Мәркизий асия мәмликәтлиридики су мәсилиси мутәхәссисләрниң асасий муназирә темисиға айланди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2017.06.11
qazaqistan-yaylaq-zimin.jpg Қазақистанниң яйлақ зиминлири
Public Domain

Мәлуматларға қариғанда, су тапчиллиқи оттура асия җумһурийәтлири арисида талаш-тартиш қозғаватқан җиддий мәсилигә айланди. Кейинки вақитларда таҗикистан вә қирғизистанниң нарин вә вахш дәрялирида рогун вә камбарата-1 гидро електр истансилирини қуруш лайиһилири қошна өзбекистан, қазақистан вә түркмәнистанни биарам қилишқа башлиған иди. Болупму рогун истансисиниң селиниши таҗикистан вә өзбекистан оттурисидики мунасивәтләрни кәскинләштүрди, һәтта бәзи мутәхәссисләрниң пикричә, бу оттура асия җумһурийәтлири арисида қораллиқ тоқунуш вәқәлириниму кәлтүрүп чиқиши мумкин.

Рогун истансисини селиш пилани совет дәвридә тәстиқланған болуп, 1987-йили қурулуш ишлири башланған иди. У вақитта мәзкур истансиниң селиниши таҗикистанниң енергийилик мәнпәәтлиригә, өзбекистанниң йеза игилики мәнпәәтлиригә җаваб бәргән болсиму, әмма таҗикистан җамаәтчилики бу лайиһигә қарши чиққан иди, чүнки, униң қурулуши таҗикистан екологийисиниң бузулушиға елип келәтти. Әмма, униң қурулуш ишлири совет иттипақи йимирилгәндин кейин тохтап қалди. Өткән әсирниң 90-йиллириниң оттурилирида русийә вә таҗикистан оттурисида рогун истансисини бирлишип селиш келишими имзаланди.Су мәсилисини һәл қилиш бойичә оттура асия мәмликәтлири бир нәччә музакириләрни елип барған болсиму, бу һеч нәтиҗә бәрмиди. 

Бу мәсилә 7-июнда түркмәнистан пайтәхти ашхабадта өткән “ муһитни қоғдаш вә мәркизий асияниң турақлиқ тәрәққияти саһәлиридә һәмкарлишиш тәшәббуслири” темисидики хәлқара екологийилик йиғинда йәнә қаралди. Йиғинни түркмәнистан муһитни қоғдаш вә йәр мәнбәлири бойичә дөләт комитети һәм мәркизий асия районлуқ екологийилик мәркәз уюштурған. Униңға мәркизий асия мәмликәтлири, бирләшкән дөләтләр тәшкилати, явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати, дуня банкиси вә башқиму тәшкилатлар вәкиллири қатнашти. Бу һәқтә “түркмәнинформ” агентлиқи хәвәр қилди. 

Мәркизий асия йеңилиқлар хизмити агентлиқи елан қилған “ашхабадта районлуқ судин пайдилиниш мәсилилири муһакимә қилинди” намлиқ мақалидә ейтилишичә, су мәнбәлириниң тапчиллиқи мәркизий асиядики мурәккәп мәсилиләрниң бири сүпитидә қаралған. Шу мунасивәт билән дөләтләр ара өтидиған дәрялар сүйидин пайдилиништа мәркизий асия җумһурийәтлири арисидики қариму-қаршилиқлар тәкитлинип, уларни һәл қилиш мәсилилири муһакимә қилинған. Болупму, қазақистан вә түркмәнистан бу мәсилини һәл қилишта хәлқара тәҗрибиләрдин пайдилиниш тәклипини бәргән. 

Мәзкур йиғинда йеңи селиниватқан гидротехникилиқ қурулушлар әнә шу дәрялар тармақлирида җайлашқан барлиқ мәмликәтләрниң мәнпәәтлирини һесабқа алған һәм уларниң һоқуқлирини кәмситмигән һалда елип берилиш лазимлиқи, бу җәһәттә бирләшкән дөләтләр тәшкилати нормилирини сақлаш, шундақла мустәқил хәлқара тәкшүрүш ишлирини йүргүзүш вә башқилар тәклип қилинди. Өз нөвитидә қирғизистан вәкили райондики барлиқ мәмликәтләр арисида судин пайдилинишниң иқтисадий механизмини ишләп чиқиш һәм шуниң арқилиқ өз-ара зиддийәтләрниң алдини елиш тәклипини бәрди. 

Қазақистанниң биринчи президенти фонди йенидики дуня иқтисади вә сиясити институти явроасия тәтқиқатлири программисиниң рәһбири руслан изимоф мәркизий асиядики су мәсилисиниң онлиған йиллар давамида талаш-тартиш туғдуруватқан мурәккәп мәсилә икәнликини оттуриға қоюп, мундақ деди: “омумән су мәсилиси оттура асия җумһурийәтлири мустәқиллиқ алғандин кейин, шундақла уларни бир түзүмдә тутуп кәлгән совет иттипақи йимирилгәндин кейин оттуриға чиқти. Һәр бир җумһурийәт өз сияситини йүргүзүшкә башлиди. Буниң ақивитидә төвән еқимдики мәмликәтләр аз мөлчәрдә суға игә болуп, вақит өткәнсери бу уларниң еһтияҗлириға җаваб берәлмәйдиған болди. Буниңдин ташқири суниң тазилиқи, йәни екологийә мәсилисиму мәвҗут. Өткән айда бейҗиңда өткән ‛бир бәлвағ, бир йол‚ йиғинида қазақистан президенти йәнә шу мәсилини күн тәртипигә қоюп, судин орунлуқ пайдилиниш тәклипини бәргән иди. Өзбекистан президентлиқиға шавкәт мирзийейефниң келиши билән мәмликәт ичидә һәм униң ташқи сияситидә қандақтур бир үмидләр, иҗабий өзгиришләр пәйда болди. Лекин мән мутәхәссис сүпитидә шуни ейтқан болар идимки, шәхсән өзүм буниңға оптимистик баһа берәлмәймән. Өзбекистан илгири һәм таҗикистан, һәм қирғизистан территорийисидики гидро техникилиқ қурулушларға қанчилик қарши болған болса, һазирму шундақла қарши туриду.” р. Изимоф өзбекистанниң мушу күндә рогун гидро електр истансисиниң селинишиға актип һалда қарши чиқмайватқанлиқини униң мушундақ тактика арқилиқ хәлқара җамаәтчиликниң иҗабий баһасиға игә болушқа интиливатқанлиқи билән чүшәндүриду. Р. Изимоф оттура асиядики су мәсилисиниң йеқин арида һәл болмайдиғанлиқини илгири сүрди. 

Әл-фараби намидики қазақ миллий университети профессори шерипҗан надирофниң пикричә, оттура асия мәмликәтлириниң пат йеқинда бу мәсилидә бирликкә келиши мумкин әмәс. Лекин шундақтиму улар буниңға тиришиватмақта. Болупму өзбекистан йеза игилики, асасән пахта өстүрүш етизлиқлирини қисқартиш арқилиқ пайдилинидиған суниң көлимини азайтиш амаллирини қилмақта. Ш. Надироф су мәсилисиниң оттуриға чиқиш сәвәбини көрситип, мундақ деди: “оттура асиядики су мәсилиси, биринчидин, бу иқтисад мәсилиси. Қазақистанниң оттура асия әллири билән болған сода мунасивәтлиридә улар қазақистан содисиниң бари-йоқи икки йерим пирсәнтини игиләйду. Бу қийин мәсилини һәл қилғанда сиясий тәрәпләргә қаримастин, бәлки иқтисадий мумкинчилик ретидә қараш керәк.”

Ш. Надироф оттура асия җумһурийәтлириниң иқтисадий тәрәққиятиниң бирдәк әмәсликини, русийә, хитай охшаш мәмликәтләрниңму бу райондики тәсириниң чоң икәнликини билдүрди. У шундақла бу мәсилини һәл қилишта хәлқара тәшкилатлар чоң рол ойниши мумкинликини көрсәтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.