Б д т қарари: “улар уйғур вә мусулман болғанлиқи үчүн тутулуватиду, еғир вә системилиқ кишилик һоқуқ дәпсәндичилики елип бериливатиду”

Истанбулдин ихтиярий мухбиримиз арслан тәйярлиди
2023.06.21
Axbarat-elan-qilish-yighini-2.jpg Б д т ниң уйғурларға алақидар қарари мунасивити билән истанбулда өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинидин көрүнүш. 2023-Йили 21-июн, түркийә.
RFA/Arslan

Хитайниң йиғивелиш лагерлирида зиянкәшликкә учраватқан ниғмәт хәмит, таҗиниса имин вә дилшат оралбай қатарлиқ кишиләрниң түркийәдә туруватқан уруқ-туғқанлири түрк адвокат гулдән сунмәзханим арқилиқ б д т ниң кишилик һоқуқ алий комиссарлиқиға әрз сунған болуп, бу әрзнамә мәзкур органниң “халиғанчә тутқун қилиш ишлири гурупписи” тәрипидин көрүп чиқилғандин кейин йеқинда улар тоғрисида муһим қарар елан қилған. Қарарда, “улар уйғур вә мусулман болғанлиқи үчүн тутулуватиду, бу иҗраат халиғанчә тутқун қилиштур, хитай һөкүмити уйғурларға қарши еғир вә системилиқ кишилик һоқуқ дәпсәндичилики елип бериватиду”, дейилгән вә хитайни хәлқара кишилик һоқуқ хитабнамисиниң 2-маддисини дәпсәндә қилғанлиқ билән әйиблигән.

21-Июн күни мәзкур қарарға мунасивәтлик истанбулда ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүлгән болуп, ахбарат елан қилиш йиғинида, хитайниң җаза лагерлирида зиянкәшликкә учраватқанлардин ниғмәт хәмит, таҗиниса имин вә дилшат оралбай қатарлиқ он нәччә кишиниң истанбулда яшаватқан туғқанлири вә адвокат гүлдән сүнмәзханим сөз қилди.

Шаһит мәликә мәхмут ханим 20 йиллиқ түрмигә қамалған тағиси дилшат оралбай тоғрисида сөз қилмақта. 2023-Йили 21-июн, түркийә.
Шаһит мәликә мәхмут ханим 20 йиллиқ түрмигә қамалған тағиси дилшат оралбай тоғрисида сөз қилмақта. 2023-Йили 21-июн, түркийә.
RFA/Arslan

Биз бу һәқтә толуқ мәлуматқа еришиш үчүн зиянкәшликкә учриғучиларға вакалитән б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқиға әрз сунған адвокат гүлдән сүнмәзханим билән сөһбәт елип бардуқ.

Гүлдән сүнмәз ханим б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқиниң қарари тоғрисида тохтилип мундақ деди: “бу (хитайниң) җаза лагерлириға мунасивәтлик интайин муһим бир қарар, биз йиғивелиш лагерлирида зиянкәшликкә учраватқан кишиләрниң бу қарардин кейин дәрһал әркин қоюп берилишини тәләп қилимиз, бу қарар әслидә йиғивелиш лагерлири һәққидә тәкшүрүш елип бериш керәк болған бир қарар болғанлиқини үчүн б д т ниң бу хил қараридин кейин хитайниң әмди қаршилиқ көрситәлмәйдиғанлиқини, шу сәвәбтин хитайниң йиғивелиш лагерлирини дәрһал тақап ичидә тутуп турулуватқан кишиләрни дәрһал әркин қоюп бериши шәрт дәп қараймиз. Хитайниң җаза лагерлирини ақлап оттуриға қоюватқан сәвәбләр баһаниләр, бу қарар билән йоққа чиқирилған болди. Бирләшкән дөләтләр тәшкилати, у лагерларда тутулуватқанларни мәҗбурий тутқун қилинғанлиқиға даир бир һөкүм чиқарған болди. Хитайниң йиғивелиш лагерлирини, қайта тәрбийәләш мәркәзлири дәп дава қилиши әмди хитайни тоғра дәп қарашқа сәвәб болалмайду. Чүнки у лагерлар инсанларни җазалаш үчүн қурулған түрмә икәнлики, инсанларни у йәрдә җазалаш мәқситидә мәҗбурий тутуп туруватқанлиқи дәлил-испат билән оттуриға чиқти, хитай б д т дики өзини ақлаш җәрянида буни иқрар қилған болди, буниңдин кейин хитай өзини ақлаш үчүн илгирики сәпсәтилирини әмди оттуриға қоялмайду. Биз зиянкәшликкә учриғучиларниң вәкиллири билән бирликтә хитайниң баш әлчиликигә бу қарарни елип баримиз вә лагерларда зиянкәшликкә учраватқан милйонлиған уйғурларни әркин қоюп беришини һәм б д т ниң алған қарарини иҗра қилишини тәләп қилимән” .

Ахбарат елан қилиш йиғинида сөз қилған нурмәмәт мәттурсун, аниси таҗиниса имин вә 14 туғқининиң хотәндә тутқун қилинип 2017-йилидин буян йиғивелиш лагериға қамалғанлиқи тоғрисида б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқиға адвокат гүлдән сүнмәз ханим арқилиқ әрз сунған болуп, аниси яшанған бир аял болсиму тутулғандин буян һеч қандақ хәвәр алалмиғанлиқини билдүрди. Униң билдүрүшичә дадиси нури мәттурсунму охшашла хитай сақчилири тәрипидин тутқун қилинип лагерға қамалған болуп, у йәрдә искәнҗә вә қийин қистақ билән өлтүрүлгән һәм һеч кимгә көрситилмәстин сақчилар тәрипидин дәпинә қилинған. Башқа туғқанлириму һазирму лагерға қамалған һаләттә икән.

Гулдән ханимниң билдүрүшичә у қарарда, б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи қармиқидики халиғанчә тутқун қилиш ишлирини тәкшүрүш гурупписи, ниғмәт хәмит, таҗиниса имин вә дилшат оралбайниң қанунға хилап бир шәкилдә тутқун қилинғанлиқини, ақивәтлирини вә тутуп турулуватқан орунлирини билдүрмәстин мәхпий тутушиниңму қанунға хилап икәнликини бекиткән. Униңдин башқа йәнә таҗиниса иминниң йолдиши нури мәттурсунниң лагерда учриған қийин-қистақ сәвәбидин өлгәнликигә даир мәлуматларни, халиғанчә тутқун қилиш ишлирини тәкшүрүш гурупписиниң мунасивәтлик мәсулиға билдүрүп, бу һәқтә тәкшүрүш елип беришни тәләп қилған.

Б д т ниң уйғурларға алақидар алған қарари мунасивәтни билән истанбулда өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинидин көрүнүш. 2023-Йили 21-июн, түркийә.

Б д т ниң қарарида орун алған үчинчи киши 54 яшлиқ дилшат оралбай болуп, у 2018-йили 8-айда икки сиңлиси билән биргә күйтун шәһиридики өйидин тутуп кетилгән. Дилшат оралбай кәспи хитайчә тәрҗиман болуп хизмәт қилидиған киши икән.

Истанбулда яшаватқан шаһит гулайшә оралбай тағиси дилшат оралбай тоғрисида зияритимизни қобул қилди. Униң билдүрүшичә, тағиси дилшат оралбай өйидин тутуп кетилгәндин кейин сақчи униң 25 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқини, сиңлиси бәхтигүлниң 19 йил, кичик сиңлиси багиланниң 15 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқини билдүргән болсиму униңға алақидар һеч қандақ һөҗҗәт яки һөкүм қәғизи бәрмәстин пәқәт сөз билән ипадә билдүргән.

Зияритимизни қобул қилған гулайшә оралбай ханим көз йешини туталмай, б д т қатарлиқ хәлқара тәшкилатлар, дөләт вә дуня җамаитидин уруқ-туғқанлири вә лагерларға қамалған пүтүн уйғурларниң әркинликкә чиқиши үчүн һәрикәткә өтүшкә чақириқ қилди.

Игилинишичә, б д т ниң бу қарари 4-айда елинған болуп, адвокат гүлдән сүнмәз ханимға йеқинда рәсмий һөҗҗәт билән билдүрүлгән вә б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқиниң рәсмий тор сәһиписидә елан қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.