“маскиниң арқисида” намлиқ һөҗҗәтлик филим бергин филим фестивалида мукапатқа еришти
2024.10.25
“маскиниң арқисида” намлиқ һөҗҗәтлик филими норвегийәниң бергин шәһиридә 16-өктәбирдин 24-өктәбиргичә өткүзүлгән хәлқаралиқ қисқа филим фестивалида “яхши филим” мукапатиға еришкән.
“маскиниң арқисида” намлиқ һөҗҗәтлик филим норвегийәдә турушлуқ уйғур зиялийси вә сиясий паалийәтчи абдувәли аюп әпәндиниң паалийитини асас қилған.
Абдувәли аюп қәшқәрдә ана тил мәктипи ачқанлиқи үчүн тутулуп, 2013-йили 8-айниң 19-күнидин 2014-йили 11-айниң 20-күнигичә түрмидә ятқан. У, чәт әлгә чиққандин кейин түрмидә учриған қийин-қистақлар вә хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан бастуруш сиясәтлири һәққидә көп қетим гуваһлиқ бәргәниди.
“маскиниң арқисида” намлиқ һөҗҗәтлик филимда абдувәли аюп әпәнди 2022-йили5-айда германийәгә берип, германийәдә панаһлиқ тиләп туруватқан, әйни вақитта уйғурларни тутуш вә қийнап сорақ қилишқа биваситә қатнашқан сабиқ хитай сақчиси билән көрүшүп, мәзкур хитай сақчидин түрмидики қийин-қистақлар вә уйғурларни кәң көләмдә тутуш сияситиниң йүргүзүлүши һәққидә соал сориғанлиқи, сабиқ хитай сақчиси билән йүзлишиши вә бу җәрянда ички дунясида йүз бәргән кәскин тоқунушлар баш тема қилинған. “маскиниң арқисида” намлиқ мәзкур һөҗҗәтлик филим көп қетим көрситилгәндин кейин бу нөвәт норвегийәниң иккинчи чоң шәһири бергиндә өткүзүлгән әң чоң һөҗҗәтлик филим фестивалида мукапатқа еришти.
Абдувәли аюп әпәнди бу һәқтә тохтилип, өзиниң түрмидә сақчи формиси кийгән хитай сақчилириниң қаттиқ қийнап сорақ қилишлириға учриғанлиқи үчүн, түрмә сиртида, йәни чәт әлдә хитай сақчиси билән йүзлишишниң наһайити қийинға тохтиғанлиқини ейтти.
Абдувәли аюп әпәнди мәзкур филимниң мукапатқа еришиши мәсилиси һәққидә тохтилип мундақ деди: “бу филим алди билән 2023-йили 11-айда американиң ню-йорк шәһиридә өткүзүлгән әң чоң һөҗҗәтлик филим фестивалида қоюлуп, наһайити яхши баһаға еришкәниди. Униңдин кейин явропадики башқа һөҗҗәтлик филим фестивалидиму қоюлди. Йәнә тромсода, осло вә трондхәим шәһәрлиридә өткүзүлгән филим фестиваллирида қоюлди. Бу қетим норвегийәниң бергин шәһиридә өткүзүлгән филим фестивалида қоюлди. Буларниң ичидә бергиндикиси бәк дағдуғилиқ болди. Филим биринчидин, кишиләрниң зор диққитини қозғиди. Иккинчидин, белити әң бурун сетилип болған филим болди. Мәсилән 3 мәйдан қоюлди. Үч мәйданниң һәммисидә беләт алдин сетилип болунуп йетишмәйдиған әһвал көрүлди. Миң кишилик чоң залға адәм сиғмиди. Нәтиҗидә, ‛маскиниң арқисида‚ намлиқ мәзкур һөҗҗәтлик филим бу қетимлиқ хәлқаралиқ филим фестивалида мукапатқа еришти.”
“маскиниң арқисида” намлиқ һөҗҗәтлик филимни чәт әлләрдики бир қисим уйғур зиялийлириму көргән болуп, әнә шуларниң бири америкада турушлуқ уйғур зиялийси сәмәт авут әпәндидур. У, филимниң наһайити яхши филим икәнликини, уйғур ирқий қирғинчилиқини хәлқараға қобул қилдуруш үчүн зор рол ойнайдиғанлиқини илгири сүрди.
Биз мәзкур филимни ишлигүчи хавард бустнәсниң пикир қарашлирини елиш үчүн, униң билән алақә орнитишқа тиришқан болсақму, лекин имканийәткә еришәлмидуқ.