Д у қ мюнхендики уйғур җамаитигә өз хизмәтлиридин мәлумат бәрди вә төһпә яратқанларни мукапатлиди

Мюнхендин ихтиярий мухбиримиз әкрәм тәйярлиди
2025.01.21
duq-turghunjan-alawudun-dolqun-eysa-1024 Оңдин солға долқун әйса, пәрһат муһәммиди, турғунҗан алавудун. 2025-Йили 19-январ. Мюнхен
RFA/Ekrem

19-январ күни германийәниң мюнхен шәһиридики дуня уйғур қурултийи (д у қ) ниң баш мәркизидә уйғур җамаитигә д у қ ниң 8-нөвәтлик қурултайдин кейинки хизмәтлиридин мәлумат бериш, җамаәтниң пикир-тәләплирини аңлаш вә дәва йолида хизмәт көрсәткән төһпикар шәхсләрни мукапатлаш мурасими болуп өтти. “наштилиқ” дәп аталған бу мурасимға мюнхендики көп сандики уйғурлар қатнашти.

Мюнхендики дуня уйғур қурултийиниң мәркизидә өткүзүлгән “наштилиқ” паалийитидә дуня уйғур қурултийиниң рәиси турғунҗан алавудун сөзләватиду, 2025-йили 19-январ. Мюнхен
Мюнхендики дуня уйғур қурултийиниң мәркизидә өткүзүлгән “наштилиқ” паалийитидә дуня уйғур қурултийиниң рәиси турғунҗан алавудун сөзләватиду, 2025-йили 19-январ. Мюнхен
RFA/Ekrem

Мурасим җәрянида, д у қ ниң сабиқ рәиси долқун әйса әпәнди д у қ ниң сабиқ муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәндиниң һаят кәчмишлирини тонуштуруп өтти. У сөзидә, пәрһат муһәммидиниң муһаҗирәттики уйғур миллий муҗадилә тарихида сиясий, тәшкилий, ахбарат қатарлиқ җәһәтләрдә яратқан төһпилирини муәййәнләштүрүп, д у қ ниң униңға тон кәйдүрүп тәқдирләшни лайиқ көргәнликини җакарлиди.

Д у қ рәиси турғунҗан алавудун әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилғанда, мәзкур мурасимниң асаслиқ мәқситиниң д у қ ниң 2024-йиллиқ хизмәтлириниң хуласисини җамаәткә билдүрүш, 2025-йиллиқ хизмәт пиланлиридин аммини хәвәрләндүрүш һәмдә узун йиллардин буян бу дәва йолида хизмәт қилип кәлгән пидакар шәхсләрни мукапатлаш икәнликини билдүрди.

Солдин оңға долқун әйса, пәрһат муһәммиди, турғунҗан алавудун. 2025-Йили 19-январ. Мюнхен
Солдин оңға долқун әйса, пәрһат муһәммиди, турғунҗан алавудун. 2025-Йили 19-январ. Мюнхен
RFA/Ekrem

Бу күтүлмигән мукапат пәрһат муһәммиди әпәндини һаяҗанға салди. У тон кәйдүрүлгәндин кейинки алқиш садалирини ичидә қилған сөзидә, уйғур миллитиниң вәтән вә милләт йолида хизмәт қилған инсанларни һәрқачан һөрмәтләп вә қәдирләп келиватқан есил әнәнигә игә бир милләт болғанлиқини тилға алди.

Пәрһат муһәммиди әпәнди бу мурасим һәққидә зияритимизни қобул қилғанда, өзиниң муһаҗирәттики 32 йиллиқ сиясий күрәш мусаписидә тунҗи қетим бу хил мукапат тониға наил болғанлиқини әскәртти. У сөзидә йәнә, 1985-йили алий мәктәпни пүттүрүп ахбаратчилиқ билән шуғуллинип кәлгәндин буянқи 40 йиллиқ ахбаратчилиқ һаятида өзиниң вәтән, милләтниң мәнпәәти үчүн әҗир қилип кәлгәнликидин иптихарлинидиғанлиқини баян қилди.

Паалийәт қизғин сөһбәт вә коллектип наштилиқтики қериндашлиқ меһридә көплигән әзгү тиләкләр билән ахирлашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.