Уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ мода маркилири үстидин қайта әрз қилинди
2023.05.30
Алдинқи һәптә мәркизи париждики явропа уйғур институти, чирикликкә қарши туруш сәпәрвәрлик тәшкилати шерпа (Sherpa), бәлгә чаплаш әхлақи коллектипи вә лагерда мәҗбурий әмгәккә шаһит болған бир лагер шаһити тәрипидин скечер, зара вә башқа бир қанчә мода маркилири үстидин сотқа әрз сунған.
Әрз қилинған маркиларниң ичидә японийә кийим-кечәк маркиси юникло(Uniqlo) ниң фирансийә тармақ ширкити, униң ана ширкити тез парчә сетиш (Fast Retailing) ширкити, шундақла зара (Zara) маркисиниң баш ширкити индитекс(Inditex), фирансийә мода өйи SMCP вә америкадики аяғ ишләпчиқарғучи скечерс ( Skechers) қатарлиқлар бар.
Паалийәтчиләр хәлқаралиқ мода маркилирини тәкшүрүшни тәләп қилған болуп, уларни хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан җинайәтлиригә шерик дәп әйиблигән. Ашу ширкәтләрниң инсанийәткә қарши җинайәт, ирқий қирғинчилиқ, еғир қуллуқ әмгики вә адәм әткәсчиликигә четишлиқ икәнликини илгири сүргән.
Әрзнамидә, дунядики пахта ишләпчиқиришниң %20 тиниң уйғур районидин келидиғанлиқи, шуңа һәр бәш пахта кийим-кечәкниң бири уйғур мәҗбурий әмгәк билән булғиниши мумкинлики көрситилгән.
Юқирида тилға елинған гуруппилар 2021-йили 4-айда мушуниңға охшаш әрзни биринчи қетим сунған. Әмма, париждики тәптиш мәһкимиси бу хилдики җинайәтни сотлаш һоқуқи йоқ дәп баһанә қилип әрзни тохтитивәткән.
Биз бу һәқтә техиму тәпсилийрәк мәлуматқа еришиш үчүн явропа уйғур институтиниң мәсули, мәзкур әрзни сунушта һалқилиқ рол ойниған уйғур сиясий паалийәтчи доктор дилнур рәйһанни бүгүнки сөһбәт программимизға тәклип қилдуқ.
Сөһбтимизниң тәпсилатини юқиридики улиништин аңлиғайсиләр.