Сарайево сөһбәтлири: “малайсия мусулманлири һәрқачан уйғурлар билән тәқдирдаш!”

Вашингтондин мухбиримиз әзиз вә җүмә тәйярлиди
2024.10.26
Ahmad-Fahmi-Mohd-Samsudin “малайсия мусулман яшлар һәрикити” (ABIM) ниң рәиси әһмәд фаһми муһд шәмсидин (Ahmad Fahmi Mohd Samsudin) йиғинда сөзләватиду. 2024-Йили 24-өктәбир, сарайево
Photo: RFA

Сарайево шәһиридә чақириливатқан дуня уйғур қурултийи (д у қ) ниң 8-нөвәтлик қурултийиниң қошма паалийити қирғинчилиқ һәққидики илмий муһакимә йиғини болуп, йиғинниң “хәлқ һәрикитидә өзара һәмкарлиқниң күчи” темисидики муһакимә басқучи алаһидә диққәт қозғиди. “малайсия мусулман яшлар һәрикити” (ABIM) ниң рәиси әһмәд фаһми муһд шәмсидин (Ahmad Fahmi Mohd Samsudin) йиғинда сөз қилип, малайсия мусулманлириниң уйғурлар һәққидики һимайигәрлик әһвали һәққидә тохталди.

Мәзкур тәшкилат малайсия мусулманлириниң уйғурлар һәққидики чүшәнчисини кеңәйтиш вә чоңқурлаштуруш үчүн уйғур паалийәтчиләрдин өмәр қанат, абдулһаким идрис қатарлиқларни малайсияға тәклип қилған, шундақла уларға уйғурлар һәққидә лексийә сөзләш, малайсия һөкүмәт әмәлдарлири билән учришиш қатарлиқ пурсәтләрни яритип бәргән. Әһмәд фаһминиң қаришичә, хитай билән малайсия оттурисида ғайәт зор миқдардики сода мунасивити мәвҗут, йәнә келип хитай он нәччә йилдин бери изчил малайсияниң әң чоң сода шерики болуп кәлгән. Йәнә бир яқтин хитай пуқралири визасиз малайсияда бир ай турушқа болидиғанлиқи үчүн, йилиға милйонлап хитай саяһәтчиләр малайсияға келиду. Шу сәвәбтинму уйғурлар мәсилисини малайсияда күнтәртипкә елип чиқиш көп тәрәплимә мәсилиләргә четилидиған бәкму назук бир һадисә. Йәнә бир яқтин хитай һөкүмити зор миқдарда малийә күчи вә адәм күчи сәрп қилиш бәдилигә малайсияда хитайпәрәсликкә кәң тупрақ һазирлашқа өткән. Буниң әң рошән ипадисидин бири малайсия пирезиденти әнвәр ибраһимниң йеқинда мәһди һәсән билән болған очуқ сөһбәттә ашкара һалда уйғур қирғинчилиқини инкар қилишида әкс әткән. “малайсия мусулман яшлар һәрикити” болса дәл мушу хил хитайпәрәсликкә қарши чамисиниң йетишичә намайишларни уюштуруп охшимиған “тәшвиқат уруши” қилип кәлмәктә.

Әһмәд фаһми билән бирликтә бу қетимқи қурултайға кәлгән йәнә бир киши “малайсия дуня тинчлиқи” җәмийитиниң рәиси моһд хәйрул әнвәр исмайил (Mohd Khairul Anwar Ismail) болуп, уму малайсияда уйғур давасини аңлитишқа тегишлик һәссә қошуп кәлмәктә. Улар бу җәһәттә малайсия баш министири әнвәр ибраһим (Anwar Ibrahim) ниң уйғурлар дуч келиватқан зулум вә қирғинчилиқни инкар қилиш мәвқәсидин пүтүнләй пәрқлиқ болуп, радийомизниң мәхсус зиярити җәрянида бу нуқтини алаһидә әскәртти.

Мухбир: пирезидентиңлар әнвәр ибраһимниң бу сөзлири муһаҗирәттики уйғур җамаитини, шундақла америка вә башқа җайлардики тәшкилатларни бәкла һәйран қалдурди. Немишқа десиңиз әнвәр ибраһим пирезидент болуштин илгири уйғур давасини қоллап кәлгән иди. Әмма пирезидент болупла хитайни қоллашқа өтти. У немишқа бундақ қилиду?

Әһмәд фаһми: мән бу кишини шәхсән яхши билимән. Ашу сөһбәттики пәвқуладдә минутларда у зат өзиниң бу мәсилидики мәвқәсини толуқ ипадә қилишқа илаҗ қилалмай қалған болса керәк, дәп ойлаймән. Әлвәттә бу хил мәвқәни тоғрилаш керәк. Әмма бизгә охшаш бу мәсилидин толуқ хәвәрдар кишиләр бу һәқтә у кишигә вә униң ишханисидикиләргә бу һәқтә чүшәнчә беримиз. У җайда қирғинчилиқниң болуватқанлиқи раст болғаникән, бу һәқтә техиму көп муһакимиләр болуши керәк. Демәкчи болғиним малайсия билән хитайниң мунасивити һазир бәкму назук бир һалда туруватиду. Шуңа һөкүмәт қилалмиған бу ишларни биз қилишқа тиришиватимиз.

Мухбир: бу әмәлийәттә бәкму аддий бир соал иди. Әнвәр ибраһим һазирму давам қиливатқан уйғур қирғинчилиқини инкар қилғанда сизниң бу һәқтики инкасиңиз қандақ болди? йәни малайсиядики әң чоң мусулман яшлири тәшкилатиниң рәиси, шуниңдәк уйғурларниң әһвалини яхши билидиған бири болуш сүпитиңиз билән шу вақитта хиялиңиздин немиләр кәчти?

Әһмәд фаһми: бу хил мәвқә түзитилиши лазим. Әлвәттә биз йәнә һазир болуватқан ишлар тоғрисида техиму көп учурларға игә болушимиз зөрүр. Чүнки биз һазир оттура шәрқтә болуватқан ишларға бәкрәк зеһин қоюватимиз. Шуниң билән бир вақитта шәрқий түркистанда болуватқан ишлар түпәйлидин мунасивәттики бәзи җиддийликләр оттуриға чиқиватиду. Мениңчә бу әһвал бизниң асасий қанунимизда тегишлик рәвиштә түзитилиши вә йеңилиниши лазим.

 Мухбир: сизниң баш министириңизға демәкчи болғиниңиз униң бу мәсилидики мәйданини өзгәртиш вә тоғрилаш. Шундақму?

Әһмәд фаһми: шундақ. Уни һазирқи вәзийәттин хәвәрләндүрүш лазим, демәкчимән. Шуңа биз дәл мушу мәсилигә қол тиқиватимиз. Биз бу һәқтә бир доклат елан қилдуқ. Йеқинда буни пирезидент ишханисиға йоллаймиз. Булар дәл биз қилмақчи болуватқан ишларниң җүмлисидиндур.

Бу мәсилә һәққидә сөз болғанда “малайсия дуня тинчлиқи” җәмийитиниң рәиси моһд хәйрул әнвәр исмайил (Mohd Khairul Anwar Ismail) бу җәһәттә өзини әһмәд фаһми билән пикирдаш, дәп қарайду. Униң пикричә, уйғурлар қирғинчилиққа дуч келиватқанлиқи үчүн улар дәл мушу мәркизий темини малайсия хәлқигә техиму әтраплиқ чүшәндүрүшкә күч чиқирип кәлгән. Чүнки малайсия хәлқиниң уйғурлар дуч кәлгән қисмәтләрдин хәвәрдар болғанлири техи көп санлиқни тәшкил қилмайду. Йәнә келип йеқинқи мәзгилләрдә “ислам һәмкарлиқ тәшкилати” ға охшаш бир түркүм екскурсийә өмәклири уйғур елидики “зиярәт сәһнилири” ни зиярәт қилғандин кейин хитай һөкүмитиниң тәшвиқатиға мас баянларни оттуриға чиқарған. Шундақ болғанлиқи үчүн уларниң малайсия хәлқиниң уйғурлар һәққидики чүшәнчисини ашуруш, шу арқилиқ һөкүмәткә бесим қилиш тиришчанлиқи изчил давам қилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.