Учтурпан имамлирим деһқанлири яңақ көчитини һәқсиз тикишкә вә яңақлиқ бағларда һәқсиз ишләшкә мәҗбурланған
2025.02.12
Ашкарилинишичә учтурпанниң имамлирим йезисида деһқанлар мәҗбурий яңақ көчити тикишкә вә хитай көчмәнлири һөддигә алған яңақлиқ бағларда һәқсиз ишләшкә мәҗбурланған. Йәнә ашкарилинишичә, учтурпандики пәмидур қиями ишләпчиқиридиған COFCO мевә-көктат ширкитиниң қошумчә тиҗарәтлиридин бири яңақ содиси болуп, имамлиримдики мәзкур мәҗбурий әмгәктиму бу ширкәтниң васитилик һалда қоли бар икән. Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған пирограммиси диққитиңларда болиду.
Бәйду учур амбирида тонуштурулушичә, учтурпан наһийәси сүйиниң әлвәклики сәвәбидин 370 миң мо көләмдә бағвәнчилик мәйданиға игә болуп, яңақ асаслиқ мәһсулатлардин бири икән. Баян қилинишичә, учтурпан наһийәси 2022-йили 77 тонна яңақ ишләпчиқарған, бу миқдар йилиға %14.6 Дин ешип маңған. Хитай хәвәрлиридә тәнтәнә билән тилға елиниватқан бу миқдар вә нисбәтләр, учтурпандики йәрлик аһалиләрниң йүкини, йәни йиллардин бери давам қилип келиватқан мәҗбурий әмгәк түри вә вақтини техиму көпәйткән. Вәзийәттин хәвәрдар кишиләрдин бириниң инкас қилишичә, учтурпандики COFCO мевә-көктат ширкитиниң тәлипигә бинаән даириләр уйғур деһқанлирини өзлириниң бағ яки етизлирида йеңи сортлуқ яңақ көчити тикишкә мәҗбурлиған. Деһқанлар базарниң еһтияҗи вә өзлириниң тәҗрибә вә маһарәтлиригә қарап ишләпчиқириш билән шуғуллиниш имкандин мәһрум қалдурулған. Учтурпандин телефонимизни қобул қилған алақидар хадимлардин бири дәсләптә учтурпанда аһалиләрниң ишлириниң оң вә турмушиниң раһәт кетиватқанлиқини тилға алди. Арқидин у, соаллиримизға җавабән, учтурпанда йәрлик аһалиләрниң йеңи сортлуқ яңақ көчәтлирини тикишкә мәҗбурланғанлиқини ашкарилиди.
Вәзийәттин хәвәрдар кишиниң йәнә дейишичә, учтурпанниң имамлирим йезисидики уйғур деһқанлар хитай көчмәнлири һөддә алған яңақлиқ бағларда даириләр тәрипидин һәқсиз ишқа селинған. Имамлиримдин телефонимизни қобул қилған бир аманлиқ мудири тәвәликидики уйғур деһқанлири билән хитай көчмәнлири арисида еғир мәнпәәт тоқунуши барлиқини йошурушқа урунған болсиму, әмма уйғур деһқанларниң яңақлиқ бағ пәрвишиниң алдираш мәзгиллиридә һәқсиз ишлитилгәнликини йошуралмиди.
Бәйду учур амбириниң имамлирим йезиси һәққидики тонуштурушида баян қилинишичә, яңақ, бу йезиниң асаслиқ кирим мәнбәлиридин бири болуп, бу йеза 2011-йили бағ мәһсулатлиридин 52 милйон 880 миң йүән кирим қилған, буниң 41 милйон 980 миң йүәнини яңақ кирими тәшкил қилған. Хитай тәшвиқатлиридин бу миқдар вә нисбәтниң йеқинқи йилларда техиму йүксәлгәнлики мәлум, әмма тәқсиматта бу киримдин қанчилик қисминиң йәрликкә, қанчилик қисминиң хитай көчмәнлиригә яки мәзкур хитай ширкитигә тәәллуқ болғанлиқи алақидар материялларда қәйт қилинмиған. Бу йилқи хитай хәвәрлиридә йәнә, уйғур елини хитайниң ашлиқ бихәтәрликигә капаләтлик қилиш базисиға айландуруш билән бирликтә хитайдики әң чоң салмон белиқи йетиштүрүш базисиға айландурушқа киришкәнлики тилға елинған. Көзәткүчиләр бу әһвалға қарап уйғур мәҗбурий әмгәк түриниң белиқчилиқ саһәсидиму кеңийиш еһтималлиқини пәрәз қилишмақта.