Явропалиқ мәбләғ салғучилар хитайдин чекинип чиқип, мәбләғлирини шәрқий-җәнубий асия әллиригә салмақта
2023.01.09
Йиллардин буян, бир тәрәптин хитайни уйғурларға йүргүзиватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичилики сәвәблик әйиблисә, йәнә бир тәрәптин хитай билән болған иқтисадий һәмкарлиқлирини давамлаштуруп келиватқан явропа иттипақиниң 2023-йилиниң башлиниши билән бәзи әмәлий қәдәмләрни бесип, йеңи хитай истратегийәсини йолға қоюшқа башлиғанлиқи мәлум болмақта.
8-январ күни “германийә долқунлири” радийоси “явропа иттипақиниң мәбләғ салғучилири хитайға соғуқ муамилә қилмақта” намлиқ бир мақалә елан қилди. Мақалидә баян қилишичә, 2021-йили явропа иттипақи уйғур ирқий қирғинчилиқи билән алақидар болған 4 нәпәр хитай әмәлдариға җаза йүргүзгәндин кейин, хитай тәрәпму өч елиш мәқсидидә явропадики әң чоң ақиллар амбири болған меркато хитай тәтқиқат иниститутини өз ичигә алған бирқисим орган вә шәхсләргә җаза елан қилған. Буниң нәтиҗисидә явропа иттипақи билән хитай оттурисидики мунасивәт зор дәриҗидә бузулған. Икки тәрәп оттурисида имзаланмақчи болған мәбләғ селиш келишими тоңлитип қоюлған. Арқидинла йолға қоюлған хитайниң “юқумни нөлгә чүшүрүш” сиясити ялғуз хитайғила әмәс, хитайдики ғәрб әллири карханилириғиму иқтисадий җәһәттин зиянлар салған.
Мақалидә илгири сүрүшичә, үрүмчидә йүз бәргән от апитидин кейин, хитай тәвәсидә пәйда болған “ақ қәғәз һәрикити” ниң тәсиридә хитай һакимийити өткән айдин башлап “юқумни нөлгә чүшүрүш” сияситини әмәлдин қалдурған, саяһәтни әслигә кәлтүргән вә чәт әллик карханичиларниң хитайға қайтип келип қайтидин иш башлишини, мәбләғ селишини қарши алидиғанлиқини билдүргән. Әмма ғәрбликләр бу қетим мәбләғлирини хитайға әмәс, бәлки униң әтрапидики дөләтләргә селишқа башлиған, улар вейтнам, һиндонезийә, японийә, сингапор, малайсия қатарлиқ дөләтләрдә завутлар қуруп иш башлиған.
Ялғуз ғәрб әллириниң мәбләғ салғучилирила әмәс, бәзи чоң хитай ширкәтлириниңму хитайдики муқимсизлиқ вә давулғушлар сәвәблик мәбләғлирини шәрқий-җәнубий асия әллиригә йөткәватқанлиқини илгири сүргән германийәдики вәзийәт анализчиси әнвәр әһмәт әпәнди, ғәрб ширкәтлириниң хитайдин чекинип чиқишиға уйғур ирқий қирғинчилиқиниңму муһим бир сәвәб боливатқанлиқини тилға алди.
Мақалидә тәсвирлишичә, ғәрб ширкәтлири әмди хитайға бурунқидәк қизиқмайдиған һаләткә кәлгән. Хитай һазир явропалиқларниң нәзәридә “қизиқ базар” лиқ орнини йоқитип қойған. У барғансери “мөлчәрлигүсиз, ишәнчисиз вә үнүмсиз” бир дөләткә айланған. Һәммидинму муһими, явропа иттипақиға әза дөләтләр ахириқи бирқанчә йилда хитайға қарита сиясәтлирини түптин өзгәрткән. Сиясәтниң өзгириши мәбләғ салғучиларниң таллишиниму өзгәрткән. Нурғунлиған явропалиқ мәбләғ салғучилар хитайдин чекинип чиқип, мәбләғлирини шәрқий-җәнубий асия әллиргә салған. явропалиқларниң 2021-йили бир йил ичидә шәрқий-җәнубий асияға салған мәблиғи 26 милярд 500 милйон америка доллириға йәткән.
Хитайдики нурғунлиған чәт әл ширкәтлириниң йеқиндин буян уйғур мәҗбурий әмгикигә четилип қалмаслиқ, хитайниң җинайитигә шерик болуп җазаға учримаслиқ үчүн хитайдин мәбләғлирини қайтурувелишқа, завутлирини йөткәшкә башлиғанлиқини тилға алған норвегийәдики вәзийәт анализчиси бәхтияр өмәр әпәнди, норвегийә нефт фондиниңму йеқинда хитайниң көзитиш камераси ясайдиған хеквизйон ширкитигә салған мәблиғини қайтуривалғанлиқини тәкитлиди.
Хәвәрдин мәлум, болушичә, алдинқи айда өткүзүлгән явропа иттипақи билән шәрқий-җәнубий асия әллири иттипақиниң йоқури дәриҗиликләр учришишида явропа комисийониниң рәиси урсула фон дер лайин явропа иттипақидин 10 милярд доллар мәбләғ аҗритип “йәршари дәрвазиси” ни ечиш үчүн шәрқий-җәнубий асия әллиригә салидиғанлиқини билдүргән. Бу болса явропа иттипақиниң хитайниң “бир бәлвағ бир йол” қурулушиға қарши истратегийәлик тәдбири үчүн бесилған әмәлий қәдәм болуп һесаблинидикән. Узундин буян хитайға беқинип қалған шәрқий-җәнубий асия әллири явропа иттипақиниң бу сияситини қизғин қарши алған.
Мақалидә тәкитлишичә, явропа иттипақидин хитайға мәбләғ селиватқан чоң ширкәтләр “уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ” дәп әйиблиниватқан BMW, волксваген, мерсидес-бенз қатарлиқ германанийәниң чоң машина горуһлири болуп, хитайда зор санда завутлири вә мәбләғлири болған бу ширкәтләр хитай билән болған иқтисадий алақисини “бир кечидила” үзивитәлмәйдикән. Әмма хитайдики башқа герман ширкәтлириниң 30 пирсәнти завутлирини хитайдин йөткәп болған, йәнә 30 пирсәнти йөткилиш алдида турмақта икән.