Онсуниң җам базирида 31 яшлиқ ана аминә қадир йиғивелиш лагерида җан үзгән

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.08.23
lager-yepiq-terbiyelesh-saqchi.jpg Мәлум “йиғивелиш лагери” алдида пос туруватқан хитай сақчи.
BBC

Мухбиримизниң ақсудики лагерлар һәққидә әһвал игилиши давамида онсу наһийәсиниң җам базирида йеқинқи 3 ай ичидә 7-8 кишиниң йиғивелиш лагеридин җәсити чиққанлиқи, өлгүчиләрдин бириниң җам базириниң түмән кәнтидә олтурушлуқ бир пәрзәнтниң аниси, 31 яшлиқ ана аминә қадир икәнлики ашкариланди.

Ақсудики лагерлар һәққидә әһвал ениқлишимиз давамида лагерда һаятидин айрилғанларниң сани вә кимлики һәққидиму мәлумат соридуқ. Сақчи хадимлиридин бири онсу наһийәсиниң җам йезисидики 31 яшлиқ бир аялниң буниңдин бирқанчә ай илгири лагерда җан үзгәнликини ашкарилиди. У өлгүчиниң түмән кәнтидин икәнликини тилға алған болсиму, әмма у исим-фамилиси қатарлиқ тәпсилий кимлики һәққидә мәлумат берәлмиди.

Биз бу йип учиға асасән онсу наһийәсиниң җам базарлиқ сақчиханисиға телефон қилдуқ. Сақчи хадимлири дәсләптә буниң “дөләт мәхпийәтлики” икәнликини тилға елип, әһвал һәққидә мәлумат берәлмиди. Сақчиханидики йәнә бир хадим җам йезисида йеқинқи 4 айдин бери 7 -8 кишиниң лагеридин җәсити чиққанлиқини, булардин бириниң аминә қадир исимлик 31 яшлиқ бир аял икәнликини ашкарилиди.

Мәлум болушичә, аминә қадир бир пәрзәнтниң аниси болуп, йолдиши намәлум сәвәб билән бирқанчә йил бурун түгәп кәткән. Илгириләп әһвал ениқлишимиз давамида бир дөләт аманлиқ сақчи хадими аминә қадирниң йүрәк кесили қозғилип җан үзгәнлики һәққидә гәп тарқалғанлиқи, әмма һәқиқий өлүм сәвәбиниң өзигиму намәлум икәнликини баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.