Боснийә-гертсеговина баш муптилиқи: “уйғур елидә зиярәттә болған сабиқ баш мупти мустафа серич бизгә вәкиллик қилмайду”

Мухбиримиз әркин
2023.01.25
Боснийә-гертсеговина баш муптилиқи: “уйғур елидә зиярәттә болған сабиқ баш мупти мустафа серич бизгә вәкиллик қилмайду” Боснийә-гертсеговина сабиқ баш муптиси мустафа серич(Mustafa Ceric) полшаниң освийсимдики сабиқ натсистлар лагери авсвитз-биркенавни зиярәт қилди. 2011-Йили 1-феврал.
AP

Боснийә-гертсеговина баш муптилиқи, бу йил 9-январ әрәб бирләшмә хәлипиликидики бир тәшкилат уюштурған “мусулман өлималири вәкилләр өмики” ниң тәркибидә уйғур елидә зиярәттә болған сабиқ боснийә-гертсеговина баш муптиси мустафа серич билән болған мунасивитигә мусапә қойди. Боснийә-гертсеговина баш муптилиқиниң 25-январ радийомизниң зияритини қобул қилғанда билдүрүшичә, боснийә-гертсеговина мусулман җамаәтлириниң бу зиярәт билән һечқандақ алақиси йоқ икән. Шундақла сабиқ баш мупти мустафа серич һәм зиярәт өмикиниң сөзи боснийә-гертсеговина мусулман җамаитиниң пикиригә вәкиллик қилмайдикән.

Бу йил 9-январ әрәб бирләшмә хәлипиликидики “дуня мусулман җамаәтлири кеңиши” намлиқ тәшкилатниң башлиқи, алий рашид әл нуайминиң рәһбәрликидики 14 дөләттин кәлгән 30 нәччә кишилик бир “мусулман өлималири вәкилләр өмики” ниң уйғур елидә бир қанчә күнлүк зиярәттә болуп, хитайниң уйғур сияситини мәдһийәлиши хәлқарада қаттиқ ғулғула қозғиған. Нурғун диний тәшкилатлар мәзкур мусулман ‍өлималириниң вәкилләр өмикини, болупму сабиқ боснийә-гертсеговина баш муптиси мустафа серичниң бу өмәккә қатнашқанлиқини қаттиқ әйиблигән. Бу өмәк “икки йүзлимичилик”, “мәнпәәтпәрәслик” вә “сиясий пурсәтпәрәслик” билән әйибләнгәниди.

Боснийә-гертсеговина җумһурийитиниң һазирқи баш муптиси һөсәйин кавазовичниң ярдәмчиси, муптилиқниң ташқи ишлар директори разим солич 25-январ бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда, баш муптилиқниң бу мәсилидики рәсмий мәйданини шәрһләп, мустафа серичниң зиярити вә униң сөзи боснийә мусулманлириға вәкиллик қилмайдиғанлиқини билдүрди.

Разим солич мундақ деди: “униң (уйғур) районидики зиярити (боснийә) ислам җамаитиниң намида елип берилмиди. Униң сөзиму һечқачан, һәрқандақ шәкилдә боснийә-гертсеговина ислам җамаитигә вәкиллик қилмайду. Бу һәқтики ахбаратимиз боснийә-гертсеговина вә әтраптики дөләтләрдә елан қилинған вә бу мәсилидики мәйданимиз ениқ болсиму, лекин хәвәрләрдә бу тилға елинмиғанлиқи мәлум. Қисқиси, у һечқачан бизгә вәкиллик қилмайду”.

Разим соличниң ейтишичә, илгири хитайниң сарайевода турушлуқ әлчиханиси разим соличниму тәклип қилған. Лекин у, өзиниң ‍уйғур елини зиярәт қилиши “биз әмәл қилип кәлгән мәдәний өлчәмләргә хилап” дегән әйибләшкә учрайдиғанлиқини сәвәб қилип, хитай әлчиханисиниң тәклипини рәт қилғанлиқини билдүрди. Разим солич: “мән буниңдин 3 йил аввал зиярәт қилишқа тәклип қилинған. Һазирму хитай һөкүмити тәрипидин зиярәт қилишқа тәклип қилиғлиқ. Лекин районда немә ишларниң болуватқанлиқини билмигәнликим үчүн беришни халимидим. Чүнки, бәлки, мениң зияритим ‛биз әмәл қилип кәлгән бәзи мәдәний өлчәмләргә хилап‚ дәп қарилишини ойлидим. Шуңа, бу бизниң ислам җамаитимиз үчүн бир йеңилиқ, шундақла бизниң пиланимиз ичидики мәсилә әмәс” деди.

Әл найуминиң башчилиқидики бу зиярәт өмикигә сербийә ислам җамаити кеңишиниң рәиси мәвлут дудичму қатнашқан һәм хитайниң уйғур сияситини мәдһийәлигәниди. Лекин чәтәл таратқулириниң хәвәр қилишичә, нөвәттә сербийә ислам җамаити кеңишиму бу зиярәт билән болған алақисигә мусапә қойған. Сербийә мусулман җамаити кеңишиниң баш катипи самир сикириҗели чәтәл таратқулириға қилған сөзидә, дудичниң бу зиярәткә шәхси намидин қатнашқанлиқини ейтқан. Биз 25-январ самир сикириҗелиға телефон қилған болсақму, лекин самир сикирҗели суаллиримизға җаваб беришни рәт қилди.

Самир сикирҗели: “сиз мупти дудич ‍әпәндиниң хитайдики аз санлиқ милләт райониға қилған зиярити тоғрисидики учурларни сораватамсиз. Болиду, мән сизгә әтә телефон қилай. Чүнки, бизниң рәис бүгүн йоқ. Мән сизгә әтә телефон қилимән. Чүнки, бүгүн мәндә рәисимизниң хитай зияритигә аит учурлар йоқ” дәп көрсәтти. Униң ейтишичә, баш мупти мәвлүд дудич бу зиярәткә “бирләшмә әрәб хәлипиликидики ‛дуня ислам җамаәтлири кеңиши‚ниң намидин қатнашқан”.

У, бу зиярәт нурғун мусулман тәшкилатлириниң тәнқидигә учриғанлиқи, униң бу тәнқидләргә немә дәйдиғанлиқи һәққидики соаллиримизға “мән хитай зиярити һәққидә тохтилишни халимаймән. Чүнки мән бу зиярәттә йоқ, шуңа дудич әпәндим һәққидә сизгә сөзләп берәлмәймән. Чүнки, мәндә учур йоқ” дәп җаваб бәрди.

Сабиқ баш мупти мустафа серичниң зияритидин сирт, боснийә-гертсеговина һөкүмитиму 2021-йили уйғурлар мәсилидә талаш тартишқа чүшүп қалған. Шу йили 7-айда боснийә-гертсеговина ташқи ишлар министири бисера туркович б д т кишилик һоқуқ кеңишидә 40 нәччә ғәрб дөлитиниң уйғур кишилик һоқуқ вәзийитини тәкшүрүш тоғрисидики ортақ баянатиға имза қойған. Буниңға қарита боснийә-гертсеговина үч тәрәп президентлиқ комитетиниң серб вәкили милорад дудик б д т ға хәт йезип, боснийә-гертсеговинаниң имзасини бикар қилишни тәләп қилғаниди.

Разим солич 25-январ зияритимизни қобул қилғанда, сабиқ баш мупти мустафа серичниң өзлиригә вәкиллик қилмайдиғанлиқини билдүрүш билән бир вақитта, униң бир шәхс сүпитидә һәрқандақ җайға бериш һоқуқи барлиқини билдүрди. Униң ейтишичә, боснийәлик мусулманлар һәр вақит зулумға учриған хәлқләрниң сепидә турсиму, лекин уйғур илиниң вәзийитигә учурларни өзлири дәлиллимәй туруп баһа бәрмәйдикән.

Разим солич: “мустафа серич боснийә ислам җамаәтлиригә вәкиллик қилмисила бир шәхс сүпитидә халиған җайға бериш һоқуқи бар. Мана бу бизниң рәсмий баянатимиз вә позитсийәмиз…. Бизниң районда немә ишларниң болуватқанлиқиға қарита ениқ мәлуматимиз йоқ. Бизниң бу тоғрисида баянатимиз бар, биз зулумға учриған хәлқләргә қарита һәр вақит һесдашлиқимизни билдүрдуқ. Шуңа, бизниң буниңға даирилири учуримиз йоқ. Чүнки, бизниң бу җәһәттики учурларни түзитишкә чамимиз йәтмәйду. Лекин биз б д т доклатлириға қараймиз. Шуниң үчүн биз буниңға қарап һәрикәт қилдуқ” деди.

“боснийә санҗағи җәмийити” түркийәдики бошнақ түрклириниң күчлүк тәсири болған йерим һөкүмәт характерлик чоң тәшкилати. Бу тәшкилатниң башлиқи муһәммәт башқан әпәндиниң көрситишичә, боснийә-гертсеговинаниң уйғурлар мәсилисигә интайин еһтият билән муамилә қилиши, униң дөләт қурулмисидики интайин назук сиясий тәңпуңлуқ билән мунасивәтлик икән.

Муһәммәт башқан әпәнди 25-ноябир зияртитимизни қобул қилғанда мунақ деди: “боснийәдә 3 милләт бар, серблар, хорватлар вә мусулман бошнақлар(боснйәликләр). Әмма әң көп нопус бар хәлқ мусулман бошнақлар болуп, урушта бошнақлар ғәлибә қилған. Лекин шундақ бир шәртнамә имзалашқа мәҗбур болдики, үч милләтниң һәммисиниң сөз һәққи бар вә үчилиси һәр 6 айда бир нөвәтлишип президент вәзиписини өтәйду. Бир мәсилини қобул қилиш үчүн үчилиси бирдәк қошулуши керәк. Мәсилән, мусулман бошнақлар, хорватлар уйғур районида ирқий қирғинчилиқ бар, десиму, лекин серблар ирқий қирғинчилиқ йоқ, десә, бу ирқий қирғинчилиқ, дәп қобул қилинмайду. Униң мушундақ бир дөләт қурулмиси бар”.

Муһәммәд башқан мустафа серичниң әрәб бирләшмә хәлипилики уюштурған зиярәт өмикиниң тәркибидә уйғур районида зиярәттә болушини “әқил ишлимәслик” дәп тәнқид қилди. Муһәммәд башқан мундақ дәйду: “мән буни әқил ишлимәслик дейиштин башқа бир нәрсә демәймән. Бирләшмә әрәб хәлипилики уюштурған өмәккә қетилип, шәрқий түркистанға беришниң өзи чоң хата, чоң сәвәблик. Әқил ‍ишлимәсликтин башқа бир нәрсә әмәс. Буни қандақ қилди, немә үчүн қилди. Ишиниңки, бу әқлий ишлимигән бир адәмниң ишидур. Униң бундақ бир ишни қилиши қәтий тоғра әмәс”.

Муһәммәт башқанниң көрситишичә, һәрқандақ зиярәт мустәқил көзәткүчиләрниң райондики халиған җайни тәкшүрүши, халиған киши билән сөзлишишигә йол қоюлғандила елип берилиши, хитайлар көрситип бәргән йәрләрнила көрүш, улар көрситип бәргән кишиләр биләнла сөзлишиш хитайниң тәшвиқатини қилиштин башқа ишқа яримайдикән.

Боснийә-гертсеговинаниң президентлиқ түзүми 1995-йили америкада имзаланған “дәйтон келишими” ниң мәһсули болуп, бу келишим 1992-95-йиллиридики боснийә урушиға хатимә берип, боснийәдә бошнақ, серб вә хорватлардин ибарәт үч асаслиқ милләт ортақ һакимийәт сорайдиған мурәккәп мәмури башқуруш системисини қуруп чиққан.

Мәлум болушичә, 2021-йили боснийә-гертсеговина ташқи ишлар министири 40 нәччә дөләтниң уйғурлар һәққидики ортақ баянатида имза қойғанда, бу әйни вақиттики үч кишилик президентлиқ комитетиниң боснийә (бошнақ) вәкили сәфик җәферович билән хорват вәкили зелко комсичниң қоллишиға еришкән. Лекин буниңға сербларниң вәкили додич қарши чиққан. Әйни вақитта додичниң пикири биләт ташлаш арқилиқ рәт қилинған болсиму, лекин у шинҗаң мәсилисидә бейҗиңни тәнқид қилиш “хитай хәлқ җумһурийити билән болған яхши вә достанә мунасивәтни бузиду” дегәндә давамлиқ чиң туруп кәлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.