Мәдәнийәт қирғинчилиқи билән әйиблиниватқан хитай “шинҗаң яхши җай” тәшвиқатини күчәйткән
2024.06.13

Хитай һөкүмити өзигә сиясий яки иқтисадий җәһәттин бағлинип қалған мәмликәтләр вә мусулман дунясиға қарита аталмиш “шинҗаң яхши җай” намидики нахша вә уссул кечилики қатарлиқ паалийәтләр арқилиқ тәшвиқатини һәссиләп күчәйткәнлики мәлум. Уйғурлар вәзийитигә йеқиндин диққәт қилип келиватқан мутәхәссисләр, хитайниң мушу хил васитиләр арқилиқ, бир тәрәптин өзиниң уйғур дияридики ирқий қирғинчилиқини ақлашқа урунуватқанлиқини, йәнә бир тәрәптин америка башчилиқидики демократик ғәрб дөләтлиригә қарши бирлик сәп шәкилләндүрүватқанлиқини илгири сүрмәктә.
“хитай хәвәрлири тори” ниң 6-айниң 7-күндики хәвиригә асасланғанда, 6-июн күни хитайниң дубәйдики баш консулханиси вә уйғур аптоном районлуқ чәт әл достлуқ җәмийити бирликтә тәшкиллигән бир өмәк әрәб бирләшмә хәлипилики дубәй шәһиридә “шинҗаң яхши җай” намидики нахша вә уссул кечилики өткүзгән. 30 Ға йеқин сәнәтчиләрниң асаслиқи уйғур аптоном районлуқ муқам вә сәнәт өмикидин кәлгән. Дубәйдики һәр саһәдики 600 дәк киши, хитай муһаҗирлири вә хитай мәбләғ салған карханиларниң вәкиллири оюнни көргили кәлгән.
Хитайниң дубәйдики баш консули о бочийән сөзидә шинҗаң чәт әл достлуқ җәмийитиниң нәччә миң чақирим йол йүрүп дубәйгә келип, чәт әлдики йәрлик хитайларға есил номур бәргәнлики үчүн миннәтдарлиқини билдүргән. У йәнә мундақ дегән: “әгәр сиз шинҗаңни зиярәт қилмисиңиз, хитайниң қанчилик чоңлуқини билмәйсиз, шинҗаңни зиярәт қилмисиңиз, хитайниң гүзәлликини биләлмәйсиз. Оюнни көргили кәлгәнләр хитайниң көлими вә гүзәлликини һес қилалайду.”.
Хитайниң бу хил “шинҗаң яхши җай” тәшвиқат паалийитиниң маһийити мутәхәссисләрниң диққитини қозғиди,
Германийәдики уйғуршунас доктор руни стенберг (Rune Stenberg) радийомиз зияритини қобул қилип әрәб бирләшмә хәлипилики дубәй шәһиридә “шинҗаң яхши җай” намидики нахша вә уссул кечиликиниң мәзмуни, мәқсити вә характери һәққидә сөз қилип мундақ деди: “хитай һөкүмити шәрқи түркистандики зулми вә лагерлар түпәйли образи хунүкләшти вә көп зиянға учриди. Шуңа өзиниң җинайитини ақлаш үчүн йеқиндин буян көпләп мәбләғ селип ‛шинҗаң яхши җай‚ намидики нахша вә уссул кечилики қатарлиқ түрлүк паалийәтләр арқилиқ тәшвиқатини һәссиләп күчәйтиватиду”.
Түркийә һаҗәттәпә университетиниң дотсенти доктор әркин әкрәм өз инкасни билдүрүп мундақ деди: “хитай һөкүмити бу хил паалийәтләр арқилиқ бир тәрәптин шәрқи түркистандики ирқи қирғинчилиқини инкар қилип, уйғурларниң нахша ейтип усул ойнап хушал-хурам яшаватқанлиқини тәшвиқ қиливатиду. Йәнә бир тәрәптин әрәб дунясидики америкиға қарши писхикисидин пайдилинип америка башчилиқидики демократик ғәрб дөләтлиригә қарши бирлик сәп шәкилләндүрүватиду”.
Мәзкур хәвәрдә дейилишичә, дубәйдә 30 нәччә йил турған әрәб бирләшмә хәлипиликидики “шинҗаң сода-санаәтчиләр бирләшмисиниң рәиси” ниң рәиси абләт мәмәт “шинҗаң яхши җай” намидики нахша вә уссул кечиликигә қатнашқан кишиләрдин бири болуп, у уйғур аптоном районлуқ чәт әл достлуқ җәмийитиниң вәкилләр өмикини башлап, оюн қоюшқа рәһбәрлик қилғанлиқиға интайин миннәтдар икәнликини ейтип мундақ дегән: “бу оюн әрәб бирләшмә хәлипилики дубәйдә яшайдиған муһаҗир қериндашларға шинҗаңниң алаһидиликигә игә сәнәт зияпити бәргән болди”.
Немә үчүн мухбирлар “шинҗаң сода-санаәтчиләр бирләшмисиниң рәиси” ниң рәиси абләт мәмәтни зиярәт қилип униң сөзигә алаһидә урун бериду? хитайниң бу хил тәшвиқати бир нәтиҗә берәмду?
Доктор әркин әкрәм бу соалимизға җаваб берип мундақ деди: “хитай мусулманларға қарита бир уйғур вә мусулманни ишлитип туруп тәшвиқат қилса ишәнчлик болиду дәп ойлиди. Уйғурниң еғизидин ялған учур тарқитиватиду. Хитайниң бу тәшвиқати вақитлиқ үнүмлүк болсиму, узун муддәттә хитайниң бу хил тәшвиқати мувәппәқийәтлик болмайду”.
6-Айниң 2- вә 3-күни кәчтә хитай даирилири башлап кәлгән мәзкур сәнәтчиләр түркийәниң әң чоң шәһири истанбул вә пайтәхт әнқәрәдә “шинҗаң яхши җай” намидики нахша вә уссул кечилики өткүзгәниди. Бу нахша-уссул кечилики истанбулда өткүзүлгәндә, түркийәдә яшаватқан йүзлигән уйғурлар униңға қарши намайиш елип барғаниди.
Хитай һөкүмитиниң йиллардин буян уйғурларниң есил әнәниви мәдәнийитини, җүмлидин нахша-уссул сәнитини аталмиш “җуңхуа мәдәнийити” билән юғурушни күчәп тәшвиқ қилғанлиқи вә әмәлийләштүргәнлики мәлум. Уйғурлар той-төкүн вә һейт-байрамлирини өз адити һәм арзуси бойичә өткүзәлмәйватқан болуп, буниң орниға хитайларниң чаған, панус байрими вә таңзуңза байрими қатарлиқ байрамлирини тәбрикләшкә мәҗбурлинип келиватқанлиқи мәлум болмақта. Доктор руни стенберг вә әркин әкрәм қатарлиқ тәтқиқатчилар хитайниң бу сияситини “мәдәнийәт қирғинчилиқи” дәп әйибләп, “хитай һөкүмити миллий вә диний кимлики күчлүк болған уйғурларни ассимилятсийә қилип, хитайдин ибарәт бирла улус дөлити яритишқа урунмақта” дәп әйиблигән иди.