Хитайдики чөллишиш мәсилисиниң сиясий давалғушларға сәвәб болидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә
2017.01.06
Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, хитайниң бейҗиңни өз ичигә алған һәрқайси чоң шәһәрлиридә мушу бирқанчә айдин бери көрүлүватқан еғир туманлиқ һава хитайдики муһит булғиниш мәсилисини йәнә қайтидин дуня мәтбуатлириниң күн тәртипигә елип кәлди. Нурғун көзәткүчиләр хитайдики муһит булғиниш вәзийити җиддий болуш билән биргә, уни әслигә әкелишниңму бәк мумкин әмәсликини билдүрмәктә. Бир қисим тәтқиқатчилар хитайдики муһит булғинишини дөләттә җиддий бир сиясий давалғуш пәйда қилидиған амил, дәп қаримақта. Мәсилән, мәркизи әнгилийәдики “йәршаривий хәвпләрни байқаш” намлиқ тәтқиқат орниниң тор бетидә йеқинда “хитайниң зорийиватқан қумлуқлири әң зор сиясий хәвп” темисида бир парчә мақалә елан қилинди. Униңда көрситилишичә, хитайдики чөллишиш мәсилиси һазир бейҗиң үчүн әң зор мәсилә болуп, чөллүк көлиминиң зорийиши дөләтниң екологийилик, иқтисадий вә сиясий муқимлиқиға тәһдит пәйда қилмақтикән.
Бу мақалидә көрситилишичә, хитайда 1949-йилидин кейинки иқтисадий тәрәққият җәрянида нурғун тәбиий орманлар вә йепинча өсүмлүкләр вәйран қилинған. Буниң нәтиҗисидә чөллишиш, қумлишиш сүрити тезлап кәткән. Хитай һөкүмити мәсилини байқап, қайтидин орман бәрпа қилиш үчүн мәмликәт бойичә кәң көләмлик дәрәх тикиш һәрикити қозғиған. “йешил там қурулуши” дәп нам берилгән бу һәрикәт 1978-йили башлинип һазирғичә 66 милярд түп дәрәх тикилгән. Бирақ, мәзкур органниң ейтилишичә, бу тикилгән дәрәхләр чөллишишниң алдини елиш әмәс, әксичә уни йәниму тезлитивәткән. Чүнки хитай даирилири тез чоңийидиғанлиқини көздә тутуп, у земинниң алаһидиликигә мас кәлмәйдиған қариғай вә ақ терәк түридики дәрәхләрни тикиш билән биргә, шу җайдики тупрақни тутуп турушта һәл қилғуч рол ойнаватқан ақ җиған қатарлиқ йәрлик йепинча өсүмлүкләрни юлувәткән. Қариғай вә ақ терәк дәрәхлири наһайити көп су тәләп қилидиған дәрәхләр болуп, әслидила интайин қурғақ болған бир земинға бундақ дәрәхтин милярдларчини тикиш йәр асти сүйиниң әслидикидин он һәссә чоңқур вә тез сүмүрүлүшини кәлтүрүп чиқарған. Нәтиҗидә бу қисқа йилтизлиқ от-чөпләрниң қуруп кетишини кәлтүрүп чиқирип чөллишишни йәниму тезлитивәткән. Униңда ейтилишичә, һазир хитайниң һәрқайси җайлирида омумйүзлүк көрүлүватқан қум боранлири вә у сәвәб болуватқан булғанған һаваниң асаслиқ сәвәби мана мушу икән.
Улар доклатида, хитайдики еғир муһит булғиниши вә униңға яндаш болған чирикликниң хитайда ички муқимсизлиққа сәвәб болидиған әң зор амиллиқини билдүрүп “хитай һөкүмити муһит булғиниши сәвәб болған муқимсизлиқниң җиддий тәһдитигә учримақта” дегән.
Юқиридики бу органниң мақалисидә орун алған йәнә бир муһим мәсилә, уйғур ели, тибәт вә ички моңғулдики муһит мәсилиси. Униңда ейтилишичә, гоби чөллүки билән биргә, уйғур елидики тәклимакан қумлуқиниң даириси барғанчә кеңийиватқан болуп, чөллишиш һава булғиниши билән биргә су мәнбәлириниң кемийип кетишидәк мәсилиләрниму өзи билән биргә әп кәлмәктикән.
Бундин илгири америкидики “уйғур кишилик һоқуқ фонди” мәхсус уйғур елидики муһит булғиниш мәсилиси һәққидә “земин болмай туруп, һаятлиқ болмайду-хитай һөкүмитиниң уйғур елидики муһитни қоғдаш һәрикитини бастуруши” мавзусида бир доклат тәйярлиған иди. Доклатниң тәйярлиғучиси һенрий шаҗәски әпәндиниң көрситишичә, уйғурлар йолуқуватқан муһит мәсилиси асаслиқ үч категорийәгә йиғинчақланған болуп, униң биринчиси, уйғур районидики ядро синақлири түпәйлидин булғанған тупрақ вә буниң хәлқниң саламәтликигә кәлтүргән еғир зийини. Иккинчиси, һөкүмәтниң сиясәтлири вә униң су, һава вә тупраққа көрсәткән тәсири, үчинчиси, хитай көчмәнләр мәсилиси.
Әнгилийидики “йәршаривий тәһдитләрни байқаш” тәтқиқат орниниң бу мақалисидиму, уйғур ели вә тибәтниң хитайдики чөллишишниң тәсиригә әң еғир учраватқанлиқи, һәр иккила җайда йәрликниң әслидики яшаш шараитлириниң һәм бу чөллишиш һәм яшашқа болидиған җайларниң хитай көчмәнлири тәрипидин игилинивелиши сәвәбидин наразилиқ кәп чиқиватқанлиқи йезилған вә мундақ дейилгән : “уйғурлар вә тибәтләрниң сиқип чиқирилип чәт яқа җайларда яшашқа мәҗбурлиниши уларниң хитай һөкүмитигә болған наразилиқини ашуридиған башқа нурғун сәвәбләрниң биридур. Бу хитай һөкүмитиниң аз санлиқ милләт районлиридики муқимсизлиқ гуманлирини йәниму ашуриду вә районға йәниму көп бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтиши вә йәниму көп бесим сияситини кәлтүрүп чиқириду.”
Уйғур кишилик һоқуқ программиси 7-айда елан қилған юқиридики доклатида, дәл хитай һөкүмитиниң уйғурларниң муһит мәсилилирини тилға елишини қаттиқ чәкләватқанлиқини, өз сиясәтлириниң уйғур елидики екологийилик муһитқа зиян бериватқанлиқини инкар қиливатқанлиқини, шуниң билән бир вақитта уйғурларға өз земинидики муһитни қоғдаш мәсилисидә һечқандақ сөз һәққи яки бу һәқтики қарарларни елиш һәққи берилмәйватқанлиқини билдүрүп, хитай һөкүмитигә төвәндики тәклипләрни сунған: улар, уйғурларниң йәрликтә иҗра қилиниватқан муһитқа мунасивәтлик сиясәтләрниң бекитилишидә орун елишиға капаләтлик қилиш, уйғурларниң муһит булғинишқа мунасивәтлик учурларға еришиш, бу һәқтә аммиви сорунларда муназирә қилишиға рухсәт қилиниши, уйғурларниң йиғилиш, намайиш қилиш һоқуқиға һөрмәт қилиниши, йеза игиликкә даир сиясәтләрдә сөз берилиши, һөкүмәт сиясәтлири билән уйғур деһқанлириниң мәнпәәти мәсилисидә тәңпуңлуқниң сақлиниши қатарлиқларни өз ичигә алиду.
Юқиридики йәршаривий тәһдитләрни байқаш” оргини мақалисидә, һазир ички моңғулдики моңғулларниңму мана мушу муһит мәсилилири сәвәбидин һөкүмәткә наразилиқиниң ешиватқанлиқини, хитай һөкүмитиниң моңғулларниңму худди уйғурлар вә тибәтләргә охшап қелишидин қорқидиғанлиқини, чүнки һөкүмәт уйғур елидики зораванлиқ вәқәлиридин беши ағрип турғанда моңғулларму бундақ һәрикәт қилса, униң билән күч елишалмайдиғанлиқини билдүрүп “қәдимдә сәддичин сепилиниң күчи моңғулларни тосушқа йәтмигән иди, қаримаққа йешил тамларниңму күчи йәтмәйдиғандәк туриду” дәп язған.