Алмутада мәһмуд қәшқириниң “дивану луғәтит түрк” әсириниң 950 йиллиқиға беғишланған мурасим өткүзүлди

Алмутадин ихтиярий мухбиримиз ойған тәйярлиди
2024.10.02
qazaqistan-mehmud-qeshqiri-05

Қазақистанниң алмута шәһириниң достлуқ өйидә өткүзүлгән мәһмуд қәшқириниң “дивану луғәтит түрк” әсириниң 950 йиллиқиға беғишланған мурасимдин көрүнүш 2024-йили 30-сентәбир, алмута RFA/Oyghan

qazaqistan-mehmud-qeshqiri-01

Қазақистанниң алмута шәһириниң достлуқ өйидә өткүзүлгән мәһмуд қәшқириниң “дивану луғәтит түрк” әсириниң 950 йиллиқиға беғишланған мурасимдин көрүнүш 2024-йили 30-сентәбир, алмута RFA/Oyghan

qazaqistan-mehmud-qeshqiri-02

Қазақистанниң алмута шәһириниң достлуқ өйидә өткүзүлгән мәһмуд қәшқириниң “дивану луғәтит түрк” әсириниң 950 йиллиқиға беғишланған мурасимдин көрүнүш 2024-йили 30-сентәбир, алмута RFA/Oyghan

qazaqistan-mehmud-qeshqiri-03

Қазақистанниң алмута шәһириниң достлуқ өйидә өткүзүлгән мәһмуд қәшқириниң “дивану луғәтит түрк” әсириниң 950 йиллиқиға беғишланған мурасимдин көрүнүш 2024-йили 30-сентәбир, алмута RFA/Oyghan

qazaqistan-mehmud-qeshqiri-04

Қазақистанниң алмута шәһириниң достлуқ өйидә өткүзүлгән мәһмуд қәшқириниң “дивану луғәтит түрк” әсириниң 950 йиллиқиға беғишланған мурасимдин көрүнүш 2024-йили 30-сентәбир, алмута RFA/Oyghan

qazaqistan-mehmud-qeshqiri-06

Қазақистанниң алмута шәһириниң достлуқ өйидә өткүзүлгән мәһмуд қәшқириниң “дивану луғәтит түрк” әсириниң 950 йиллиқиға беғишланған мурасимдин көрүнүш 2024-йили 30-сентәбир, алмута RFA/Oyghan

Бүгүнки вақитта хитай һакимийити уйғур елидә уйғур хәлқиниң тили вә қәдимий мәдәнийитини чәкләш, тарихи вә мәдәний ядикарлиқлирини йоқитиш, алимлар, шаир-язғучиларни аталмиш тәрбийәләш лагерлирида тутуп туруш вә түрмигә қамашқа охшаш әшәддий сиясәт елип бериватқан бир мәзгилдә муһаҗирәттики уйғурлар, шу җүмлидин оттура асиядики уйғурларму өз кимликини сақлашниң һәр хил йоллирини издәп, һәрикәт қилмақта. Уйғур хәлқиниң тарихида өткән бүйүк алимларниң, шаир вә язғучиларниң әмгәклирини қайта нәшр қилип, тәрғиб қилиш әнә шуларниң бири болуп һесаблиниду. Мана шундақ бир мунасивәт билән 30-сентәбирдә қазақистанниң алмута шәһиридики “достлуқ өйидә” бир паалийәт өткүзүлди.

Алмута шәһири бостанлиқ наһийәлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизи түрксой, йәни хәлқара түрк мәдәнийити тәшкилати, қазақистан уйғурлириниң җумһурийәтлик һәм алмута шәһәрлик етно-мәдәнийәт мәркәзлири, алмута шәһәрлик “йигит беши” иттипақиниң қоллап-қуввәтлиши билән 1074-йили мәһмуд қәшқири тәрипидин йезилған түркий тилларниң тунҗи енсиклопедийәлик луғити “дивану луғәтит түрк”, йәни “түркий тиллар дивани” ниң 950 йиллиқиға беғишланған “түркий тиллар синтаксисиниң җәвһәрлири” намлиқ китабниң тонуштуруш мурасими өткүзүлди.

Мәзкур мурасимниң мәқсити 11-әсир түрк хәлқлириниң тарихи, мәдәнийити, дини, етнографийәси һәм тили һәққидә билим беридиған мәһмуд қәшқири әмгикиниң нәқәдәр қиммәтликини һәм тарихий әһмийитини көрситиштин ибарәт болған. Униңға алимлар, язғучилар, җәмийәтлик бирләшмиләр һәм аммиви ахбарат васитилири вәкиллири, җамаәт әрбаблири вә башқилар қатнашти. Мурасимға алмута шәһири бостанлиқ наһийәлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизиниң рәиси, “туран дуняси” түркий хәлқләр мәдәнийити фондиниң мудири карлин мәхпироф риясәтчилик қилди.

“түркий тиллар синтаксисиниң җәвһәрлири” намлиқ китаб рус тилида алмута шәһиридики “мир” нәшрияти вә “туран дуняси” түркий хәлқләр мәдәнийити фонди тәрипидин “1000 йилдин кейин мәһмуд қәшқири изи билән” мавзусидики етнографийәлик илмий тәтқиқат лайиһәси даирисигә йоруқ көргән.

Карлин мәхпироф мурасимниң асасий мәқситини чүшәндүрүп, кәлгән меһманларға миннәтдарлиқини билдүрди. У мәзкур мурасимниң өтүшигә тонулған уйғур тилшунас сәйпулла абдуллайефниң тәйярлиған “түркий тиллар синтаксисиниң җәвһәрлири” китабиниң сәвәб болғанлиқини һәмдә қазақистанда “дивану луғәтит түрк” әмгикиниң йезилғанлиқиниң 950 йиллиқиға беғишланған бир қатар паалийәтләрниң өткәнликини тәкитлиди.

Шуниңдин кейин мурасимниң бир қатар қатнашқучилири китабни тонуштуруш мурасиминиң лентисини кәсти.

Тонуштуруш мурасимида сөзгә чиққан тилшунас, әдәбиятшунас алимлар, әзәрбәйҗан, башқурт, уйғур, қирим татарлири, түркмән, хакас вә яқут мәдәнийәт мәркәзлириниң рәислири мәһмуд қәшқириниң әмгикигә юқири баһа берип, униң 11-әсирдики түркий хәлқләрниң тарихи, мәдәнийити, дини, етнографийәси һәм тили һәққидә бай мәлуматларни өз ичигә алған улуғ мәдәний мирас икәнликини алаһидә тәкитлиди. Улар йәнә мәзкур мурасимни уюштурған карлин мәхпирофқа һәм китабниң аптори сәйпулла абдуллайефқа рәһмитини ейтти.

Шу җүмлидин “мәһмуд қәшқири” намлиқ сәһнә әсири билән түркийәдә мукапатқа еришкән қазақистан язғучилар иттипақиниң әзаси, дираматорг әкрәм әхмәтофниң уйғур елигә қилған сәпири һәм мәһмуд қәшқири мәқбәрәсини зиярәт қилғанлиқи тоғрилиқ сөзлигән нутқи көпчиликтә қизиқиш һасил қилди. Мәлум болушичә, бу йил қуддус ғоҗамяроф намидики дөләт академийәлик уйғур музика тиятири өзиниң йеңи мәвсумини әнә шу әкрәм әхмәтофниң “мәһмуд қәшқири” сәһнә әсири билән башлиған.

Радийомиз зияритини қобул қилған әл-фараби намидики қазақ миллий университетиниң шәрқшунаслиқ факултети түркшунаслиқ бөлүминиң башлиқи, филологийә пәнлириниң доктори, пирофессор раушан авакова ханим мундақ деди: “мәһмуд қәшқири һәққидә көп ейтишқа болиду. У мушуниңдин 950 йил илгири, һәтта миң йил десәкму болиду, өзиниң ‛дивану луғәтит түрк‚ намлиқ әсирини қалдуруп кәтти. Миң йил өтсиму, у китаб өзиниң қиммитини йоқатмиди. Биринчидин, бүгүнки паалийәтниң өзи җамаәт әрбаблирини, алимларни, омумән түрк мәдәнийитини сөйидиған барлиқ зиялийларни йиғди. Шуниң өзи бәк муһим. Иккинчидин, мәһмуд қәшқири атимизни йәнә бир қетим әслидуқ. Үчинчидин, бу мәһмуд қәшқири әмгикиниң 950 яки 1000 йиллиқи әмәс, униң мәңгүлүк икәнлики йәнә бир қетим дәлилләнди. Дуняда қанчә илмий ишлар йезилсиму, мәһмуд қәшқирини тәтқиқ қилиш, дуняға тонутуш, мәһмуд қәшқири арқилиқ түрк дунясини, түрк хәлқини, униң мәдәнийитини, тарихини, тилини, етнографийәсини тонутуш һазирқи заманимиз үчүн интайин муһимдур. Бүгүн биз көрүнәрлик алим сәйпулла абдуллайефниң китабини тонуштуруш мурасимини өткүзүватимиз. Буму биз үчүн чоң үлгә. Шуниң үчүн биз өз әмгәклиримизни әнә шундақ улуғ атимиз, бовимиз, исми пүткүл дуняға мәшһур болған мәһмуд қәшқиригә башлаватимиз”.

Қирғизистанниң қасим тинистаноф намидики иссиқкөл дөләт университетиниң илмий кеңиши тәрипидин тәстиқланған “түркий тиллар синтаксисиниң җәвһәрлири” әмгикиниң аптори “ренессанс” етно-мәдәнийәт тәтқиқат мәркизиниң мудири, пирофессор сәйпулла абдуллайефтур. Униңда түрк тиллириниң синтаксислиқ бирикмилириниң маһийити тәтқиқ қилинған. Китабта гирамматикиниң асасий қисимлириниң бири болған синтаксис түрк хәлқлириниң пүткүл һаятий тәҗрибисини изһар қилишниң қорали сүпитидә көрситилгән.

Сәйпулла абдуллайеф әпәнди мундақ деди: “немишқа мушу икки вәқә бир паалийәтниң даирисигә өткүзүлди? чүнки мәһмуд қәшқири ‛дивану луғәтит түрк‚ әсиридин бурун йәнә бир әсирини язғаниди. Буни ‛китаб җәвәһир ән нәһфи фи луғәт әт-түрк‚ дәп атап, өзиниң ‛дивану луғәтит түрк‚ дегән китабида ейтип өткән. Лекин иккинчи китаб бизгичә йәтмиди. Бүгүнки тонуштурулуватқан ‛түркий тиллар синтаксисиниң җәвһәрлири‚ намлиқ китаб мушу бошлуқни толдурушқа беғишланған болуп, униң түркий тиллар үчүн әһмийити немиләрдин ибарәт дегән соал туғулиду. Мәһмуд қәшқири өзиниң китабини әрәб тилида сөзләйдиған китабханлар үчүн язған. Мәһмуд қәшқири талантлиқ тилшунас сүпитидә шуни яхши чүшәнгән идики, у, башқа тилларда сөзләшкән адәмләр түркий тилларни өгиниш үчүн пәқәтла луғәтни әмәс, бәлки синтаксисниму билиши керәк дәп, синтаксисқа беғишланған китабни бурунрақ язғаниди. Мушу бошлуқни толдуруш үчүн мән ‛түркий тиллар синтаксисиниң җәвһәрлири‚ дегән китабни йезип чиқтим. Бу китабниң маһийити-мән түркий тилларға тәәллуқ болған синтаксис түзүминиң җүмлә қурулмиси системисини ечип, уни бир гәвдә қилип көрсәттим. Буниң нәтиҗисидә түркий тиллар әмди йоқалмайду дегән бир хуласә келип чиқиду”.

Достлуқ өйидә өткән тонуштуруш мурасимиға йәнә мухтәр әвезоф намидики әдәбият вә сәнәт институтиниң баш илмий хадими, пирофессор алимҗан һәмрайеф, абилайхан намидики қазақ хәлқара мунасивәтләр вә дуня тиллири университетиниң пирофессори валерий мәхпироф, йәнә шу университетниң дотсенти, мәдинәм насирова қатарлиқ уйғур алимлириму қатнишип, өз пикирлирини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.