Уйғур тәшкилатлири чехийә дөләт рәисидин илһам тохти вә д у қ ни нобел мукапати намзатлиқиға көрситишини тәләп қилған

Берндин ихтиярий мухбиримиз һәбибулла изчи тәйярлиди
2025.01.08
8-qetimliq-qurultay-ezaliri Дуня уйғур қурултийи 8-қетимлиқ қурултай әзалири вә рәһбәрлири хатирә сүрәттә. 2024-Йили өктәбир, сарайево.
RFA/Hebibulla Izchi

Һәр йили дөләт рәһбәрлири, парламент әзалири, нобел тинчлиқ мукапати саһиблири вә даңлиқ академиклар, дуня миқясида тинчлиқ вә техиму гүзәл бир дуня бәрпа қилиш үчүн тиришиватқан шәхс вә тәшкилатларни нобел тинчлиқ мукапатиға намзатлиққа көрситидиған болуп, дуня уйғур қурултийи башчилиқида 50 тин артуқ уйғур тәшкилати 7-январ күни, чехийәниң дөләт рәиси петер павелға илһам тохти вә дуня уйғур қурултийини нобел тинчлиқ мукапати намзатлиқиға көрситишни тәләп қилип очуқ хәт язған.

Бу очуқ хәттә: “пирофессор илһам тохти хитайда хәлқниң асасий һоқуқи еғир дәхли-тәрузға учраватқан әһвалда вә күнсери күчийиватқан бастурушлар алдида уйғур хәлқиниң һоқуқини тәшәббус қилиш арқилиқ һаятини техиму адил җәмийәт бәрпа қилишқа беғишлиди. Кишини ечиндуридиғини, униң адаләткә болған тәврәнмәс ирадиси хитай һөкүмити тәрипидин тәһдит дәп қарилип, 2014-йили 1-айниң 14-күни ‛бөлгүнчиликкә қутратқулуқ қилиш‚ җинайити билән қолға елинди. Униң кишилик һоқуққа қошқан төһписини тәқдирләш үчүн, 2019-йили явропа парламенти тәрипидин сахароф мукапатиға вә 2019-йили васлав хавел мукапатиға еришти, униң ирадиси кишилик һоқуқ көрүшидә үмид вә илһам беғишлайду” дәп, йезилғаниди.

Биз бу мунасивәт билән, дуня уйғур қурултийи рәиси турғунҗан алавудунни зиярәт қилдуқ, у радийомиз арқилиқ аңлармәнләр билән, дуня уйғур қурултийи вә илһам тохтини нобел тинчлиқ мукапатиға намзат көрситишниң әһмийити һәққидики өзиниң көз қаришини ортақлашти.

Очуқ хәттә йәнә бу 50 тин артуқ тәшкилат, дуня уйғур қурултийиниң дияспорадики әң чоң вә вәкиллик уйғур тәшкилати болуш сүпити билән 20 йилдин көпрәк вақиттин буян уйғурларниң һәқ-һоқуқини илгири сүрүш вә қоғдашниң алдинқи сепидә һармай-талмай тиришип дуняниң уйғур қирғинчилиқиға болған тонушини илгири сүрүп, кишилик һоқуқ, демократийә вә қанун билән идарә қилиш үчүн күрәш қилишқа төһпә қошқанлиқини, буниң зулумға қарши тинчлиқ билән күрәш қилиш күчиниң испати икәнликини оттуриға қойған.

Д у қ ниң муавин рәиси вә д у қ вәқпи рәиси абдурешит абдулһәмит әпәнди боснийәдә чақирилған 8 қетимлиқ қурултайда. 2024-Өктәбир, сарайево.
Д у қ ниң муавин рәиси вә д у қ вәқпи рәиси абдурешит абдулһәмит әпәнди боснийәдә чақирилған 8 қетимлиқ қурултайда. 2024-Өктәбир, сарайево.
RFA/Hebibulla Izchi

Дуня уйғур қурултийи муавин рәиси, дуня уйғур қурултийи вәхписиниң рәиси абдурешит абдулһәмитму өзиниң бу һәқтики қарашлирини радийо аңлиғучилар билән ортақлишип өтти.

Петер павелға йезилған бу очуқ хәттә йәнә, 2017-йилидин башлап халиғанчә қолға елинған яки ғайиб қиливетилгән уйғур зиялийлиридин дохтур гүлшән аббас, раһилә давут, доктор ташполат тейип, доктор халмурат ғопур қатарлиқлар мисал кәлтүрүлүп, уйғур хәлқи дуч келиватқан қирғинчилиқ вә хитайниң бастуруш сияситини тохтитиш үчүн хәлқараниң диққити вә тәшәббусиға җиддий моһтаҗ икәнлики алаһидә тәкитләнгән.

Д у қ ниң иҗраийә комитети муавин рәиси вә уйғур академийәси баш катипи абдулһәмид қарахан әпәнди “абдуҗелил туран вә муһаҗирәттики уйғур нәшриятчилиқи” дегән йиғинда сөзлимәктә. 2024-Йили, истанбул.
Д у қ ниң иҗраийә комитети муавин рәиси вә уйғур академийәси баш катипи абдулһәмид қарахан әпәнди “абдуҗелил туран вә муһаҗирәттики уйғур нәшриятчилиқи” дегән йиғинда сөзлимәктә. 2024-Йили, истанбул.
RFA/Hebibulla Izchi

Бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилған уйғур академийәси баш катипи абдулһәмид қарахан “уйғур мәсилиси хәлқара сәһниләрдә күнтәртиптин чүшүп қеливатқан мушундақ вақитта, дуня уйғур қурултийини вә илһам тохтини нобелға тинчлиқ мукапатиға намзат көрситиш һәмдә мәзкур мукапатқа еришиш, уйғур хәлқиниң сиясий, иҗтимаий вә миллий һоқуқлирини қолға кәлтүрүштә вә хәлқара җәмийәтниң уйғурларни қоллишиға еришиштә наһайити зор рол ойнайду дәп қараймән” дәп, өзиниң бу һәқтики көз қарашлирини аңлармәнләр билән ортақлашти.

Әлликтин җиқ тәшкилатниң имзасидики бу хәттә: йеқинқи йиллардин буян, уйғурларниң кишилик һоқуқ һәрикити барғанчә хәлқарада етирап қилишқа еришиватқанлиқи тәкитлинип, “пирофессор илһам тохти вә дуня уйғур қурултийини намзатлиққа көрситиш уйғур алимлири вә уйғур тәшкилатлириниң кишилик һоқуқни қоғдаш вә демократийәни илгири сүрүш, кишилик һоқуқ вә инсаний қәдир-қиммәт үчүн бошашмай тиришчанлиқ көрсәткәнликини етирап қилғанлиқ” болидиғанлиқини ипадиләнгән.

Дуня уйғур қурултийи сабиқ рәиси долқун әйса бу һәқтә тохталди.

Бу очуқ хәткә имза қойған тәшкилатлардин бири, норвегийә уйғур комитети болуп, комитет рәиси хәлчәм мәмтимин “шәрқий түркистан хәлқиниң һөрлүки, вәтәнниң мустәқиллиқиға йеқинлаштуридиған, яки шу мәнзилгә йәткүзидиған һәр қандақ дипломатик паалийәт вә хәлқара сәһниләрдин әң устилиқ билән пайдилиниш биз үчүн толиму муһим” дәп, өзиниң бу һәқтики көз қарашлирини радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.

Һазирғичә уйғур тәшкилатлиридин, уйғур кишилик һоқуқ қорулуши, уйғур һәрикити 2022-йили, дуня уйғур қурултийи 2023 вә 2024-йиллири канада, норвегийә вә италийәниң парламент әзалири вә кеңәш палата әзалири тәрипидин нобел тинчлиқ мукапатиға намзатлиққа көрситилгәниди. Илгири болса дуня уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси рабийә қадир ханимму бир қанчә қетим нобел тинчлиқ мукапати намзати болғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.