Лагер шаһити меһригүл турсунниң гуваһлиқи японийәдә китаб болуп нәшр қилинди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2020.10.29
mihrigul-tursun-karton-tomomi-1.jpg

Меһригүл турсунниң гуваһлиқи асасида ишләнгән “мениң кәчмишим-бир уйғур аялниң гуваһлиқи” намлиқ китабниң аптори, японийәлик картон язғучиси томоми ханим.

mihrigul-tursun-karton-tomomi-2.jpg

Меһригүл турсунниң гуваһлиқи асасида японийәлик картон язғучиси томоми ханим ишләп чиққан китаб “мениң кәчмишим-бир уйғур аялниң гуваһлиқи” тин көрүнүш.

mihrigul-tursun-karton-tomomi-3.jpg

Меһригүл турсунниң гуваһлиқи асасида японийәлик картон язғучиси томоми ханим ишләп чиққан китаб “мениң кәчмишим-бир уйғур аялниң гуваһлиқи” тин көрүнүш.

mihrigul-tursun-karton-tomomi-4.jpg

Меһригүл турсунниң гуваһлиқи асасида японийәлик картон язғучиси томоми ханим ишләп чиққан китаб “мениң кәчмишим-бир уйғур аялниң гуваһлиқи” тин көрүнүш.

mihrigul-tursun-karton-tomomi-5.jpg

Меһригүл турсунниң гуваһлиқи асасида японийәлик картон язғучиси томоми ханим ишләп чиққан китаб “мениң кәчмишим-бир уйғур аялниң гуваһлиқи” тин көрүнүш.

Японийәдә уйғурларниң еғир вәзийитини картон сизмиси арқилиқ йорутуп келиватқан японийәлик картон язғучиси томоми ханимниң лагер шаһитлириниң чатма һекайилири тәсвирләнгән әсәрлири ичидики меһригүл турсунниң гуваһлиқи асасида ишләп чиққан китаби “мениң кәчмишим-бир уйғур аялниң гуваһлиқи” японийәдә нәшр қилинған. Игилинишичә, бу китаб японийәдики “кишеша” пәсил нәшрияти тәрипидин қаттиқ ташлиқ китаб болуп өктәбирниң бешида бесилип чиққан. Мәзкур китабниң һәҗми гәрчә39 бәт болсиму әмма, образлиқ сүрәтләрниң һәр бири бир микро һекайигә охшаш интайин ихчам вә җанлиқ усулупта тәсвирләнгән. Бу китаб дәсләпки нәшридә3 миң парчә бесилған.

Томоми ханимға тәрҗиман сүпитидә ярдәмлишиватқан уйғур паалийәтчи гүлистан ханим бу һәқтә радийомиз зияритини қобул қилип, учур бәрди. У ниң дейишичә, лагер шаһити меһригүлниң лагерда бешидин өткүзгән кәчүрмишлири һәққидики бу әсәр илгири торларда көп қетим көрүлүп, японийәдә бәлгилик тәсир қозғиған икән. Бу қетим бу әсәрниң қаттиқ ташлиқ китаб болуп нәшр қилиниши тор билән алақиси болмиған оқурмәнләрниңму уйғур мәсилисини чүшинишидә муһим әһмийәткә игә икән. Униң дейишичә, аптор шимизу тамоми ханим уйғурларниң мустәқиллиқ арзусиға һөрмәт қилған асаста китабниң арқа көрүнүшигә көк рәңни таллиған икән.

Японийәдә “манга” дәп атилидиған картонлуқ тәсвирий һекайә шәкли наһайити омумлашқан болуп, уйғурларниң вәзийитини японийәгә аңлитишта муһим рол ойнап келиватқан японийәлик язғучи вә картонист томоми шимизу ханим, мәзкур китабини тунҗи болуп меһригүлгә совға қилиш арзуси барлиқини билдүргән. У зияритимизни қобул қилип, бу китаб чиққандин кейин өзиниң нурғун кишиләрдин инкас тапшурувалғанлиқини, техиму җиқ кишиләрниң бу китабни көргәндин кейин уйғурларға ярдәм қилиш нийитигә кәлгәнликини билдүргәнликини, буниңдин өзиниң толиму хош болғанлиқини билдүрди. У йәнә өзиниң бу китабиниң инглизчә вә башқа тилларға тәрҗимә қилинип, нәшр қилинишини бәкму арзу қилидиғанлиқини баян қилди.

Томоми ханимниң радийомиз сориған соалларға бәргән әстайидил җаваблирини японийәдики актип паалийәтчи гүлистан ханим уйғурчиға тәрҗимә қилип аңлатти.

Мәзкур китабта “кишеша” нәшриятиниң башлиқи канахара кунихемо әпәндиниңму беғишлимисиға орун берилгән болуп, у беғишлимисида уйғур лагер шаһидлириниң гуваһлиқи һәқиқидә томоми ханим тәйярлиған мәзкур китабниң нәшр қилинишиниң асанға тохтимиғанлиқини билдүргән. У уйғурлар учраватқан нөвәттики зулумларни японийәдә аңлитишниңму һәр хил тосалғуларға учраватқанлиқини тәнқид қилған. У йәнә бу китабтики қорқунчлуқ тәсврләрниң чин вә һәқиқий һекайә икәнлики, шундақла пакитлиқ һөҗҗәтләр асасида йорутулғанлиқини тәкитлигән. У беғишлимисида: “уйғурларниң худди йәһудий тутқунлириниң әйни вақиттики натсистлар лагерлирида өлтүрүлгәнликигә охшаш бүгүнки күндә хитай лагерлирида өлтүрүлүшигә һәргизму йол қойғили болмайду. Бу бир қәбиһ җинайәт,” дәп язған. У йәнә японларни вә пүткүл дунядики кишиләрни инсан һәқлиригә һөрмәт қилип яшашқа, уйғурларға болған һессидашлиқини әмәлий һәрикәткә айландурушқа чақирған.

Бу китаб нәшрдин чиққили узун болмиған болсиму, японийәдә уйғурларға көңүл бөлүватқан һәр саһә кишилирини тәсрләндүргәнлики мәлум. Бу китабни яйонийәдики даңлиқ шәхсләр сиясийонлар, һәтта бәзи парламент әзалири һәмдә кино чолпанлириму сетивалған. Улар бу китаб һәққидики тәсиратлирини иҗтимаий ашкара баян қилишқан, шундақла японийә хәлқини уйғурларға ярдәм қилиш арқилиқ инсаний бурчини ада қилишқа чақирған. Бу һәқтики инкасларниму гүлистан ханим тәрҗимә қилип йәткүзди.

Японийәдә нәшр қилинған “мениң кәчмишим-бир уйғур аялниң гуваһлиқи” намлиқ китабниң баш қәһримани, һазир америкада яшаватқан лагер шаһити меһригүл турсунму зияритимизни қобул қилди. У бу китабниң нәшрдин чиққанлиқини томоми ханимниң өзигә хәвәр қилғанлиқини, өзиниң бу китабни қолиға елишқа тәқәзза болуватқанлиқини билдүрди. У йәнә язғучи һәм оқурмәнләргә тәшәккүрини билдүрди: “бу ялғуз мениңла һекайәм әмәс, бәлки маңа охшаш лагерларда қийниливатқан милйонлиған бигунаһ уйғурларниң һекайиси. Мән уларниң тартиватқан азаблириниң бу китаб арқилиқ техиму көп инсанларға йетишини, уларниң уйғурларға ярдәм бериш үчүн һәрикәткә келишини үмид қилимән.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.