Хәлқаралиқ мәһмуд қәшқәри һекайә йезиш мусабиқисиниң мукапатлири тарқитилди
2020.12.30
Мәһмуд қәшқәриниң қәшқәр опалдики һәйкили елип ташланған бүгүнки күндә хәлқаралиқ мәһмуд қәшқәри һекайә йезиш мусабиқисида нәтиҗигә еришкәнләргә мукапат тарқитилди. Бу йил 6-қетимлиқи өткүзүлгән бу мусабиқигә түркийә, әзәрбәйҗан, балқан, башқуртистан, уйғур, молдовийә гагавузлири, ирақ, иран, афғанистан вә оттура асия түркий җумһурийәтлиридин болуп көп санда киши қатнашқан иди. Әзәрбәйҗанлиқ нәриман абдураһманли әпәнди язған “харабилар астидики әслимиләр” мавзулуқ һекайиси биринчиликкә, түркийәлик арзу топрақ ханим язған “дуняниң бир бурчикидә” мавзулуқ һекайәси иккинчиликкә, ирақниң түркмән ели вилайитидин кәмал баятли әпәнди язған “ашиқниң билинмигән әһвали” мавзулуқ һекайәси үчинчиликкә еришкән.
Түркийә, оттура ася түркий җумһурийәтлири вә һәрқайси түркий милләтләрниң тонулған язғучилардин тәркип тапқан баһалаш һәйити тәрипидин һекайилар баһалинип чиқилған.
Нәтиҗигә еришкәнләрниң мукапатлири 12-айниң 29-күни тор арқилиқ өткүзүлгән мурасимда түркийәдики явро-ася язғучилар оюшмисиниң рәиси яқуп өмәроғлу әпәнди тәрипидин тарқитип берилгән. Мурасимға әзәрбәйҗан, қазақистан вә сипрус түрк җумһурийитиниң язғучилар уюшмиси рәислири иштирак қилған.
Биз 6-нөвәтлик хәлқаралиқ мәһмуд қәшқәри һекайә йезиш мусабиқисиниң мукапат тарқитиш мурасими вә мукапатланған әсәрләрниң әһвалини игиләш үчүн явро-айса язғучилар уюшмисиниң рәиси яқуп өмәроғлу әпәнди вә бәзи уйғур зиялилириға микрофонимизни узаттуқ.
У бу қетимқи мусабиқигә 23 дөләт вә райондин түркий хәлқләрдин язғучиларниң иштирак қилғанлиқини баян қилип. Мундақ деди: “6-нөвәтлик мәһмуд қәшқәри һекайә йезиш мусабиқисиниң бурунқи мусабиқиларға охшимайдиған тәрипи шуки, бу йил мәзкур мусабиқигә һекайә әвәткән дөләтләрниң сани әң көп болди. 23 Түркий миллитиниң язғучилири һекайә әвәтти. Буларниң ичидин бәзи түркий милләтләр бу мусабиқигә тунҗи қетим қатнашти. Мәсилән, ирандики қашқайи түрклири билән афғанистандики өзбәкләр мусабиқигә бу йил тунҗи қетим қатнашти. 23 Дөләт вә райондин көплигән язғучиларниң қатнишиши бизни қаттиқ хурсән қилди.”
Яво-ася язғучилар бирләшмисиниң рәиси яқуп өмәроғлу әпәнди хитайниң мәһмуд қәшқәриниң һәйкилини опалдин еливәткәнликини қаттиқ әйибләйдиғанлиқини баян қилип, мундақ деди: “мәһмуд қәшқәриниң һәйкилини чеқиветиш интайин хата бир иш. Чүнки мәһмуд қәшқәриниң бүйүк әсири түркий хәлқләрниңла әмәс, бәлки пүтүн инсанийәтниң ортақ мәдәнийәт мирасидур. 2008-Йили бирләшкән дөләтләр тәшкилати мәһмуд қәшқәриниң ‛диван луғәт-тит түрк‚ намлиқ мәшһур әсирини инсанийәтниң ортақ мираси тизимликигә киргүзгән иди. Бундақ муһим бир шәхисниң һәйкилиниң елип ташлиниши бәкла хата. У һәйкәл мәһмуд қәшқирини бәк яхши әкс әттүргән һәйкәл иди. Бизму у һәйкәлни мәһмуд қәшқәри һекайә йезиш мусабиқисиниң еланида ишлитиватимиз.”
Бизниң бу һәқтики зияритимизни қобул қилған уйғур академийәсиниң баш катипи пәрһат қурбан әпәнди мәһмуд қәшқәриниң “түркий тиллар дивани” намлиқ әсиридә барлиқ түркий қәвимләрниң тили, тарихи, өрп-адәтлири, дастан вә қошақлири тоғрисида мәлумат бәргәнликини, шуңа бу әсәрниң пүтүн түркий хәлқләрниң ортақ мираси икәнликини, хитай һәйкилини чеқивәтсиму, әмма түркий милләтләрниң мәһмуд қәшқәигә болған сөйгүсини йоқ қилалмайдиғанлиқини оттуриға қойди.
У ахирида бу һәйкәлниң қайта тиклиниши үчүн мустәқил түркий җумһурийәтлири вә түркий хәлқләрниң хитайға бесим пәйда қилиши керәкликини баян қилди.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати пән, маарип вә мәдәнийәт комитети 2008-йилини “мәһмуд қәшқәри йили” дәп елан қилғандин кейин, түркийә явро-асия язғучилар җәмийити, хәлқаралиқ мәһмут қәшқири һекайә йезиш мусабиқисини тәсис қилип, икки йилда бир қетим бу мусабиқини өткүзүп кәлмәктә.