Мәһмуд қәшқәриниң қәшқәрдики мәқбәриси тақиветилгән
2024.10.02
Хитай һөкүмитиниң қәшқәрдики йәрлик даирилири мәһмуд қәшқири мәқбәрисиниң тақиветилгәнликини дәлиллиди, әмма тақилиш сәвәбини дәп берәлмиди.
Йеқинқи бир иҗтимаий таратқу хәвиридә мәһмуд қәшқириниң қәшқәрдики мәқбәрисиниң тақиветилгәнлики һәққидә учурлар тарқалған иди. Мухбиримизниң қәшқәрдики алақидар орунларға қарита телефон зиярәтлири давамида, мәзкур мәқбәриниң тақиветилгәнлики дәлилләнди. Даириләр мәқбәриниң тақилишиниң вақитлиқ икәнликини илгири сүргән болсиму, әмма немә сәвәбтин тақалғанлиқи вә қачан қайта ечилидиғанлиқи һәққидә җаваб берәлмиди.
Норвегийәдә паалийәт елип бериватқан уйғуряр фондиниң йетәкчиси абдувәли аюп алдинқи йили алақидар қаналлири арқилиқ мәһмуд қәшқири мәқбәрисиниң тақалғанлиқи һәққидә бир учур алған вә бу учурни архиплаштуруп алақидар хәлқара органларға тәқдим қилған. Һалбуки, бу учурниң мәнбәси рәсмий ахбарат оргини болмиғачқа, алақидар органларниң диққәт вә ишәнчигә еришәлмигән. Йеқинда “довйин” да чиққан бир синлиқ хәвәрдә қәшқәрдики мәһмуд қәшқири мәқбәрисиниң тақақ икәнлики нәқ мәйдандин көрситилгән, әмма хәвәрдә мәқбәриниң тақалғанлиқи тоғрилиқ рәсмий һөкүмәт органлириниң баян яки уқтурушлириға орун берилмигән.
Қәшқәргә қарита елип барған телефон зиярәтлиримиз давамида, мәһмуд қәшқири мәқбәрисиниң очуқ яки тақақ икәнлики һәққидә алақидар хадимлар бәзидә зиддийәтлик, бәзидә мүҗмәл, бәзидә сирлиқ җавабларни бәрди. Қәшқәр вилайәтлик аммивий учур алақә мәркизиниң хадими бу һәқтики соалимизға җаваб берәлмиди. У, бу һәқтә қәшқәр конашәһәр (тоққузақ) наһийәлик саяһәт идариси билән алақә қилишимизни тәвсийә қилди. Қәшқәр конашәһәр наһийәлик саяһәт идарисиниң бир хадими, дәсләптә бу мәқбәриниң очуқ икәнлики вә кишиләрниң халиған вақитта берип зиярәт қилалайдиғанлиқини тилға алди. Биз униңға йеқинда “довйин” да тарқалған бир хәвәрдә мәзкур мәқбәриниң дәрвазисиниң тақақ һаләттә көрүлгәнликини әскәрткинимиздин кейин, у мәқбәрә қурулушиниң ремонт қилиниш алдида икәнликини, шуңа вақитлиқ тақалғанлиқини илгири сүрди.
Биз бу зиддийәтлик җавабни айдиңлаштуруш үчүн, қәшқәр вилайәтлик учур алақә мәркизигә қайтидин телефон қилдуқ. Алақидар хадим бу нөвәт вилайәтлик сақчи идарисиниң мәдәнийәт-саяһәт ишлириға мәсул хадими билән алақилишишимизни тәвсийә қилди. Мәсул сақчи хадим, мәзкур мәқбәриниң тақақ икәнликини дәлиллиди. Гәрчә бу хадимму мәқбәрә қурулушини йеңилашниң пиланланғанлиқини тәкитлигән болсиму, әмма бу пиланниң қачан иҗра қилинидиғанлиқи, керәклик хираҗәтниң тәстиқланған тәстиқланмиғанлиқи һәққидә мәлумат берәлмиди. У һәтта “йеңи қурулуш” қачан пүтидиғанлиқи вә мәқбәриниң зиярәткә қачан ечиветилидиғанлиқи һәққидә тәхминий бир җавабму берәлмиди. Бу хадим йәнә сирлиқ һалда мәқбәриниң “йеңилиниш пилани” ниң бирқанчә түрлүк сәвәби барлиқини тилға алған болсиму, бу сәвәбләрдин бирәрсиниму изаһлап берәлмиди.
Абдувәли аюпниң баян қилишичә, мәқбәрә тақилиштин аввал қәшқәр шәһәрлик дөләт хәвпсизлик сақчилири мәқбәриниң хатирә сарийидики барлиқ китаб-матерялларни топлап елип кәткән.
Юқирида мәһмуд қәшқири мәқбәрисиниң тақалғанлиқи һәққидә аңлитиш бәрдуқ.