Милләтләрниң “юғурулуши” ни көзлигән тунҗи йәрлик низам уйғур елидә йолға қоюлушқа башлиди
2024.01.17

“хитай милләтләр гезити” ниң 16-январдики хәвиригә қариғанда, “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” ни мустәһкәмләш вә милләтләрниң арилишип кетишини илгири сүридиған йәрлик низам “или қазақ аптоном областидики һәр қайси милләтләрниң алақилишиш, алмаштуруш вә арилишип (юғурулуп) кетишини илгири сүрүш низами” (төвәндә “низам” дейилиду) уйғур диярида тунҗи болуп илида 1-январдин башлап йолға қоюлушқа башлиған.
Мәзкур “низам” 2023-йили 8-айниң 25-күни или областлиқ 15-нөвәтлик хәлқ қурултийи даимий комитетиниң 10-қетимлиқ йиғинида тәстиқланған. Шундақла бу “низам” ниң 2023-йили 23-ноябир уйғур аптоном районлуқ 14-нөвәтлик хәлқ қурултийи даимий комитетиниң 6-қетимлиқ йиғинида тәстиқланғанлиқи вә 2024-йили 1-январдин башлап йолға қоюлидиғанлиқи елан қилинған.
Или областлиқ хәлқ қурултийи даимий комитетиниң мудири нияз һашимниң бу мунасивәт билән “хитай милләтләр гезити” ниң мухбириға изаһлишичә, бу “низам” хитай компартийәси 18-нөвәтлик мәмликәтлик қурултийидин буян ши җинпиң шинҗаңни көп қетим зиярәт қилип, “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” ни турғузуш һәққидә бәргән муһим йолйоруқлириға асасән чиқирилған икән. Бу “низам” асаслиқи хитай миллити вә һәрқайси милләтләрниң өзара юғурулуп бир гәвдә болушини илгири сүрүшни мәқсәт қилидикән.
Хәвәрдә йәнә “низам” ға аптоном районлуқ хәлқ қурултийи даимий комитети қанун чиқириш комитети алдин йетәкчилик қилғанлиқи, йәни “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси идийәсини турғузуш, партийәниң йеңи дәврдики миллий хизмитиниң асаслиқ линийәси, шундақла миллий районлардики барлиқ хизмәтләрниң асаслиқ линийәси болуш” ни мәзкур “низам” ни түзүп чиқишниң пиринсипи қилғанлиқи көрситилгән.
Нияз һашимниң мухбирға чүшәндүрүшичә, “низам” ниң толуқ текистидә җәмий 19 мадда болуп, буниң 16 сидә “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” ни күчәйтишкә мунасивәтлик мәзмунлар бар икән. Мәсилән, “низам” да һәр дәриҗилик хәлқ һөкүмәтлири “хас темилардики мәйдан яки мәдәнийәт бағчисиға даир қурулушни күчәйтип, ‛җуңхуа миллити җәмийити‚ һәққидики тонушини мустәһкәмлиши, хитай мәдәнийитиниң алаһидилики вә ташқи образини гәвдиләндүрүши керәк” дәп бәлгиләнгән.
Хитай компартийәси 18-қурултийидин буян, хитай баш секретари ши җинпиң “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” ни мустәһкәмләшни көп қетим тәкитлигән. У уйғур диярини зиярәт қилғанда “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини мустәһкәмләп, һәрқайси милләтләрниң алақилишиш, алмаштуруш вә юғурулушини илгири сүрүш керәк; һәрқайси милләтләр анарниң данисидәк зич уюшуши керәк” дегәнләрни көп қетим әскәрткән иди.
Йиллардин бери ши җинпиңниң мәзкур “йолйоруқ” лирини йәрлик һөкүмәт даирилири уйғур диярида көчмән хитай нопусини һәссиләп көпәйтиш, уйғур нопусни азайтиш, уйғурларниң тарихий вә мәдәнийәт изналирини йоқ қилиш, мәҗбурий хитайлаштурушни сиясий тәдбирләр қатарида иҗра қилиш шәклидә әмәлийләштүрүватқанлиқи мәлум. Хитайниң уйғурларға теңиватқан хитайчә сөзләш, хитайчә яшаш, хитайчә байрам өткүзүш, идеологийә җәһәттин өзиниң миллий вә диний кимликини инкар қилиштәк меңә ююш тәрбийәлири вә сиясәтлири ялғуз хитайниң “миллий территорийәлик аптономийә қануни” ға мухалип болупла қалмастин, кишилик һоқуқ қанунлириғиму хилап һесаблиниду. Шундақ болғанлиқи үчүн буларниң инсанийәткә қарши җинайәт вә ирқи қирғинчилиқ җинайити шәкилләндүридиғанлиқи испатлинип, хәлқара мәтбуатларда оттуриға қоюлуп кәлмәктә.
Уйғур қирғинчилиқиға аит пакитларни доклатлаштуруп кәлгән нопузлуқ тәтқиқатчилардин “коммунизм қурбанлири хатирә фонди” ниң тәтқиқатчиси доктор адриян зенз (Adrian Zenz) әпәнди уйғур елидә тунҗи болуп йолға қоюлушқа башлиған бу низамға диққәт қилған кишиләрниң бири. У бу һәқтә радийомизға әвәткән анализида мәзкур “низам” һәққидә тохтилип “бу йеңи ‛низам‚ хитай һөкүмити уйғурларға қарши иҗра қиливатқан ирқи қирғинчилиқтики асаслиқ мәқсәтни намаян қилип бериду” дәйду. У бу һәқтә мундақ дәйду: “хитайлар вә уйғур аһалилирини өзара арилаштуруш, сиңдүрүш дегән сөзләрни ши җинпиңниң иҗад қилғанлиқи вә оттуриға қойғанлиқи 2014-йилила ‛шинҗаң архипи‚ да хатириләнгән. 2014-Йилдин башлап, уйғур райониниң җәнубидики районлирида хитай һөкүмити бу тәшәббусниң тәҗрибисини башлиди. Аталмиш ‛милләтләр иттипақлиқи кәнти‚ қуруп, дөләт бихәтәрликини көздә тутуп ‛нопус қистуруш‚ ни йолға қойди. Бу сиясәтниң тунҗи қетим рәсмий ‛бәлгилимә‚ (низам (сүпитидә оттуриға қоюлуши, һазирға қәдәр бир районда мәлум бир сиясәтни синақ қилиш мәқситидә болуши мумкин. Буни или областида синақ қилғандин кейин башқа вилайәтләргә кеңәйтиду”.
У йәнә буниңдики муһим нуқтилар һәққидә тохтилип мундақ деди: “оттуриға қоюлған көплигән бәлгилимиләр пүтүнләй йеңи һадисиму әмәс. Әмма булар ассимилятсийә қилиш вә нопусни суюлдуруш сияситини қанунлаштуриду, бу ‛бәлгилимә‚ йеңи тәшәббусни интайин муһим орунға қойидиған болуп, бу дөләттики биринчи сиясәт. Шинҗаңдики аз санлиқ милләтләр арисида нопусниң арилишиши қарши елинмайдиғанлиқини көздә тутуп, бу сиясәткә болған наразилиқини түгитиш үчүн бу йеңи ‛бәлгилимә‚ ни лайиһәлигән болуши мумкин.”
Доктор адриян зенз өз тәһлилидә хитайниң уйғурларға қарши ирқий қирғинчилиқ сияситини йүргүзүш җәрянида бу хил тәдбирләрни йәниму юқири пәллигә чиқарғанлиқиға мисал алған. Униң көрситишичә, “шинҗаң сақчи академийәси” вә “дөләт орманчилиқ идариси сақчи хадимлирини тәрбийәләш мәркизи” ниң тәтқиқатчилири гав шөҗиң вә ли миң 2017-йили елан қилған тәтқиқат мақалисидә хитай нопусини уйғурлар топлишип маканлашқан районларға “нопус қистуруш” шәклидә орунлаштурушни “террорлуқни түгитишниң ачқучлуқ истратегийәси” дәп көрсәткән. Шу қатарда “нопус қурулмисини әлалаштуруш” ниң синақлиридин бири җәнубтики районларда мәһәллә дәриҗилик сиңдүрүш истратегийәсини иҗра қилиш болған. Буниңдики типик мисал “хотәндики иттипақлиқ” (Unity Hotan) йеңи кәнти болуп, бу кәнттики тәҗрибә арқилиқ 2018-йили бу йезидики хитайлар билән уйғурларниң нопус нисбити 50:50 кә йәткән.
Адриян зенз әпәнди бу һални “хитайниң уйғур районини идарә қилиштики түп вә изчил сиясити” дәп көрситиш билән биргә мундақ дәйду: “мән шинҗаң һәққидә 2021-йили елан қилған тәтқиқат мақаләмдә уйғур районидики уйғур нопусиниң зичлиқи вә үстүнлүк орнини төвәнлитиш арқилиқ миллий нопусни ‛әлалаштуруш‚ пиланиниң бир қисми сүпитидә иҗра қилиниватқан ‛сиңдүрүш вә арилаштуруш‚ ниң ролини мулаһизә қилған идим. Бу хилдики нопусни арилаштуруш сиясити маһийәттә кәң көләмлик ирқий қирғинчилиқ сияситиниң бир қисми болуп, уйғур нопусини зор дәриҗидә азайтиду. Чен чүәнго вәзиписидин айрилғандин кейин, биз ма шиңрүйниң шинҗаңда узун муддәтлик сиясәтләрни йолға қоюватқанлиқини көрүватимиз. Бу хитай һөкүмитиниң бу райондики узун муддәтлик пиланиниң бир қисми” .
“шинҗаң гезити” ниң мәзкур “низам” һәққидики хәвиридә или областлиқ хәлқ қурултийи вәкили, или педагогика университети қанун институтиниң мудири ма шиңрүңниң сөзи нәқил елинған болуп, “низам” ниң елан қилиниши “һәр милләт кишилирини җуңхуа миллити үчүн ортақ мәниви макан бәрпа қилишқа үнүмлүк йетәкләйду” дегән. Уйғур вә башқа йәрлик милләтләрни мәҗбурий һалда көчмән хитайлар билән арилишип олтурақлаштурушни өз ичигә алған, шуниңдәк уйғур диярида уйғурларниң бу җайдики асаслиқ милләт икәнликини көрситип беридиған барлиқ амилларни йоқ қилишни мәқсәт қилған бу хил чарә-тәдбирлири уйғурларни тәтқиқ қиливатқан чәт әллик мутәхәссисләрдиму әндишә пәйда қиливатқанлиқи мәлум.
Җәнвә университети шәрқшунаслиқ факултети докторанти лео майлет ( (Léo Maillet бу “низам” түпәйлидин уйғурларға хас тарихий мәһәллиләр вә униңға мунасивәтлик әнәниләр, шундақла мәдәнийәтләрниң техиму шиддәт билән йоқ қилинидиғанлиқиға болған әндишисини билдүрүп мундақ деди: “уйғур елидин ашкариланған учурлар шуни көрсәтмәктики, хитай һөкүмити уйғур елидики уйғур вә башқа түркий милләтләрниң әсли тарихий мәһәллилирини чеқип ташлап, униң орниға хитайчә алаһидиликтики ‛йеңичә‚ заманиви мәһәллиләрни қурмақта. Бу ялғуз уйғурларниң яшаш бошлуқи вә муһитиниң уйғур диярини игиләватқан хитай көчмәнләр тәрипидин игилинивелиниши болупла қалмастин, өз нөвитидә уйғурларға хас тарихий бинакарлиқ, җүмлидин мәсчит, чайхана, базар, дукан дегәндәк әслидики мәһәлливи алаһидиликләрни вәйран қилиш, уйғурларниң яшаш адәтлири вә һаятиниң һәммә тәрәплирини өзгәртиветишкә елип бариду”.
У сөзини йәнә мундақ давам қилди: “бу йәнә хитай көчмәнләргә, уйғурлар әсирләр бойи су мәнбәлирини бойлап бәрпа қилған вә тәрәққий қилдуруп кәлгән бинакарлиқниң излирини өчүрүшкә пурсәт яритип бериду. Бир қанчә он йилдин буян давам қиливатқан бу сиясәтләр болса, уйғур җәмийитиниң қурулмисини бузупла қалмай, уларниң мәдәнийәт вә өрп-адәтлирини вәйран қилишни өз ичигә алған ирқий қирғинчилиқ тәдбири һесаблиниду. Хитай һөкүмити бу җиддий өзгиришләр арқилиқ уйғур вә башқа йәрлик милләтләрниң өзара бағлинишиниму үзүп ташлимақта. Буниңдин хитай һөкүмити бу тәдбирләр арқилиқ райондики җуғрапийәлик муһит, мәдәнийәт муһити, иҗтимаий муһит вә иқтисадий саһә қатарлиқ җәһәтләрдин өз мустәмликисини йәниму мустәһкәмләшни мәқсәт қиливатқанлиқини көрәләймиз”.
Или областида йолға қоюлушқа башлиған мәзкур “низам” да “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” ни намаян қилидиған әдәбият, сәнәт, үн-син вә башқа маддий буюмларни йиғиш, орунлаштуруш вә көргәзмә қилишни қоллайдиғанлиқи көрситилгән. “низам” да ейтилишичә, барлиқ милләтләр юғурулған иҗтимаий қурулма вә мәһәллә муһити бәрпа қилишта мәдәнийәт, иқтисад, җәмийәт, писхологийә вә башқа тәрәпләрдә һәр милләт кишилириниң бир гәвдилишишини тәдриҗий әмәлгә ашуруш асас қилинидикән. Шундақла хитайниң һәр дәриҗилик дөләт аппаратлири һәр милләт кишилириниң әтраплиқ юғурулушини илгири сүридиған “өзара сиңдүрүш муһити” яритиштәк тәдбирләрни күчәйтәләйдикән. “низам” да мундақ дәп көрситилгән: “наһийә дәриҗилик яки униңдин юқири хәлқ һөкүмәтлири алақидар тармақларни тәшкилләп, һәрқайси милләтләрниң өзара сиңип киришини илгири сүрүш үчүн түзүмләрни вә тәдбирләрни тәтқиқ қилиши вә түзүши керәк” .
Америкидики мустәқил сиясий анализчи илшат һәсән әпәнди зияритимизни қобул қилип, “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” тәрбийәсини бәрпа қилишниң әмдиликтә низам сүпитидә дәсләп болуп или районида йүргүзүлүшидики сәвәбләр һәққидә тохталди. Униң қаришичә, или райони уйғурларниң нәзиридә йеқинқи заман тарихидики “шәрқий түркистан җумһурийити” қурулған муқәддәс вә символлуқ җай. Шуңлашқиму хитай һөкүмити уйғурларниң дөләт қариши, тарих қариши, милләт қариши, мәдәнийәт вә дин қарашлири ипадиләнгән һәмдә сиңгән бу җайни әң аввал вәйран қилишни көзлигән. У бу һәқтә тохтилип “хитайниң ахирқи мәқсити ялғуз уйғурларнила әмәс, барлиқ милләтләрни йиғип әң ахирида хитайдин ибарәт бирла милләткә юғуруветиш” дәп көрсәтти. Илшат һәсәнниң қаришичә, бу йил 1-январдин башлап ғулҗида йолға қоюлған бу “низам” хитай компартийәсиниң уйғурларға қарши иҗра қиливатқан ирқий қирғинчилиқ сияситиниң йәнә бир басқучқа көтүрүлгәнликидин дерәк беридикән.
Нөвәттә мәзкур “низам” ниң йеқин кәлгүсидики иҗра қилиниши һәмдә башқа районларға кеңийиш еһтималлиқи, шуниңдәк бу кәлтүрүп чиқиридиған түрлүк сәлбий ақивәтләр муһаҗирәттики уйғурларни зор әндишигә салмақта.