Ма шиңрүйниң уйғур елидә “айримлиқ” ни әмәс, “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси” ни тәкитлиши немидин дерәк бериду?
2025.02.11

Йеқинда, уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретар ма шиңрүйниң тәшвиқат бөлүми башлиқлириға “шинҗаңда ‛айримлиқ‚ ни әмәс, бәлки тәшвиқат саһәсидә ‛җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи‚ ни тәкитләш керәк” дегән көрсәтмиси, уйғур елиниң вәзийитигә йеқиндин диққәт қиливатқан муһаҗирәттики көзәткүчиләрниң диққитини қозғимақта.
Хитайниң уйғур елидики карнийи болған “шинҗаң гезити” вә “тәңритағ тори” қатарлиқ таратқулири тарқатқан хәвәргә қариғанда, 7-феврал күни үрүмчидә уйғур аптоном райони бойичә вилайәт вә наһийәлик парткомларниң тәшвиқат бөлүми башлиқлири мәхсус йиғини ечилған. Бу йиғинда уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңрүй алаһидә көрсәтмә берип, уйғур аптоном райониниң тәшвиқат, мәдәнийәт вә әдәбият-сәнәт саһәсидә һәр қайси милләтләрниң “айримлиқи” яки “пәрқи” ни әмәс, бәлки “җуңхуа миллитиниң мәдәнийәт җәһәттики ортақлиқи вә бир пүтүнлүкини тәкитләш” ни алаһидә тәләп қилған
Ма шиңрүй сөзидә йәнә “шинҗаңға мунасивәтлик ташқи тәшвиқат хизмити билән җамаәт пикри күришини күчәйтиш, җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини илгири сүрүш, шинҗаңниң тарихи вә мәдәнийитини тәтқиқ қилишни күчәйтип, җуңхуа мәдәнийитиниң ортақлиқи вә бир гәвдилишишниң тарихи пакитлирини тепип чиқиш” ни оттуриға қойған.
Әнглийәдики уйғур зиялийси вә шаир әзиз әйса әлкүнниң билдүрүшичә, ма шиңрүйниң бу қетим уйғур елидә мәхсус тәшвиқат бөлүми башлиқлири йиғини ечип, уларға аталмиш “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини мустәһкәмләш” һәққидә көрсәтмә бериши, хитайниң йиллардин буян уйғур елидә тәкитләп келиватқан “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш” шоариниң, йәни хитайлаштуруш сияситиниң давами икән.
Униң билдүрүшичә, ши җинпиң тәхткә чиққандин буян, уйғурларниң диний етиқадини вә миллий кимликини чәкләйдиған бир қатар сиясәтләрни йолға қойған. Йеқинқи он нәччә йилдин буян, уйғурларниң диний вә миллий байрамлири чәкләнгән, хитай мәдәнийити вә хитайниң әнәниви байрамлири уйғурларға мәҗбурий теңилған.
Әзиз әйса әлкүн йәнә, коммунист хитай һакимийәт бешиға кәлгәндин буян уйғур язғучи шаирлири вә уйғур тилидики әдәбий әсәрләргә қаритилған үзлүксиз сиясий чәклимиләр һәққидиму тохтилип өтти.
Униң билдүрүшичә, хитай һөкүмити уйғур елидә әдәбият-сәнәт саһәсидики тәқибни үзлүксиз давам қилип, бәзидә күчәйтип, бәзидә бошитип кәлгән. 2017-Йилдин кейин, уйғур кимлики әкс әттүрүлгән уйғур тилидики әдәбий әсәрләргә болған чәклимиләр тарихтики әң юқири пәллигә чиққан.
Бу йилларда тарих вә әдәбий әсәрләрни асас қилған бир қисим журналлар нәшрдин тохтиған, язмилирида уйғур кимлики вә уйғур тарихини әкс әттүргән язғучи шаирлар, журналистлар тутқун нишани қилинған, уйғурчә гезит-журналларниң көп қисми тақилип кәткән. Гәрчә бир қисим уйғурчә әдәбий журналлар сақлап қелинған болсиму, уларниң һәммиси дегүдәк хитай һөкүмитиниң сиясий пәрманлириниң уйғурчә тәрҗимисини елан қилидиған тәшвиқат васитилиригә айландурулған.
Шиветсийәдики уйғур шаирә раһилә камал ханим, хитай һөкүмитиниң әдәбият-сәнәт саһәсини һәр вақит өзиниң сияситини тәшвиқ қилидиған тәшвиқат васитисигә айландуридиғанлиқини билдүрди.
Униң билдүрүшичә, ма шиңрүйниң хитайниң уйғур елидики тәшвиқат мәсуллириға “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини мустәһкәмләш” бойичә мәхсус көрсәтмә бериши, райондики барлиқ мәдәнийәт һадисилирини хитай ейтими бойичә шәрһләшни тәләп қилиши, шундақла уни аталмиш “җуңхуа мәдәнийити” ниң бир қисми қатарида тәшвиқ қилишни тәкитлиши, уйғурларниң бу земиндики тарихий излирини өчүрүш, уйғурларниң өзигә миллий кимликини инкар қилиш, уларни хитайларниң гәвдисигә еритип қошуветиш вә ахирида йоқитиш суйиқәстидин башқа нәрсә әмәс икән.
Шаирә раһилә ханимниң тәкитлишичә, ма шиңрүйниң бу йиғинда қилған сөзлиридин хитайниң әң тез вақит ичидә уйғурларни пүтүнләй хитайлаштурушни мәқсәт қилғанлиқини көрүвелишқа болидикән.