NED Сөһбити: “хитай компартийәсиниң уйғурларни қирғин қилишиға қарши күрәшләр”
2024.03.15
Хитай һөкүмитиниң уйғурларни қирғин қилиши муәййән дәриҗидә билингән болсиму, ташқи дуняға анчә тонушлуқ болмиған зулум шәкиллириниң бири хитай һөкүмитиниң чегра һалқиған бастурушларниң изчил давам қилип кәлгәнлики болмақта. Бу хил зулумларниң қурбанлири охшимиған шәкилләрдә буни паш қилған болуп, дуня уйғур қурултийи (д у қ) ниң рәиси долқун әйса язған “хитайниң әркинлик тузиқи” намлиқ әсәрни шу қатардики вәкиллик әмгәкләрдин, дейиш мумкин. 2022-Йили әнглийәдә нәшр қилинғандин буян мәзкур әсәр хәлқарада бәлгилик тәсир қозғиған болуп, америка “демократийәни илгири сүрүш фонди” (NED) 14-март күни чүштин кейин бу әсәр һәққидә мәхсус муһакимә йиғини чақирди.
Йиғинда алди билән “демократийәни алға сүрүш фонди” ниң пирезиденти деймон вилсон (Damon Wilson) ечилиш нутқи сөзлиди. У сөзидә буниң ялғузла бир китаб тонуштуруш паалийити әмәсликини, әксичә бир милләт дуч келиватқан зулумниң нөвәттики әһвалини чүшиниш, болупму хитайниң уйғурларни қирғин қилиши һазир аллиқачан хитай чеграсидин һалқип, демократик әлләрниң босуғисида қандақ кеңийиватқанлиқини билиштә, шуниңдәк хитайниң бу мәсилиләрдики җавабкарлиқини сүрүштә қилишта муһим қиммәткә игә икәнликини тәкитләп: “д у қ қурулғанлиқиниң 20 йиллиқи тәбриклиниватқанда, шундақла шәрқий түркистандики қирғинчилиқ вә зулум үчүн америка дөләт мәҗлиси бир қатар қарарларни еливатқанда бундақ китаблар техиму муһим” деди.
Бу қетимқи йиғинниң әзиз меһмини болған долқун әйса арқидин сөз алди. У өзиниң 1990-йиллири алий мәктәп оқуғучилар һәрикитигә рәһбәрлик қилиш сәвәбидин мәктәптин қоғланған вақитлиридин тартип бу хил зулумларни тартип келиватқанлиқини, гәрчә у хитайдин қечип явропадики әркин тупраққа қәдәм алған болсиму шуниңдин кейинки 21 йилда изчил түрдә хитайниң чегра һалқиған паракәндичиликлири түпәйлидин онлиған хәлқара айродурумларда тосуп қоюлғанлиқини, һәтта хитайға қайтурулуш хәвпигә дуч кәлгәнликини сөзләп өтти. Униң ейтишичә, хитай һөкүмити өзлириниң иқтисадий саһәдики әвзәллики вә сиясий тәсиридин пайдилинип долқун әйсани хәлқарада қатмуқат тосқунлуқларға дучар қилған һәмдә шу арқилиқ униң уйғурлар үчүн сөз қилишини тосмақчи болған. Һәтта “хәлқара сақчи тәшкилати” ни суйиистемал қилиш арқилиқ долқун әйса тоғрисида “қизил рәңлик тутуш буйруқи” елан қилдурған. Гәрчә хитайниң һәр хил шәкилләрдики тузақлири бириниң арқисидин йәнә бири оттуриға чиқип турған болсиму долқун әйса һечқачан үмидни йоқатмиған. Әркинлик вә адаләтниң бәдәлсиз болмайдиғанлиқини унтумиған һалда өз дуч кәлгән тосқунлуқларни вә тузақларни бәрбат қилған. Ахирқи һесабта униң бу хил қаршилиқ көрситиш роһи өз ғәлибисини қолға кәлтүргән. Әмма бу җәрянда униң йеқинлири, җүмлидин ата-аниси, аяли вә аилиси роһий җәһәттә буниң дәрдини көп тартқан. Болупму аниси бу җәрянда өзлири тартқан соруқчилиқлар үчүн қилчә ағринмастин долқун әйса үчүн әң зор дәриҗидә қурбан бәргән һәмдә хитай лагерида җан үзгән. Долқунниң аялиму шу қатарда көплигән роһий бесимларға дуч кәлгән. Әмма улар уйғур аяллириниң мәрданилики вә қәйсәрликини өзлириниң әмәлийити арқилиқ намаян қилған. Шуңа бу әсәр ялғуз долқун әйсаниң һаят кәчүрмишлири болупла қалмастин уйғур хәлқи, җүмлидин уйғур аяллири дуч келиватқан зор паҗиәләрниңму җанлиқ инкаси.
Сөһбәт риясәтчиси, “вашингтон почтиси” гезитиниң обзорчиси җош рагин (Josh Rogin) өзиниң бу китабни оқуп чиқиш җәрянида һес қилғанлирини көпчилик билән ортақлашти. Шуниңдәк буниң қурбан бериш вә қаршилиқ көрситиш һәққидики типик һекайә икәнликини, болупму уйғур қирғинчилиқиниң бир муһим мәзмуни болған чегра һалқиған зулумлар һәққидики җанлиқ баянлар икәнликини алаһидә әскәртти.
Муһакимә йиғининиң йәнә бир әзиз меһмини америка қошма штатлири (а қ ш) ниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) да турушлуқ сабиқ башәлчиси келлий курий (Kelley Currie) ханим иди. У өзи б д т да ишләватқан мәзгилләрдә хитай һөкүмитиниң б д т ни суйиистемал қилиш һәрикитиниң бир муһим қурбани дәл долқун әйсаниң б д т мунбиридә уйғурлар үчүн сөз қилишини тосуш болғанлиқи һәққидә тәпсилий мәлумат бәрди. Униң баян қилишичә, хитай һөкүмити ню-йорк вә җәнвә шәһәрлиридә б д т йиғиниға тәклип қилинған долқун әйсани түрлүк йоллар билән йиғиндин чәкләш, вәкиллик орнини бикар қилиш, һәтта уни қоғлап чиқиришқа урунған. Әмма һәққанийәтни һимайә қилғучи һәр саһә кишилириниң тиришчанлиқи түпәйлидин хитайниң бу хилдики тузақлири вә суйиқәстлири әмәлгә ашмиған.
Шуниңдин кейин хитайниң хәлқараниң көзини бояштики васитилири, уйғурларни дуняға “сәлбий күчләр” тәсвиридә тонуштуруши, америка һөкүмитиниң уйғур сияситидики өзгиришләр, ирқий қирғинчилиқ давам қиливатқан уйғур дияридики мәҗбурий әмгәк мәһсулатлириниң ғәрб дунясиға експорт қилиниши, уйғур мусапирлириниң демократик әлләргә йәрләштүрүлүши қатарлиқ мәсилиләр бойичә бир қатар соал җаваблар болуп өтти.
Паалийәтниң ахирида айрим зияритимизни қобул қилған деймон вилсон әпәнди бу хилдики әсәрләрниң маһийәттә уйғур җәмийити дуч келиватқан қирғинчилиқниң нөвәттики тәрәққиятини көрситип бериштә җанлиқ васитә болидиғанлиқини алаһидә тәкитлиди.
“мениңчә бу бәк муһим. Чүнки биз хитай компартийәсиниң инсанларға, хәлқ аммисиға вә шәхсләргә қандақ зулумларни селиватқанлиқини мушуниңдин бәкму очуқ көрүп йетәләймиз. Гәрчә биз доклатлардин, гезит хәвәрлиридин яки телевизийә пирограммилиридин бу һәқтики хәвәрләрни аңлап турсақму зиянкәшликкә учриған, паракәндә қилинған вә өмүр бойи өз ғурури үчүн күрәшкән бир шәхсниң һаят кәчмишлирини бу китабтин көрәләймиз. Әқәллийси мушундақ бир кишиниң аниси ахирида лагерда җан үзгән. Шуңа бүгүнки бу паалийәтниң йәнә бир әһмийити шу йәрдики, биз бу арқилиқ хитай иҗра қиливатқан зулумларни аддий хәлққә тонуштурдуқ, шуниңдәк бу зулумларниң аллиқачан кишиләр хатирҗәмлик ичидә һаят кәчүрүшкә тегишлик болған әркин җәмийәткә, бизниң өз туприқимизға ямрап болғанлиқини көрситип бәрдуқ. ”
Келлий куррий ханим йиллардин буян долқун әйса дуч кәлгән түрлүк тосқунлуқлар вә хитайниң униңға қарши тузақлириға қарши күрәштә изчил йеқиндин ярдәмдә болуп кәлгән кишиләрниң бири. У бу һәқтә радийомизға сөз қилип уйғур апторлар йезип чиққан мушу хилдики әсәрләрниң авамни тәрбийәләштә зор рол ойнайдиғанлиқини әскәртти:
“шәхсән мән нури түркәлниң яки долқун әйсаниң китабини оқуп чиққан кишиләр билән учришип баққан. Уларниң һәммисила өзлириниң бу китабларни оқуштин бурун уйғурларниң реал әһвали һәққидә анчә көп нәрсини билип кәтмигәнликини, бу китабларниң болса уларниң обданла көзини ечип қойғанлиқини вә бу ишлар һәққидә тунҗи қетим тәпсилий мәлумат бәргәнликини тилға алиду. Демәк бу китаблар оқурмәнләргә зор тәсир көрсәткән, шуниңдәк уйғурларниң нөвәттики әһвалини билмәйдиғанларниң бу һәқтә чүшәнчә һасил қилишиға ярдәмдә болған. Хәвириңиз болғинидәк, бу дуняда башқиларниң диққитини қозғашта риқабәткә чүшкән нурғун һадисиләр мәвҗут. Бу кишиләрниң ашу хилдики әсәрлири болса ашундақ тәсирлик вә муһим болған һекайиләрни күчлүк шәкилдә баян қилип бәргән. Бу хилдики шәхсләрниң өз һекайилирини сөзлиши бу җәһәттин алғанда наһайити муһим. ”
Бу қетимқи муһакимә йиғини тоғрисида сөз болғанда долқун әйса бу китаб гәрчә өз намида елан қилинған болсиму буниңға нәччә онлиған кишиниң әҗри сиңгәнликини, шуниңдәк бу китабниң өз нөвитидә уйғур давасидики бир түрлүк мәзмун икәнликини тилға алиду.
Мәлум болушичә, йеқинқи йилларда хитайниң чегра һалқиған зулумлири көплигән шәкилләрдә давам қиливатқан вә кеңийиватқан болуп, йиғин иштиракчилири көрситип өткәндәк “уйғурлар буниң һазирқи қурбанлири болса, ғәрб дуняси кейинки нөвәтлик қурбанлири болуш алдида” дәп қарилишқа башлимақта.