюш завути (Royal Mint Court) ниң кесишмә биналар мәйданида, нәччә миңлиған намайишчи хитайниң бу җайда ғайәт зор көләмдики әлчихана қурушиға қарши намайиш қилған. Намайишчиларниң көп қисми хоңкоңлуқлардин тәшкил тапқан болуп, улар мәхсус машина билән намайиш мәйданиға тошуп келингән. Намайишни тәшкиллигүчиләрниң билдүрүшичә, бу намайишқа тәхминән 4000 адәм қатнашқан. Намайишчилар лондондики муһим тарихий орун болған ханлиқ пул қуюш завути районида хитайниң йеңи әлчихана селиш пиланиға қарши турған, шундақла әнглийә һөкүмитидин бу пиланни тәстиқлимаслиқини тәләп қилған.
Бу намайишқа әнглийәдики сиясий әрбабларму қатнашқан болуп, әнглийә парламент әзаси, сабиқ дөләт хәвпсизлик министири том тугендат (Tom Tugendhat), әмгәк партийәсиниң парламент әзаси бләйир макдугал (Blair McDougall) вә адаләт министирлиқиниң секретари роберт җенрик (Robert Jenrick), консерватиплар партийәсиниң сабиқ әзаси данкин симис (Duncan Smith) қатарлиқлар намайишчиларни қоллиған һәм сөз қилған.
Том тогендант намайишта қилған сөзидә мундақ дегән: “хитай компартийәсиниң тибәт, шинҗаң вә хоңкоңда елип барған қилмишлири дуняниң һәр қайси җайлиридики кишиләрниң, җүмлидин тибәтләр, хоңкоңлуқлар, уйғурлар вә башқа мусулманларниң қаршилиқиға дуч кәлди. Чүнки хитайниң қиливатқанлири бастуруш вә зулум. Мана һазир лондонниң шәһәр мәркизидә намайиш башлинип кәтти, бу җайда хитай әлчиханиси мәвҗут болмаслиқи керәк. Бизгә бу йәрдә хитай компартийәсиниң чоң әлчиханиси лазим әмәс”.
Консерватиплар партийәсидин данкин симис радийомиз мухбириниң нәқ мәйдан зияритини қобул қилип, мәзкур қурулушни тәстиқлиған һөкүмәтни тәнқидләп, буниң әнглийәниң өзигә қилинған зиянкәшлик, шундақла әнглийә пуқралириға қилинған хиянәт икәнликини билдүргән. У мундақ дегән: “хитай бизгә әхләт маллирини төкүватиду; хитайдики батарейә вә аптомобил ясаш ширкәтлири мәҗбурий әмгәктин пайдилинип, әрзан баһалиқ токлуқ аптомобилларни ишләпчиқириватиду. Хитай банкиси уларни йөләватиду, булар дуня сода тәшкилати қаидисигә хилап. Биз хитайниң ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқанлиқини һәм қул әмгикидин пайдилиниватқанлиқини билимиз. Бу ишлар һазир әнглийә һөкүмити үчүн муһим болмиса керәк. Әгәр бу һөкүмәт хитайниң һәммә тәлипигә мақул дәйдиған болса, қаттиқ хаталишиду”.
Намайишқа қетилған әнглийә парламент әзалири йәнә әнглийә истихбарат органлириниң әндишисини оттуриға қоюп, лондондики бу тарихий җайға хитай әлчиханиси селинип қалса, униң хитайниң әң чоң җасуслуқ мәркизигә айлинидиғанлиқини, у һалда униң хоңкоңлуқларғила әмәс, уйғур вә тибәтләргиму, һәтта әнглийә пуқралириғиму тәһдит пәйда қилидиғанлиқини билдүргән.
Мәлум болушичә, хитай 2018-йилила лондондики бу ават җайни, йәни 200 йиллиқ тарихқа игә ханлиқ пул қуюш завути орнини сетивелип, әлчихана салмақчи болған, бу әлчиханиниң көлими әслидики әлчиханиниң 10 һәссисигә тоғра келидиған болуп, әгәр қурулуш тамамланса, у хитайниң чәт әлдики әң чоң әлчиханиси болуп қалидикән. 2024-Йилиниң ахири лондон шәһәрлик сақчи идариси бу йәргә ғайәт чоң көләмдики әлчихана селишқа мас кәлмәйдиғанлиқини оттуриға қоюп, әнглийә һөкүмитиниң бу пиланни тәстиқлимаслиқини тәләп қилған. Һалбуки, бу йил 1-айда әнглийә ички ишлар вазарити билән вә ташқи ишлар вазарити сақчи тәрәпниң бу илтимасини рәт қилған. Әмәлийәттә, йиллардин буян бу қурулуш әнглийә хәлқиниң қаршилиқиға дуч кәлгән, шундақла әнглийә билән хитай оттурисидики дипломатик мәсилигә айланған.
8-Феврал миңлиған намайишчи әлчихана селиш пиланланған җайға йиғилип, “хитайниң лондонда йеңи әлчихана селишиға қарши туримиз”, “хитай мәхпий сақчилириниң әнглийәдә пәйда болушиға қарши туримиз” дегәндәк шоарларни товлашқан.
Лондондики бу намайишни тәшкилләштә актиплиқ билән күч чиқарған дуня уйғур қурултийи лондон ишханисиниң мудири, “уйғур қирғинчилиқини тохтат” намлиқ тәшкилатниң башлиқи рәһимә мәһмут ханим, радийомиз зияритини қобул қилип, бүгүнки намайиш һәққидә мәлумат бәрди.
Тибәт вә хоңкоң намайишчилириму радийомизниң мухбириға ейтқан сөзидә, хитай әлчиханисиниң коммунист хитайға вәкиллик қилидиғанлиқини, у қанчики зорайса өзлиригә шунчә чоң тәһдит болидиғанлиқини билдүргән.
Лондондики бу намайиш интайин юқири кәйпиятта елип берилған болуп, әнглийә хәлқиниң хитайниң явропада күндин-күнгә зорийиватқан иқтисадий вә сиясий тәсиригә болған күчлүк наразилиқини намаян қилған.