Мәрйәм султан: хәлқимниң дәрдини аңлитиш үчүн тиришиватимән

Вашингтондин мухбиримиз гүлчеһрә тәйярлиди
2024.05.31
meryem-sultan-03 Норвегийәниң лилләхаммер(Lillehammer) шәһиридә, өткүзүлгән норвегийә әдәбият байрими (Norsk Litterature festival) да норвегийәдики чағатай тили тәтқиқатчиси вә яш паалийәтчи мәрйәм султан “аяллар қәлби” дегән нахшини ейтиватқан көрүнүш. 2024-Йили 27-май, лилләхаммер
Meryem Sultan

Бу йил норвегийәниң лилләхаммер(Lillehammer) шәһиридә, 5-айниң 27-күни башланған норвегийә әдәбият байрими (Norsk Litterature festival) 6-айниң 2-күнигичә давамлишиду.

Дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән 30 миң зиярәтчи, 400 язғучи вә сәнәткар қатнишиватқан норвегийә әдәбият байрими, шималий явропа дөләтлиридики әң катта паалийәт болуп, мәзкур байрамниң ечилиш мурасими сәһнисидин уйғурчә “аяллар қәлби” дегән нахша яңриди.

Уйғурларға тонушлуқ бу йеқимлиқ нахшини юқири авазлиқ кәспи нахшичилардәк орунлиғучи болса, норвегийәдики чағатай тили тәтқиқатчиси вә яш паалийәтчи мәрйәм султан ханим иди.

У бу байрамға норвегийә язғучилар җәмийитиниң бир әзаси вә сүргүндики уйғур язғучи сүпитидә алаһидә тәклип билән қатнашқан.

Норвегийәниң лилләхаммер(Lillehammer) шәһиридә, өткүзүлгән норвегийә әдәбият байрими (Norsk Litterature festival) да норвегийәдики чағатай тили тәтқиқатчиси вә яш паалийәтчи мәрйәм султан “аяллар қәлби” дегән нахшини ейтиватқан көрүнүш. 2024-Йили 27-май, лилләхаммер
Норвегийәниң лилләхаммер(Lillehammer) шәһиридә, өткүзүлгән норвегийә әдәбият байрими (Norsk Litterature festival) да норвегийәдики чағатай тили тәтқиқатчиси вә яш паалийәтчи мәрйәм султан “аяллар қәлби” дегән нахшини ейтиватқан көрүнүш. 2024-Йили 27-май, лилләхаммер
Meryem Sultan

Бу байрам җәрянида мәрйәм ханим дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән язғучилар һәмдә оқурмәнләргә уйғурлар учраватқан зулумларни, җүмлидин уйғур тили вә әдәбият-сәнити дуч кәлгән хирисларни доклат вә нутуқлири биләнла әмәс, яңрақ, тәсирлик нахшилири биләнму аңлатмақта икән.

Зияритимизни қобул қилған мәрйәм султан ханим, норвегийә әдәбият байримидин ибарәт бу мунбәрни дуня язғучилирини уйғурлар үчүн қәләм тәвритишкә үндәшниң муһим пурсити дәп қариғанлиқини, уларға уйғурларниң азабини чоңқур һес қилдуруш үчүн уйғур нахшилирини ейтқанлиқини билдүрди.

Мәрйәм султанниң ейтишичә, у гәрчә өзи кәспий нахшичи болмисиму, кичикидин нахша һәвәскари икән. Шундақла оқуғучилиқ һаятида музика оқутқучилириниң йетәкчиликидә кәспий тәрбийә елип, талантини мәктәп сәһнилиридә җари қилдуруп кәлгәникән.

Игилишимизчә, мәрйәм султан ханим норвегийәгә келишниң алдида түркийәдә оқуған вә хизмәт қилған. Бу җәряндиму у илмий муһакимә яки мәдәнийәт-сәнәт сорунлириға қатнишип, хитайда зиянкәшликкә учриған уйғур язғучи-шаирлири вә сәнәткарларниң әһвалини қәлими яки нутқи билән аңлитип қалмай, нахшилири биләнму аңлитип кәлгән.

Мәрйәм султан ханим бу қетим норвегийә әдәбият байриминиң қарши елиш кечилики вә башлиниш мурасимлирида, “аяллар қәлби” намлиқ нахша билән рәшидә давутниң бир лирик нахшисини чирайлиқ орундап, зор алқишқа еришкән. Сәһнидә у йәнә бу нахшиниң текистни инглиз тилида декламатсийә қилған.

У өзиниң “аяллар қәлби” дегән бу нахшини таллишидики сәвәби чүшәндүрүп мундақ деди: “бу нахшиниң текистини шаир муһәммәтели зунун тәшнаи язған. Уйғурларға ирқий қирғинчилиқ башланған йилларда бу текисттики “аллаһ” дегән сөз “дуня” дәп өзгәртиветилгән. Шаирниң милләтләр нәшриятида чиққан шеир топлимиға бу шеири киргүзүлмигән. Норвегийә әдәбият байримида кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә әдәбияттики чәклимә-назарәтни ечип ташлап, инақ бир дуня қурушниң формуласини дуняға сунуш мәқсәт қилинған болғачқа, бу нахшам вә уни ейтиштин бурунқи чүшәндүрүшләр тамашибинларни интайин тәсирләндүрди”.

Норвегийә әдәбият байрими (Norsk Litterature festival) дин кейин норвегийәдики чағатай тили тәтқиқатчиси вә яш паалийәтчи мәрйәм султан мәзкур паалийәтни орунлаштурғучилар билән хатирә сүрәттә. 2024-Йили 27-май, лилләхаммер, норвегийә.
Норвегийә әдәбият байрими (Norsk Litterature festival) дин кейин норвегийәдики чағатай тили тәтқиқатчиси вә яш паалийәтчи мәрйәм султан мәзкур паалийәтни орунлаштурғучилар билән хатирә сүрәттә. 2024-Йили 27-май, лилләхаммер, норвегийә.
Meryem Sultan

Норвегийәдики әдәбият байриминиң тор бетидики учурларға қариғанда, бу байрамда аилиләр вә мәдәнийәт һәвәскарлири үчүн һәр хил мәзмун вә шәкилдә 250 тин артуқ паалийәт орунлаштурулған. Мәрйәм султан сөһбәт, муназирә, лексийә, шеир оқуш, соал-җаваб вә башқа шәкилләрдики паалийәтләргә қатнишип уйғурлар вә уйғур әдәбиятиниң вәзийитини актип шәкилләрдә аңланмақта икән.

Норвегийәдики хәтәр астидики мусапир язғучилар тори (ICORN) мәзкур байрамни тәшкилләшкә һәмкарлашқучи орунлардин бири болуп, бу торниң маслаштурғучиси патрисия грифиоен (Patricia Griffioen) ханим зияритимизни қобул қилди. У қандақ болуп бу дуняви әдәбият байримиға бир уйғур язғучини тәклип қилишни ойлашқанлиқи вә мәрйәм султанни таллашниң әһмийити һәққидә тохтилип мундақ деди:

“лиллехмер(Lillehammer) норвегийәдики әң муһим мәдәнийәт шәһәрлириниң бири. Бу район мол әдәбият әнәнисигә игә болуп, мәмликәт бойичә алдинқи орунда туриду. Норвегийә әдәбият байрими болса, лиллехаммерниң хәлқараға йүзләнгән әдәбият шәһири болуштәк тарихий ролини, шундақла юнескониң әдәбий иҗадийәт шәһири болуштәк вәдисини испатлап бериду. Лиллехаммер норвегийә пайтәхти ослониң шималиға җайлашқан болуп, норвегийә әдәбият байримини тәшкилләйду. Мән “хәтәр астидики мусапир язғучилар тори” ниң маслаштурғучиси болуш сүпитим билән бу байрамға дуняниң һәр қайси җайлиридин тәклип қилинидиған язғучи намзатлирини таллашқа қатнаштим. Мән диққитимни аял язғучиларға бәкрәк қараттим, чүнки бала, аилә дегәндәк вәзипиләр ичидә аял қәләмкәш болмақ асан әмәс. Сүргүндә яшаватқан, хәтәр астида туруватқан язғучи намзатларниң ичидә мәрйәм султанниң өзгичә һекайилири қизиқишимни қозғиди. Униң уйғур болуш сүпити билән баштин кәчүргәнлири, аилиси учраватқан бастурушлар, шундақ туруқлуқ униң өз таланти вә иҗадийитини җари қилдурушни тохтатмиғанлиқидин тәсирләндим. Бурун уйғурларниң вәзийитидин анчә мунчә хәвәрдар болсамму анчә яхши билмәйттим. Шуңа бу байрамда уйғурларға пурсәт беришни муһим дәп ойлидим”.

Норвегийә әдәбият байрими (Norsk Litterature festival) дин кейин норвегийәдики чағатай тили тәтқиқатчиси вә яш паалийәтчи мәрйәм султан мәзкур паалийәтни орунлаштурғучилар билән хатирә сүрәттә. 2024-Йили 27-май, лилләхаммер, норвегийә.
Норвегийә әдәбият байрими (Norsk Litterature festival) дин кейин норвегийәдики чағатай тили тәтқиқатчиси вә яш паалийәтчи мәрйәм султан мәзкур паалийәтни орунлаштурғучилар билән хатирә сүрәттә. 2024-Йили 27-май, лилләхаммер, норвегийә.
Meryem Sultan

Патрисия ханим мәрйәм султанниң байрамниң ечилиш мурасимида орунлиған гүзәл уйғурчә нахшисиниң тамашибинларға алаһидә тәсир қилғанлиқини тилға елип мундақ деди:

“мәрйәмниң норвегийә әдәбият байриминиң ечилиш мурасимида ейтқан гүзәл нахшиси һәқиқәтәнму бәкму тәсирлик вә аҗайип өзгичә, униң бу шәһәрдики даңлиқ кәспий музика әтрити билән һәмкарлишип сәһнидә юқири маһарәт билән орунлиған нахшиси тамашибинларниң алаһидә алқишиға еришти. Униң авази интайин йеқимлиқ, у норвегийәниң башқа җайлиридиму охшимиған паалийәтләрдә нахша орундап алқишқа еришип кәлмәктә. Йеқинқи вақитларда норвегийәдә уйғурларни билидиған вә уларниң вәзийитигә көңүл бөлидиғанлар барғанчә көпәймәктә. Буниңда мәрйәм султанниң аңлитиватқан тәсирлик һекайилири, йеқимлиқ нахшилириниң тәсири зор болмақта”.

Йеқинқи йилларда мәрйәм султан ханим чағатай тили тәтқиқатини давамлаштуруш билән биргә, әдәбий иҗадийәтләр биләнму шуғуллинип кәлмәктә икән; 2018-йили 10-айда айда әнқәрә университетида доктор аспирантлиқта оқуватқан мәрйәм султан, аписи айгүл султан ханимниң лагерға елип кетилгәнликини радийомизға аңлатқаниди. Түркийәдә турған йиллирида у аписи вә униңға охшаш барлиқ уйғурлар учраватқан зулумларни аңлитип келиватқан яш актипларниң биригә айланғаниди.

Аписиға охшаш милйонлиған уйғурниң, шундақла уйғур қәләмкәшләрниң бешиға кәлгән зулумларни дуняға аңлитиш үчүн тиришиватқан мәрйәм султан, норвегийәгә маканлашқан икки йилдин буян вақти вә зеһнини һәмдә сәнәттики талантини шу йолда җари қилдуруп кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.