Пирофессор доктор осман мәрт: “мәһмуд қәшқәриниң түркий тиллар дивани түрк дунясини бирләштүрмәктә”
2024.12.06

Б д т маарип, илим-пән вә мәдәнийәт тәшкилати (юнеско) 2017-йили “түркий тиллар дивани” ни ғәйрий маддий мәдәнийәт мираси тизимликигә киргүзгәндин кейин дуняниң һәрқайси җайлирида “түркий тиллар дивани” һәққидә хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғинлири чақирилмақта.
12-Айниң 4-күнидин 6-күнигичә түркийәниң шималидики дәнизли шәһиридики памукқалә университетида мәһмуд қәшқәри түзгән “түркий тиллар дивани” ниң 950-йиллиқи мунасивити билән “хәлқаралиқ түркий тиллар дивани вә түрк дуняси” мавзулуқ илмий муһакимә йиғини чақирилди. Йиғинда сөз қилған түркийә тил тәтқиқат идарисиниң башлиқи пирофессор доктор осман мәрт әпәнди мәһмуд қәшқәриниң түрк дунясини бирләштүргәнликини тәкитлиди.
Қазақистан, әзәрбәйҗан, қирғизистан, түркмәнистан, өзбекистан вә түркийә қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән 78 түрколог қатнашқан бу илмий муһакимә йиғининиң ечилиш мурасимида сөз қилған дәнизли валиси өмәр фаруқ җошқун, памукқалә университетиниң мудири пирофессор доктор әхмәт қутлухан, түркийә тил тәтқиқат идарисиниң башлиқи пирофессор доктор осман мәрт әпәнди, юнеско түркийә шөбисиниң башлиқи пирофессор доктор өҗал оғуз әпәнди сөзидә мәһмуд қәшқәри вә униң өлмәс әсири “түркий тиллар дивани” ниң түрк тили вә түрк мәдәнийитигә қошқан төһписиниң зор икәнликини, 9 әсир өткәндин кейинки бүгүнки күндә түрк дунясини бирләштүрүватқанлиқини тәкитләшти. Бу илмий муһакимә йиғиниға қатнашқан 78 түрколог 12-айниң 4-күнидин 6-күнигичә мәһмуд қәшқәриниң һаяти вә униң өлмәс әсири “түркий тиллар дивани” һәққидә язған илмий мақалилирини оқуп өтти.
Бу илмий муһакимә йиғиниға мәһмуд қәшқәри һәққидә көп санда тәтқиқат елип барған уйғур зиялийлиридин түркийә әгә университети оқутқучиси, пирофессор доктор алимҗан инайәт “түркий тиллар дивани” һәққидә язған илмий мақалисини оқуп өтти.
Юнеско түркийә шөбисиниң мудири, пирофессор доктор өҗал оғуз әпәнди ечилиш мурасимида сөз қилип, юнескониң уйғур муқами билән мәшрәпни ғәйрий маддий мәдәнийәт мираси тизимликигә киргүзгәнликини, башқа түркий җумһурийәтләрниң қоллиши билән түркийәниңму “түркий тиллар дивани” ни ғәйрий маддий мәдәнийәт мираси тизимликигә киргүзгәнликини баян қилди. У мундақ деди: “бизниң 30 әтрапида мирасимиз юнеско тәрипидин ғәйрий маддий мәдәнийәт мираси тизимликигә киргүзүлди. Түркийәдин башқа түркий хәлқләрниң мираслириму мәзкур тизимликтә мәвҗут. 2017-Йилида биз түркийә намидин “түркий тиллар дивани” ни юнескоға сунған идуқ, қобул қилинди. Дуня мираслири тизимликигә елишниң бирла шәрти бар иди, у болсиму у әсәрниң биздә сақлиниватқан болуши иди. “түркий тиллар дивани” ниң аргинали истанбулдики милләт кутупханисида сақланмақта”.
“түркий тиллар дивани” йезилғанлиқиниң 950-йиллиқи мунасивити билән бу йилниң бешида қирғизистанниң пайтәхти бишкәктә, арқидин әзәрбәйҗанниң пайтәхти бакуда, өткән айда түркийәниң қәһриманмараш вилайитидә “түркий тиллар дивани” илмий муһакимә йиғини чақирилған болуп, түркийә тил тәтқиқат идарисиниң башлиқи пирофессор доктор осман мәрт әпәнди бу һәқтә тохтилип мундақ деди: “бу йиғинниң биринчисини бишкәктә өткүздуқ. Һәммимизгә мәлум “түркий тиллар дивани” пәқәтла түркийә түрклириниң әмәс, пүтүн түркий хәлқләрниң әсири, шуңа түркий хәлқ җумһурийәтлиридиму өткүзәйли дедуқ. Мәқситимиз “түркий тиллар дивани” арқилиқ түркий хәлқләрни бирләштүрүш иди, буни әмәлгә ашуруватимиз. Кейин әзәрбәйҗанда тунҗи әрәбчә нусхиси нәшр қилинди. Бу мунасивәт билән бу йәрдә өткүздуқ. Арқидин түркийәниң қәһриманмараш шәһиридә өткүздуқ. Бүгүн денизли шәһиридә өткүзүп олтуруптимиз. Бүгүнки күндә ‛түркий тиллар дивани‚ түрк дунясини бирләштүрди”.
Уйғур зиялийлири гәрчә өз вәтинидә улуғ алими мәһмуд қәшқәри язған “түркий тиллар дивани” йезилғанлиқиниң 950-йиллиқини қутлиялмиғиниға көңли йерим болуватқан болсиму, түрк дунясиниң һәрқайси җайлирида бундақ көркәмлик илмий муһакимә йиғинлириниң чақирилғанлиқидин интайин хурсән болуватқанлиқини баян қилишмақта. Пирофессор доктор алимҗан инайәт әпәнди йиғин тоғрисидики тәсиратини биз билән ортақлашти. У, “түркий тиллар дивани” ниң юқири илмий қиммәткә игә болупла қалмастин, шәрқий түркистанни вә уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитини тонуштуруш үчүнму зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитлиди.
Уйғур зиялийлири бу хил илмий муһакимә йиғинлирида өзлириниң мәһмуд қәшқәри һәққидә елип барған илмий мақалилирини оқуп өтүш билән бирликтә, хитайларниң уйғурларға елип бериватқан ирқий қирғинчилиқ сияситини, болупму хитайниң уйғурларниң ана тилида оқутуш вә тәлим-тәрбийә елип беришиға тосқунлуқ қиливатқанлиқини илгири сүрүшмәктә.