“мәхмут қәшқири һекайә йезиш мусабиқиси” түркийә җумһурийәти қурулғанлиқиниң 100 йиллиқиға беғишланди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2023.03.17
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Yaqup-omeroghlu.jpg Түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 100 йиллиқиға беғишланған “мәхмут қәшқири һекайә йезиш мусабиқиси” да явро-асия язғучилар җәмийитиниң рәиси яқуп өмәроғлу әпәнди сөзлимәктә. 2023-Йили март, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Бу йилқи 7-нөвәтлик хәлқаралиқ “мәхмут қәшқири һекайә йезиш мусабиқиси” 2023-йилида түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 100 йиллиқиға беғишланди. Мәзкур мусабиқиниң 7-нөвәтлики рәсмий башланди. Доктор яқуп өмәроғлу әпәндиниң ейтишичә мәзкур мусабиқигә уйғур тилида һекайә йезип әвәтсә болидикән.

Явро-асия язғучилар җәмийитиниң рәиси яқуп өмәроғлуниң ейтишичә, бу қетимқи мусабиқиниң тема таллиши әркин болуп, қатнашқучилар халиған темини халиған түркий тилида һекайә йезип әвәтсә болидикән. Дөләт чәклимиси йоқ болуп, дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар уйғур тилида язған һекайилирини 9-айниң 15-күнигичә әвәтсә болидикән. Мусабиқигә әвәтилгән һекайиләр баһалинип, 2023-йили 11-айниң 1-күни елан қилинидикән. Мусабиқиниң хәлқаралиқ мукапат тарқитиш мурасими 2023-йили 12-айниң 4-күни түркийә пайтәхти әнқәрә шәһиридә өткүзүлидикән.

Биз “мәхмут қәшқири һекайә йезиш мусабиқиси” тоғрисида техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн қисқартилип “түрксөй” дәп аталған хәлқаралиқ түркий милләтләр мәдәнийәт тәшкилати билән бирликтә мәзкур мусабиқини өткүзүватқан явро-асия язғучилар җәмийити башлиқи яқуп өмәроғлу билән сөһбәт елип бардуқ. У бу һәқтә мундақ деди: “мәхмут қәшқири һекайә йезиш мусабиқисиниң 7-нөвәтлики түркийә җумһурийәти қурулғанлиқиниң 100-йиллиқи, түрксөй тәшкилатиниң қурулғанлиқиниң 30 йиллиқиға беғишланди. Бурунқи йиллардикигә охшимайдиған йәнә бир тәрипи бу йил техиму көп санда түркий хәлқләрдин кишиләр мусабиқигә иштирак қилиду дәп ойлаймиз. Мәхмут қәшқири туғулғанлиқиниң 1000 йили болған 2008-йилида өткүзүлгән вақтида, аз санда түркий хәлқләр иштирак қилғаниди, кейинки йилларда күнсайин көпийип маңди. Бу йил түркийә җумһурийитиниң қурулушиниң 100-йили болғачқа техиму көп дөләт вә киши иштирак қилиду”.

“мәхмут қәшқири һекайә йезиш мусабиқиси” түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 100 йиллиқиға беғишланди. 2023-Йили март, түркийә.

Яқуп өмәроғлу бу мусабиқиниң әң мүһим алаһидиликлиридин бириниң һекайиләрни һәрқандақ бир түркий тилида язса болидиғанлиқи, йәни уйғурлар уйғур тилида, һәтта уйғурчини кейин өгәнгән чәтәлликләрму уйғур тилида мақалә әвәтсә болидиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “өзи қайси дөләттә болса болсун уйғур тилида йезилған һекайә билән қатнашса болиду. Қатнашқучиларға қарита дөләт, яш вә милләт чәклимиси йоқ. Уйғурчә билидиған чәтәлликләрму қатнашса болиду.”

Яқуп өмәроғлу бәргән мәлуматларға асасланғанда, бу мусабиқә үчүн әвәтилгән мақалиләр 17 кишидин тәркиб тапқан баһалаш һәйити тәрипидин баһалинидиған болуп, һекайиси биринчи болуп баһаланған кишигә 35 миң түрк лираси, иккинчигә 25 миң түрк лираси, үчинчи болуп баһаланған кишигә болса 20 миң түрк лираси мукапат пули берилидикән. Илһамландуруш мукапатиға еришкән кишигә 10 миң түрк лираси пул берилидикән.

Бу мусабиқигә қатнишишни халиғанлар һекайилирини почта яки електронлуқ почта арқилиқ әвәтсә болидикән. Мусабиқигә қатнишидиған мақалиләр елан қилинмиған мақалиләр болуши керәк икән. Һекайини халиған темида йезишқа болидикән. Мақалә миңдин 10 миң сөзгичә болуши керәк икән. Мақалидә апторниң тәхәллуси йезилған болуши, исми яки адреси йезилмаслиқи керәк икән.

Мәлум болғинидәк 1991-йили совет иттипақи йимирилип, оттура асия түркий җумһурийәтлири мустәқил болғандин кейин, түркийә җумһурийити дөлити түркий милләтләрниң мәдәний мунасивәтлирини күчәйтиш үчүн бу хил паалийәтләрни изчил һалда өткүзмәктә. Әмма уйғур елидики уйғурлар бу хил паалийәтләргә қатнишалмайватиду. Лекин чәтәлдики уйғурлар қатнашмақта. Измир егә университети оқутқучиси профессор доктор алимҗан инайәт әпәнди чәтәлдики уйғур язғучиларни 7-нөвәтлик хәлқаралиқ “мәхмут қәшқири һекайә йезиш мусабиқиси” гә актип қатнишишиниң муһимлиқини тәкитлиди.

Алимҗан инайәт әпәнди “мәхмут қәшқири һекайә йезиш мусабиқиси” ниң уйғур мәдәнийитини, болупму уйғурларни түрк дунясиға тонуштуруш үчүн зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитлиди.

Уйғур академийәси вәхписи муавин рәиси доктур мәғпирәт камал ханим мәзкур һекайә йезиш мусабиқисиниң уйғурларниң түрк дунясиниң айрилмас бир қисми икәнликиниң ипадиси икәнликини баян қилди.

Бурун мәзкур мусабиқигә уйғур тилида һекайә йезип қатнашқан түркийә қарабүк университети әдәбият кәспи докторанти мамутҗан әркин әпәнди уйғурларниң бурунқи мусабиқиләргә қатнишиш әһвали тоғрисида мәлумат бәргәндин кейин, дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурларни “мәхмут қәшқири һекайә йезиш мусабиқиси” гә актип қатнишишқа чақирди.

“хәлқаралиқ мәхмут қәшқири һекайә йезиш мусабиқиси” ниң тунҗи қетимлиқида түркийәдин асуман гүзәлҗә ханим 1964-йили түркийәниң қәйсәри шәһиригә йәрләштүрүлгән уйғурларниң көчүш сәргүзәштлири тәсвирләнгән “көч” намлиқ һекайиси билән биринчи болғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.