Алтә милюн икки йүз миң парчә хиш үчүн тарим вадисида көйдүрүлгән һесабсиз тоғрақлар
2013.08.15
Йеқиндин буян ашкара болуватқан пакитлар шуни көрсәттики, тарим дәрясиниң төвән еқиминиң үзүлүп қелиши вә бу йәрдики бипаян тәбиий тоғрақлиқларниң қуруп кетиши һәргизму уйғур ели екологийәсидики тәбиий һадисә әмәс.
Тоғрақ һаятлиқ дунясида узун өмүр көрүшниң символи шундақла қумлуқ екологийәсидики тәбиий қаравул. Уйғур хәлқи арисида “тоғрақ өсүп чоң болғичә миң йил, қуруғанда тик туруп миң йил, йәргә йиқилғандин кейин йәнә миң йил яшайду” дегән сөз бар. Қурғақ район муһитини тәтқиқ қилғучилар бир түп тоғрақниң өз әтрапидики хели көп қумни тизгинләп туридиғанлиқини илмий дәлилләр билән илгири сүриду.
Һалбуки, 1950 - йиллардин буян тарим дәрясиниң оттура вә төвән еқимлирида мәмурий буйруқ билән тәбиәткә қарши елип берилған нәччә он йиллиқ сүний бузғунчилиқ нәтиҗисидә бу районда мөлчәрләш қийин болған екологийәлик бузулуш йүз бәргән. 1960 - Йиллардин башлап хитай һөкүмитиниң атом бомбисини синақ қилиш базиси тәклимакан қумлуқиниң шәрқий шимали қисмида йәни лопнор көлидин анчә йирақ болмиған адәмсиз чөлдә җиддий рәвиштә қурулуш башлиған. Еғир типтики һәрбий аптомобилларниң қумлуқта раван меңишиға капаләтлик қилиш үчүн әйни вақитта мәхпий түрдә хиш йол қурулуши пиланланған. 1966 - Йилидин башлап чақилиқ наһийәсиниң мәлум нуқтисидин тәклимакан қумлуқини бойлап узунлуқи 100 километирдин ашидиған қумлуқтики хиш йол қурулуши ясалған. Мәлум болушичә, мәхпий түрдә ясалған бу йолға җәмий 6 милюн 200 миң парчә хиш ишлитилгән болуп, бу хишларни тәйярлаш үчүн әйни дәврдә һесабсиз тоғрақлар көйдүрүлгән. Шинҗаң телевизийә истансисиниң “муһит вә тәрәққият” программиси ишләп тарқатқан тарим дәрясиниң төвән еқими һәққидики һөҗҗәтлик филимдә бәзи пакитлар диққәтни чекиду.
Мәзкур һөҗҗәтлик филимдин мәлум болушичә, 1970 - йили дашкөл су амбири пүтүп тарим дәрясиниң йоқири еқимидин келидиған су үзүп ташланғандин кейин чақилиқ наһийәси тәвәсидики тәбиий тоғрақлиқлар кәң көләмдә қурушқа башлиған. Бүгүнки күндә хитай таратқулирида “шаңхәй җенис дуня рекортиға киргүзүлгән қумлуқтики әң узун хиш йол” дәп нам берилгән бу намсиз йол қурулушиму, бу райондики санақсиз тоғрақларниң һаятиға замин болған. Су мәнбәсиниң үзүлүши чақилиқ наһийәсиниң кона йеңису қатарлиқ қанчилиған кәнт - мәһәллилирини харабигә айландуруп, уйғур деһқанлирини өй - маканлирини ташлап көчүп кетишкә мәҗбур қилған.
1990 - Йилларниң ахирилиридин башлап тарим дәрясиниң оттура вә төвән еқимлирида көрүлгән екологийәлик муһиттики еғир ақивәтләр хитай мәркизий һөкүмитиниму тәшвишкә салған. Болупму, һәр йили әтиязда бейҗиң шәһири қум боранлириниң биваситә һуҗумиға учрашқа башлиғандин кейин хитай мәркизий һөкүмити уйғур ели екологийәсини қайта түзәш үчүн мәбләғ селишқа мәҗбур болған. 2001 - Йили “ғәрбий районни ечиш” шуари билән хитай мәркизий һөкүмити тарим дәрясиниң екологийәлик муһитини универсал түзәшкә 10 милярд 700 милюн сом мәбләғ салған. Лекин, мәбләғниң җайиға ишлитилмәслики, давамлиқ боз йәр ечиш һәмдә судин пилансиз пайдилиниш сәвәбидин тарим дәряси билән көнчи дәрясиниң төвән еқимидики сусизлиқ мәсилиси һәл болмайла қалмастин, бәлки йәнә нәччә йүз миң мо тәбиий тоғрақлиқлар давамлиқ қуруп маңған. 2009 - Йилидики “5 - июл үрүмчи вәқәси” дин кейин хитай даирилири йәнә 9 милярд сомдин артуқ мәбләғ селип тарим дәрясиниң төвән еқимиға су қоюп бериш қурулушини қайта башлиған, лекин буниң әмәлий үнүминиң зади қандақ болидиғанлиқини мөлчәрләш йәнила қийин һаләттә турмақта икән.
Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.