Норвегийә вә голландийәдики уйғур җамаити хитайға қарши наразилиқ намайиши өткүзди

Берндин ихтиярий мухбиримиз һәбибулла изчи тәйярлиди
2024.09.30
Gollandiye-namayish-01 Голландийә дам мәйданидики намайиш көрүнүши. 2024-Йили 29-сентәбир, амстердам
RFA/Hebibulla Izchi

28-29-Сентәбир күнлири норвегийә, голландийә қатарлиқ явропа дөләтлиридики уйғур җамаити хитайниң 10-айниң 1-күнидики дөләт байримиға ләнәт оқуш йүзисидин муддәттин бурун наразилиқ намайишлири өткүзгән.

Норвегийәдики уйғур җамаити елип барған намайиш 28-сентәбир (шәнбә) күни норвегийә парламент бинаси алдида өткүзүлгән болуп, бу намайишқа 50 дин көп киши қатнашқан. Норвегийә уйғур комитетиниң рәиси хәлчәм мәмтиминниң билдүрүшичә, намайиш алди билән шәрқий түркистанниң истиқлал марши билән башланған. Намайишчилар хитайға қарши җараңлиқ шоарларни товлап, әтрапни ләрзигә кәлтүргән.

Норвегийәдики уйғур җамаити 28-сентәбир (шәнбә) күни норвегийә парламент бинаси алдида өткүзгән намайиш көрүнүши. 2024-Йили 28-сентәбир, осло
Норвегийәдики уйғур җамаити 28-сентәбир (шәнбә) күни норвегийә парламент бинаси алдида өткүзгән намайиш көрүнүши. 2024-Йили 28-сентәбир, осло
RFA/Hebibulla Izchi

Телефон зияритимизни қобул қилған норвегийә уйғур комитетиниң рәиси хәлчәм мәмтимин, бу қетимқи намайишниң мәқсити вә намайишниң җәряни тоғрилиқ мәлумат берип өтти.

29-Сентәбир (йәкшәнбә) күни голландийә пайтәхти амстердамдики дам мәйданида сиясий паалийәтчи абдуреһим ғениниң тәшкиллишидә хитайға қарши наразилиқ намайиши өткүзүлгән. Бу намайишқа голландийәдики хитай демократик тәшкилатлириму қатнашқан.

“хитайниң дөләт байрими уйғурлар үчүн матәм күнидур” деди абдуреһим ғени телефон арқилиқ радийомиз зияритини қобул қилғанда. У сөзиниң давамида намайишниң җәряни һәққидики тәпсилатларни радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.

Голландийә дам мәйданидики намайиш көрүнүши. 2024-Йили 29-сентәбир, амстердам
Голландийә дам мәйданидики намайиш көрүнүши. 2024-Йили 29-сентәбир, амстердам
RFA/Hebibulla Izchi

Бу намайишқа дуня уйғур қурултийиниң голландийәдики вәкиллири, голландийәдики бир қисим уйғур җамаити вә голландийәдики лагер шаһити қәлбинур сидиқ қатарлиқлар қатнашқан. Шаһити қәлбинур сидиқ ханим, голландийәдә гәрчә он миңға йеқин уйғур сиясий панаһлиқ билән яшаватқан болсиму, әмма бу қетимқи намайишқа кәлгән адәмләрниң интайин азлиқидин әпсусланғанлиқини; хитайниң бир қисим уйғурларға йәң ичидә қаратмилиқ сиясәт қоллинип, уларни вәтәнгә қайтип туғқан йоқлашқа яки саяһәт қилишқа йол қуюши нәтиҗисидә, чәт әлләрдә хитайға қарши паалийәтләргә қатнишидиған уйғурларниң санида көрүнәрлик азийиш болуватқанлиқини билдүрди.

Голландийә дам мәйданидики намайиш көрүнүши. 2024-Йили 29-сентәбир, амстердам
Голландийә дам мәйданидики намайиш көрүнүши. 2024-Йили 29-сентәбир, амстердам
RFA/Hebibulla Izchi

У йәнә, буниң хитайниң уйғур ирқий қирғинчилиқини йошуруш вә инкар қилиш пиланиниң бир парчиси икәнликини, өз дәвридә хитайниң зулумидин қечип явропа дөләтлиригә қечип кәлгән вә әркин дуняда яшаватқан уйғурларниң әмдиликтә өз виҗданиға хилап һалда хитайниң бу пиланиға янтаяқ болуп беришиниң тарих һәргиз кәчүрмәйдиған бир җинайәт икәнликини тәкитләп өтти.

Голландийәдә өткүзүлгән бу қетимлиқ намайиш җәрянида “шәрқий түркистанға мустәқиллиқ! ” , “шәрқий түркистанға һөрийәт!”, “уйғур ирқий қирғинчилиқи тохтитилсун!”, “ши җинпиң террорист!” дегәндәк шоарларни товлашқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.