Нури түркәл: қазақистандин киндик қеним төкүлгән вәтәнниң пуриқи келиду
2023.05.22

21-Май күни алмута шәһиридики “достлуқ сарийи” да қазақистан уйғурлириниң америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң рәиси нури түркәлни күтүвелиш вә учришиш мурасими болуп өтти.
Америка һөкүмитиниң рәсмий зиярәт паалийәтлири билән қазақистанға кәлгән нури түркәл уйғур ели чеграсидин йирақ әмәс вә зор санда уйғурлар яшайдиған мәзкур алмута шәһиридә зиярәттә болуп, мәхсус уйғур җамаити билән дидарлашқанда “қазақистандин киндик қеним төкүлгән ана вәтәнниң пуриқи” келиду дегән сөзләр билән өз һаяҗинини ипадә қилди.
21-Май күни униң үчүн мәхсус күтүвелиш мурасими уюштурған қазақистандики әң чоң уйғур аммиви тәшкилати һесаблинидиған җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизи нури түркәлгә пүткүл қазақистан уйғурлири намидин һөрмәт билдүрүп, уйғурларниң миллий тонини кийдүрди.
Күтүвелишқа тәклип қилинғанлар сани чәкләглик болғанлиқтин, униңға уйғур җәмийәтлик бирләшмилири вәкиллири, зиялийлар, яшлар, меһманлар болуп 50 кә йеқин адәм қатнишалиди.
Мәзкур паалийәтни тәшкиллигүчиләрниң бири дуня уйғур қурултийиниң қазақистандики вәкиллири болуп, мурасимға дуня уйғур қурултийи иҗраий комитетиниң муавин рәиси әркин әхмәтоф риясәтчилик қилди. Мурасимни қазақистан хәлқи бирләшмисиниң кеңәш әзаси, қазақистан җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизиниң рәиси долқунтай абдухелил ечилиш нутқини билән башлиди.
Дәсләпки сөзни сөзлигән дуня уйғур қурултийиниң баш мәслиһәтчиси, сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди қазақистан һөкүмитиниң тәклипи билән кәлгән нури түркәлниң өмүр баяни вә сиясий паалийити тоғрилиқ доклат қилди. У, нури түркәлниң 2022-йили америка һөкүмити тәрипидин америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң рәисликигә тәйинләнгәнликиниң пүтүн уйғур миллити үчүн зор мәниви вә әмәлий әһмийәткә игә вәқә болғанлиқини, җүмлидин униң америка вә хәлқарадики бир қисим мукапат һәм нам-атақларниң еришкүчиси икәнликини тәкитлигәндә, учришиш қатнашқучилири гүлдүрас алқишларни яңратти.
Қәһриман ғоҗамбәрди йәнә нури түркәлниң һармай-талмай һәрикәт қилип, уйғур мәсилисиниң америкада вә хәлқарада нәтиҗилик илгири сүрүлүшигә һәмдә дуня уйғур қурултийиниң қануншунаслиқ истратегийәсиниң тоғра, паалийәтлириниң хәлқара принсип, нормиларға мас вә уйғурларниң улуғ ғайисигә лайиқ болушиға йәнә төһпә қошидиғанлиқиға ишәнч билдүрди.
Қазақистан уйғур җамаитиниң нури түркәлни күтүвелиш мурасими наһайити һаяҗан вә юқири қизғинлиқ билән өткән болуп, қазақистанда тонулған бир қисим уйғур зиялийлири, әдиблири вә җамаәт әрбаблири арқиму-арқа сөзгә чиқип өз һаяҗанлиқ пикирлири вә нури түркәлгә болған һөрмитини билдүрүшти.
Қазақистан җумһурийәтлик “уйғур авази” гезитиниң баш муһәррири, қазақистан хәлқи бирләшмисиниң әзаси ершат әсмәтоф қазақистанниң демократийәни қоллап келиватқан һәм демократийә принсиплири қанат йейиватқан мәмликәтләр қатариға киридиғанлиқини тәкитлиди. У, башқа милләтләр қатарида уйғурларниңму дөләт тили-қазақ тилиниң орнини көтүрүшкә актип арилишиватқанлиқини баян қилди. У, қазақистанда оқутуш уйғур тилида йүргүзүлидиған мәктәпләр, уйғур миллий тиятири, ана тилидики гезит-журналлар, шәрқшунаслиқ институти тәркибидә уйғуршунаслиқ мәркизи вә башқиларниң мәвҗут икәнликини оттуриға қойди.
Нөвәттә сөзгә чиққан мәдәнийәт мәркизи тәркибидики маарип кеңишиниң рәиси шәмшидин аюпоф, алимлар кеңишиниң рәиси мәсимҗан вилямоф, ханим-қизлар кеңишиниң рәиси сәнәм бешировалар ана тилидики мәктәпләрниң әһвали, уйғур алимлириниң илмий паалийәтлири, ханим-қизларниң һәр хил саһәләрдики ишлири һәққидә мәлуматлар бәрди.
Қазақистан язғучилар иттипақиниң әзаси, шаир абдуғопур қутлуқоф нури түркәлниң қазақистанға қәдәм тәшрип қилинишиниң ахирқи вақитларда қазақистанда йүз бәргән чоң йеңилиқ болғанлиқини ейтип, униңға алмутада нәшр қилинған китаб вә журналларни, рәссам әхмәтҗан әһәт болса, өз иҗадий әсәрлирини тәқдим қилди. Алмута вилайити талғир наһийәлик ақсақаллар кеңишиниң башлиқи җамалдин насироф нури түркәл әпәндиниң қазақистанға қилған зияритидин қаттиқ тәсирләнгәнликини, униң өз аилиси тәқдириниң мүшкүл болушиға қаримай, аҗайип қәһриманлиқ көрсәткәнликини билдүрди.
Ахирида сөз учришиш меһмини, америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң рәиси, адвокат нури түркәлгә берилди. У америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң қурулуш тарихи вә униң бүгүнки күндә әмәлгә ашуруватқан ишлири һәм өзиниңму мәзкур вәзипигә қандақ тәйинләнгәнлики һәққидә тәпсилий тохталди. У, болупму уйғур мәсилисиниң җиддий бир мәсилә болуп, униңға америка һөкүмити тәрипидин чоң әһмийәт бериливатқанлиқини илгири сүрди. Нури түркәл сөзиниң ахирида өз аилисиниң бүгүнки тәқдири, әһвали һәққидә тохталди.
Нури түркәл әпәнди зияритимизни қобул қилип, өзиниң бу учришиштин алған тәсиратини мундақ дәп изһар қилди: “мән бүгүнгә қәдәр 28 йиллиқ муһаҗирәт һаятимда шәхсий вә һөкүмәт зиярити болуп 30 нәччә дөләткә бардим. Оттура асияға, йәни қазақистанға келиш узундин буян арзуюмдин бири. Өткән йили өзбекистанға бериш пурситигә ериштим. Бу йил қазақистанға һөкүмәт намидин зиярәткә кәлдим. Бизниң киндик қенимиз төкүлгән, ана вәтәнгә әң йеқин йәр-мушу. Вәтәнниң пуриқи келиду. Бу йәрдә яшайдиған вәтәндашларниң өрп-адәтлири, чирайи, дини бизгә охшаш. Силәр билән көрүшүш пурсити болди. Униңдин башқа оттура асияда уйғур нопусини рәсмий етирап қиливатқан дөләтләрни бири бу. Шуниң үчүн маңа бу йәргә келиш вәтәнгә барғандәк һес-туйғуларни кәлтүрди”.
Нури түркәл әпәнди қазақистандики сиясий һәм иҗтимаий әркинлик һәққидиму тохталди.
“уйғур авази” гезитиниң баш муһәррири ершат әсмәтоф әпәнди нури түркәл әпәндиниң қазақистанға қилған зияритини қазақистанлиқ уйғурларниң зор мәмнунийәт билән қобул қилғанлиқини билдүрүп, мундақ деди: “бу зиярәт биз үчүн наһайити чоң әһмийәткә игә болди, дәп ойлаймән. Нури түркәл әпәнди қиммәтлик вақтини бөлүп, кәлгинигә чәксиз миннәтдармиз. Биз, қазақистанлиқ уйғурлар, униң билән учришиш җәрянида елимиздики уйғур хәлқиниң бүгүнки нәписи, тирикчилики, әмгәк паалийити һәққидә мәлуматлар бәрдуқ. Җүмлидин қазақистандики уйғурларниң қазақистанниң дана миллий сиясити түпәйли көплигән имтиязларға игә болуватқанлиқи һәққидә учурларни бәрдуқ. Нури түркәл әпәнди бизниң ейтқан йеқимлиқ хәвәрлиримиздин бәк хуш болди, дәп ойлаймән. Нури түркәл әпәндиниң өзиму хәлқимиз вәкиллиригә наһайити яхши учурларни бәрди. Биз униң әмгәк паалийити биләнла әмәс, униң шәхсий һаяти биләнму тонуштуқ. Мушундақ учришишлар пат-пат болуп турса, дуняниң һәр хил мәмликәтлиридә яшаватқан қериндашлиримиз келип, дидарлишип турсақ, бу наһайити муһим әһмийәткә болиду”.
Нури түркәл әпәндиниң қазақистанға келип, уйғурлар билән учришиши иҗтимаий торларда қазақистан вә башқа оттура асия җумһурийәтлиридики уйғур аһалилириниң һәм дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурларниң зор инкасини қозғиди. Қазақистан қатарлиқ оттура асия җумһурийәтлиридики уйғурлар нури түркәлгә охшаш уйғур пәрзәнтиниң америка дөләт башлиқлири қатаридин орун алалиғанлиқи, йәнә башқиму уйғурларниң һәр саһәләрдә һәссиләрни қошуватқанлиқидин, әркинликләрдин толуқ бәһримән болуватқанлиқидин пәхирлиниш һессиятлирини билдүрүшти.
Алмутада өткән мәзкур күтүвелиш мурасиминиң ахирида уйғур миллий нахшилири иҗра қилинди, учришиш қатнашқучилири нури түркәл әпәнди билән биргә рәсимгә чүшүп, өзара тонушуш, муңдишиш имканийәтлиригә игә болди. Мурасим қатнашқучилири булардин чоңқур хушаллиққа чөмди.