Уйғур нахшичиниң “хо хей” нахшиси хитайниң мәдәнийәт қирғинчилиқиниң қайси дәриҗигә йәткәнликини көрсәтти
2024.10.24
Хитайниң иҗтимаий таратқулирида тарқиливатқан уйғур мода нахша-музикилириниң барғансери хитайчә услубни елиши муһаҗирәттики уйғур сәнәткарлар вә көзәткүчиләрниң диққитини тартмақта. Җүмлидин йеқиндин буян уйғур елидә хәлқ нахшилирини йеңичә услубта ейтип тонулған яш нахшичилардин адилҗан мәмтиминниң хитайниң “яңгер уссули” музикисиға тәңкәш қилип ейтқан “хо хей” (吼嘿) намлиқ нахшиси хитайниң иҗтимаий таратқулирида кәң таралмақта.
Мәзкур нахшиниң текисти уйғурчә болсиму, аһаңи пүтүнләй хитайчә, йәни хитайниң әнәниви “яңгер уссули” музикисиниң аһаңида болуп, уйғур елидики чолпанлар униңда рол елип, нахшиниң нәқрат қисимида “吼嘿” дәп тәң товлайду.
Униңдин башқа йәнә видийода бир топ яшниң һарақ сорунида қизларға “гәп етиш” и нахшиға селинған болуп, хитайчә текист уйғур хәлқ нахшилириниң аһаңиға маслаштурулған. Мәзкур нахшиниң видийосида болса забой йигитләр билән уссулчи қизлар тәшвиқат обйекти болған.
Көзәткүчиләр бу хил йүзлинишниң иҗтимаий таратқуларда кәң тәшвиқ қилинишини хитайниң уйғурларни мәдәнийәт җәһәттә вәйран қилиш сияситиниң бир қисми дәп көрсәтмәктә. Муһаҗирәттики уйғур сәнәткарлар болса хитайниң уйғур сәнәткарлирини тәшвиқат қорали қиливалғанлиқидин өкүнгән.
Фирансийәдики “WTFkistan” рок музика әтритиниң қурғучиси миркамил турғун бу һәқтә радийомизға сөз қилип, хитай һөкүмитиниң мушундақ тәшвиқат арқилиқ уйғурларниң мәдәнийәт сәнитигә һақарәт қиливатқанлиқини тәкитлиди. У йәнә хитайниң әзәлдин иҗтимаий таратқуларда уйғур қизлирини “уссулчи гули”, оғуллирини “кавапчи мәймәйти” дәп тәшвиқ қилиш арқилиқ уйғурларни пәс көрситип келиватқанлиқини әскәртип өтти.
Хитайниң CGTN қанилиниң бу йил сентәбирдики хәвиригә асасланғанда, хитай компартийәсиниң баш секретари ши җинпиң ши җинпиң мәркизи партийә мәктипи курсантлириға бәргән йолйоруқида, уйғур елидә “җуңхуа милләтлири ортақ гәвдиси еңини бәрпа қилиш” тәшвиқатини техиму қаттиқ күчәйтишни тәләп қилғаниди.
Бу һәқтә австралийәдики сәнәткар, уйғур муқам вариси шөһрәт турсун хитай һөкүмитиниң уйғурларниң мәдәнийәт сәнитини йоқитиш урунушиға болған әндишисини, шундақла уйғур сәнитиниң йоқалмайдиғанлиқиға болған үмидини билдүрди.
Америкадики сиясий анализчи илшат һәсән әпәнди бу һәқтә радийомизға сөз қилип, уйғурларниң хитай һөкүмити тәрипидин пүтүн күчи билән маңқуртқа айландурулуш киризисигә дуч келиватқанлиқни тәкитлиди.
Чен чүәнго 2016-йили уйғур аптоном райониға партком секретари болған йилларда “җуңхуа милләтлири ортақ еңи” ни тәкитләп, уйғурларни “хитай кимлики” ни қобул қилиш, хитайлар билән “қошмақ туғқан” болуш сияситини йүргүзгән. Буни қобул қилмиғанларни “диний әсәбий” яки “бөлгүнчи” дегәндәк қалпақлар билән лагерларға қамиған яки түрмиләргә бәнт қилғаниди.
Қазақистанлиқ уйғур сәнәткар санийәм исмаил уйғур сәнитиниң узун йиллиқ тарихқа игә икәнликини тәкитләп, муһаҗирәттики уйғур сәнәткарларни бу мәдәнийәткә игә чиқишқа чақирди.