Маралбеши базиридики тумақчи һаҗиахун вә аяли мәхпирәмхан тумшуқ түрмисидә җан үзгән

Вашингтондин мухбиримиз шөһрәт һошур тәйярлиди
2023.06.06
urumchi-3-turme.jpg Даванчиңдики 3-номурлуқ түрминиң дәрвазиси. 2021-Йили 23-апрел.
AP

Маралбешиниң тумшуқ түрмисидин роза һейтниң алдида бир түркүм кишиләрниң җәсити чиққанлиқи һәққидики инкас үстидә елип бериватқан ениқлашлиримиз давамида, әслидә маралбеши базирида тумақчилиқ билән тирикчилик қиливатқан вә 2017 ‏-йилдики чоң тутқундин кейин кесиветилгән һаҗиахун вә мәхпирәмхан исимлик әр-аялниң җаза муддитини өтәватқан тумшуқ түрмисидә җан үзгәнлики дәлилләнди.

Маралбешилиқ бир муһаҗир өткән айда маралбешидики тумшуқ түрмисидин роза һейттин бир һәптичә бурун абдуғени қадир қатарлиқ бир түркүм кишиләрниң җәсити чиққанлиқи вә бу җәсәтләрниң мәхпий шәкилдә аилә тавабиатлириға тарқитилғанлиқини инкас қилған иди. Өткән һәптидики ениқлашлиримиз давамида бу тарқитилған җәсәтләрдин бирсиниң мәмәттурсун мәтнияз исимлик мотсиклит ремонтчиси икәнлики айдиңлашқан иди. Биз бу һәптә маралбешиға қарита елип барған телефон зиярәтлиримиз давамида, мәзкур җәсәтләрниң кимлики вә өлүм сәвәблири һәққидә һәрқайси сақчи орунлиридин мәлумат соридуқ.

Маралбешидики бир сақчихана башлиқи роза һейтниң алдида, тумшуқ түрмисидин бир түркүм мәһбусларниң җәсити чиққанлиқини инкар қилмиди. У бу хил учурларни мәхпий тутуш һәққидә мәхсус һөҗҗәт барлиқини тәкитләп, бу һәқтә наһийәлик сақчи идарисидики мәсул хадимлардин әһвал игилишимизни тәвсийә қилди. Тумшуқ шәһиридики 54‏-полк (туән) сақчиханисиниң хадими, роза һейтниң алдида тумшуқ түрмисидин бир түркүм кишиләрниң җәсити чиққанлиқини дәлиллиди, әмма җәсәтләрниң сани вә кимликлири һәққидә мәлумат бәрмиди. Униң дейишичә, у тумшуқ түрмисидин җәсәтләрни елип чиқишқа бу сақчиханиниң башлиқи вә йәнә бир хадим билән бирликтә барған. Шу күнләрдә пүтүн сақчиханилар бихәтәрлик тәдбирлирини алаһидә күчәйткән. Болупму җәсәт игисиниң аилә қоруси вә мәһәллиси нуқтилиқ көзитилгән вә назарәт қилинған. Әмма бу хадимму җәсәтләрниң кимликлири вә өлүм сәвәби һәққидә мәлумат берәлмиди.

Телефонимизни қобул қилған, әмма өзини ашкарилашни халимиған хадимлардин бири, тумшуқ түрмисидин бир түркүм мәһбусларниң җәсити чиққанлиқидин өзиниң хәвири барлиқи, әмма буниң йеңи бир әһвал әмәсликини, тумшуқ түрмисидә пәвқуладдә адәм көп болғачқа, бәзидә һәр күни бәзидә һәптидә бир қетим җәсәтләр елип чиқилип, мәхпий шәкилдә тарқитилидиғанлиқини баян қилди. Униң билдүрүшичә, бу қетимқиси роза һейтниң алдида болғачқа, әһвални толуқ йошуруш мумкин болмиған, һәтта җәмийәттә тумшуқ түрмисидә бир түркүм мәһбусларниң тамақтин зәһәрлинип өлгәнлики һәққидә гәп-сөз тарқалған. У бу учурниң тоғра-хаталиқиға өзиму бир нәрсә дейәлмәйдиғанлиқини әскәртиш билән бирликтә, җәсәтләрдин бириниң маралбеши базиридики тонулған бир тумақчи киши икәнликини ашкарилиди.

Биз бу йип учиға асасән маралбеши базар ичидики бир сақчиханиға телефон қилдуқ. Телефонимизни қобул қилған хадим, бу сақчихана тәвәликидики тонулған тумақчиниң һаҗиахун исимлик киши икәнлики, униң мәхпирәмхан исимлик аяли билән бирликтә түрмидә җан үзгәнликини дәлиллиди. Мәлум болушичә, 70 вә 65 яшлардики бу бир җүп әр-аял, 2017‏-йили тутқун қилинип, 2019‏-йили кесиветилгән икән.

***

Әркин асия радийоси уйғур бөлүми мухбирлири қийин әһвалда мәшғулат қилиду, шуңа бу хәвәрни ишләш җәрянида мухбирлиримизниң бихәтәрликини көздә тутуп, уларниң әркин асия радийоси билән болған мунасивитини ашкарилимаслиқни таллидуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.