Уйғур дәвасиниң актип қоллиғучиси һәсән җәлал гүзәл аләмдин өтти
2018.03.21

Түркийә җумһурийитиниң сабиқ муавин министири, илим адими вә уйғур дәвасиниң актип қоллиғучиси һәсән җәлал гүзәл әпәнди 3-айниң 19-күни 73 йешида кесәл сәвәби билән аләмдин өтти.
Түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоған, баш мәслиһәтчиси ибраһим қалин әпәндиләр мәхсус тәзийәнамә елан қилип, һөрмәтлик һәсән җәлал гүзәлниң вапатиниң түрк дуняси үчүн зор йоқитиш болғанлиқини, униң аилисигә вә уруқ-туғқанлириға сәвр тиләйдиғанлиқини билдүрди. Түркийәдики 8 уйғур тәшкилати бирлишип қурған “шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики” му мәхсус тәзийәнамә елан қилип, шәрқий түркистан дәвасиниң түркийәдики әң актип қоллиғучисидин айрилип қалғанлиқини изһар қилди.
1983-Йили 38 яшта түркийә җумһурийитиниң әң яш муавин министири болған һәсән җәлал гүзәл, 1986-йилидики сайламда парламент әзаси болуп сайланған. Кейинки йилларда маарип министири, ташқи ишлар министири болған. Бу мәзгилләрдә хитайниң ислаһат вә ечиветиш сияситидин пайдиланған уйғурлар пакистан вә түркийә арқилиқ һәҗгә беришқа башлиған. Һәсән җәлал гүзәл уйғур һаҗиларға мәхсус аптобус, меһманхана аҗритип ярдәм қилған.
Зияритимизни қобул қилған дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң мудири өмәр қанат әпәнди өзиниң 1986-йили мәрһум әйса йүсүп алптекин билән бирликтә әнқәрәдә һәсән җәлал гүзәл әпәнди билән көрүшкәнликини, униң уйғур һаҗиларға көп ярдәм қилғанлиқини баян қилди.
Мәрһум һәсән җәлал гүзәл әпәнди 1995-йили саламәтликиниң яхши болмаслиқиға қаримастин муһаҗирәттики уйғурларниң рәһбири әйса йүсүп алптекинниң җиназа намизиға кәлгән иди. Дуня уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси әркин алптекин әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, өзиниң мәрһум һәсән җәлал гүзәл әпәндигә әолған һөрмитини баян қилди.
Һәсән җәлал гүзәл әпәнди 1992-йилидин тартип “йеңи түркийә” намлиқ журнал чиқиришқа башлиған болуп, мәзкур журналниң һәр санида дегүдәк уйғурлар тоғрисидики мақалиләргә орун берип кәлгән. Мәзкур журнал 2002-йилида “түркләр” дегән омумий намда 21 томлуқ қамус нәшр қилдурған. Қамусқа һәрқайси түркий милләтләрниң тили, тарихи, әдәбияти, даңлиқ шәхслири тоғрисидики мақалиләргә орун берилгән болуп, уйғурлар тоғрисида 30 парчә қисқа мақалә киргүзүлгән иди. Бу һәқтә мәлумат бәргән профессор, доктор алимҗан инайәт әпәнди мәрһум һәсән җәлал гүзәлниң уйғур тәтқиқати шундақла уйғурларниң бүгүнки еғир вәзийитиниң түркийәдә аңлитилишиға зор төһпә қошқанлиқини баян қилди.
Дуня уйғур қурултийи ички ишлар комитетиниң мудири һамидхан гөктүрк әпәндиму мәрһум һәсән җәлал гүзәлниң шәрқий түркистан дәвасиға шундақла уйғур тәтқиқатиға қошқан төһписиниң зор икәнликини баян қилди.
Һәсән җәлал гүзәл 1945-йили түркийәниң газиантеп вилайитидә туғулған. Толуқсиз вә толуқ оттура мәктәпни малатя вилайитидә оқуған. Кейин әнқәрә университетиниң сиясий илимләр факултетини пүттүргән. Һәсән җәлал гүзәл 1983-йили 38 йешида түркийә җумһурийитиниң министир муавини болған. У, өткән йил 11-айда әнқәрәдә чақирилған “түркий тилида сөзлишидиған милләтләр илмий муһакимә йиғини” ға 8 нәпәр уйғур зиялийсини тәклип қилип, улар билән сөһбәтләшкән иди.