Шөһрәт турсун: нахшимиз билән тәң уйғурниң пиғанлирини аңлаттуқ
2023.10.04
Уйғур муқам вә музика сәнити арқилиқ, уйғур хәлқиниң бешидики еғир күлпәтләрни аңлитип келиватқан, австралийәдики вәтәнпәрвәр сәнәткар шөһрәт турсун әпәндиниң алдинқи һәптә сиднейда өткүзүлгән йәнә икки чоң консерти зор алқишқа сазавәр болған.
Болупму у, муһәммәт пәйғәмбәрниң туғулған күнини хатириләш мунасивити билән өткүзүлгән “14-нөвәтлик мәвлут көп хил мәдәнийәтләр консерти” ға қайта тәклип билән қатнашқан болуп, у сидней олимпик бағчиси тәнтәрбийә сарийиға қурулған һәйвәтлик сәһнидә уйғур тилида “аллаһ” ни күйлигән нахшисини 20 миңдин артуқ тамашибинға тәқдим әткән. Зияритимизни қобул қилған қабилийәтлик сәнәткар шөһрәт турсун әпәнди “нахшимиз билән тәң уйғурниң пиғанлирини аңлаттуқ” деди.
Тәпсилатини мухбиримиз гүлчеһрәниң шөһрәт турсун әпәнди билән өткүзгән сөһбитидин аңлаң.