Норвегийәдә оттура мәктәп оқуғучилириға уйғур ирқий қирғинчилиқи тонуштурулған

Берндин ихтиярий мухбиримиз һәбибулла изчи тәйярлиди
2024.12.09
norwegiye-uyghur-tonushturush-1 Норвегийә уйғур комитети рәиси хәлчәм мәмтимин(оңдин биринчи) вә уйғур қизи мунирә яқуп(оңдин үчинчи) лар уйғурларниң вәзийитини тонуштуруш паалийәтни бирликтә тәшкиллигән оқуғучилар вәкиллири билән. 2024-Йили 5-декабир. Норвегийә.
RFA/Hebibulla Izchi

5-Декабир, норвегийә уйғур комитети норвегийә бәрум коммунасиниң мәркизи сандевикадики оттура мәктәптә уйғур ирқий қирғинчилиқи, хитайниң шәрқий түркистандики җаза лагерлири, уйғурларниң қирғинчилиққа учраш җәряни вә қирғинчилиқниң тарихй арқа көрүнүши һәққидә доклат бәргән.

Университет оқуғучиси мунирә яқуп уйғур ирқий қирғинчилиқи һәққидә бәргән доклатни аңлаватқан оттура мәктәп оқуғучилири. 2024-Йили 5-декабир. Норвегийә.
Университет оқуғучиси мунирә яқуп уйғур ирқий қирғинчилиқи һәққидә бәргән доклатни аңлаватқан оттура мәктәп оқуғучилири. 2024-Йили 5-декабир. Норвегийә.
RFA/Hebibulla Izchi

Бу мунасивәт билән, норвегийә уйғур комитети рәиси хәлчәм мәмтиминни зиярәт қилдуқ, у радийомиз арқилиқ бу қетимқи паалийәтни тәшкилләшниң мәқсити һәққидики тәпсилатларни радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.

Бу паалийәттә диққәт тартқан нуқтилардин бири, бу паалийәтни тәшкиллигән сандевикадики оттура мәктәпниң оқуғучилири өзлири интернеттин алған учурлар бойичә шәрқий түркистандики ирқий қирғинчилиқ, хитайниң җаза лагерлири әкс әттүрүлгән там гезитлирини лайиһәләп мәктәпниң каридор тамлириға асқан болуп, бу йиғин қатнашқучилириниң алаһидә диққитини тартқан.

Университет оқуғучиси мунирә яқуп уйғур ирқий қирғинчилиқи һәққидә бәргән доклат бәрмәктә. 2024-Йили 5-декабир. Норвегийә.
Университет оқуғучиси мунирә яқуп уйғур ирқий қирғинчилиқи һәққидә бәргән доклат бәрмәктә. 2024-Йили 5-декабир. Норвегийә.
RFA/Hebibulla Izchi

Бу паалийәткә қатнашқан оқуғучилар уйғурларниң һазирқи әһвалиға наһайити ечинғанлиқини, уйғурларға һесдашлиқ қилидиғанлиқини, һәр қандақ шәкилдики ирқий қирғинчилиққа қарши туридиғанлиқини вә һәр қачан уйғурларниң йенида икәнликини билдүрүшкән. Бу һәқтә яш истудент, норвегийәдики уйғур қизи мунирә яқуп, бу йиғин һәққидики тәсиратлирини баян қилди.

Оттура мәктәп оқуғучилириға уйғур ирқий қирғинчилиқини тонуштуруш паалийитигә тәйярланған там гезитлири. 2024-Йили 5-декабир. Норвегийә.
Оттура мәктәп оқуғучилириға уйғур ирқий қирғинчилиқини тонуштуруш паалийитигә тәйярланған там гезитлири. 2024-Йили 5-декабир. Норвегийә.
RFA/Hebibulla Izchi

Норвегийә уйғур комитети рәиси хәлчәм мәмтимин вә норвегийәдики уйғур қизи, истудент мунирә яқупниң бир саәткә йеқин давамлашқан доклатидин кейин, мәктәп оқуғучилири бәс-бәстә уйғур ирқий қирғинчилиқи вә җаза лагерлири һәққидә соаллар сорашқан. Хәлчәм мәмтимин оқуғучиларниң әң көп сориған соаллири һәққидики тәпсилатларниму радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.

Оттура мәктәп оқуғучилириға уйғур ирқий қирғинчилиқини тонуштуруш паалийитигә тәйярланған там гезитлири. 2024-Йили 5-декабир. Норвегийә.
Оттура мәктәп оқуғучилириға уйғур ирқий қирғинчилиқини тонуштуруш паалийитигә тәйярланған там гезитлири. 2024-Йили 5-декабир. Норвегийә.
RFA/Hebibulla Izchi

Нөвәттә норвегийәдә тәхминән алтә миң әтрапида уйғур яшайдиған болуп, норвегийә уйғур комитети йиллардин бери норвегийәдә уйғур ирқий қирғинчилиқини тонуштуруш вә уйғур яшлирини тәрбийәләш, хитайниң қирғинчилиқ җинайәтлирини паш қилишта актип паалийәт елип бармақта. Болупму йеқинқи йиллардин буян комитет әзалири һәр қайси оттура мәктәпләрдә уйғур ирқий қирғинчилиқини тонуштуруп, йәрлик яшларниң шәрқий түркистан давасиға болған қизиқиши вә ярдимини қолға кәлтүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.