Нури түркәл: “американиң анамни әкелишини уйғурларға көрситиватқан ғәмхорлуқиниң ипадиси, дәп қараймән”
2024.12.04
“ню-йорк вақти гезити” 2-декабир күни “хитайда қапсилип қалған уйғурларни америкиға елип келишниң мәхпий пилани ичидә” намлиқ мәхсус хәвәрни елан қилип, байдин һөкүмитиниң америкадики уйғур адвокат, дөләтлик хәлқара диний әркинлик комитетиниң сабиқ рәиси нури түркәл әпәндиниң аниси айшәм мамут ханимни америкаға әкәлгәнликини дуняға ашкарилиған иди.
Айшәм мамут ханим америка һөкүмити көрсәткән бир қатар дипломатик тиришчанлиқлар нәтиҗисидә, американиң хитайда турушлуқ баш әлчиси николас бурнис әпәндиниң биваситә узитип қоюши билән өткән һәптә йәни, 27-ноябир күни америкаға йетип келип, 20 йилдин бери көрүшәлмигән оғуллири билән җәм болған.
Радийомиз уйғур бөлүми директори алим сейитоф әпәнди бу һаяҗанлиқ хәвәрниң тәпсилатини радийо аңлиғучилиримиз билән ортақлишиш мәқситидә нури түркәл әпәндини зиярәт қилди.
Нури түркәл әпәнди ақ сарайдин аписиниң келидиғанлиқи һәққидики хәвәрни алғандин кейинки һессиятлирини тәсвирләп, буниң өзигә һелиһәм бир чүштәк билинидиғанлиқини ейтти.
Нури түркәл әпәнди аписиниң американиң мәхсус айропилани билән тексас шитатидики бир һәрбий айродурумға қонуши вә у йәрдә бир һәрбий қомандан тәрипидин күтүвелинип өзигә саламәт тапшуруп берилишигә қәдәр болған бу җәрянларниң өзидә һәм хушаллиқ һәм бир америка пуқраси болғанлиқи үчүн чәксиз иптихарлиқ туйғуси пәйда қилғанлиқини ейтти.
Мәлум болушичә, нури түркәл әпәндиниң уйғур давасидики актипларниң бири болуши сәвәбидин хитай һөкүмити хели бурунла йәни 2006-йилидила униң ата-анисиниң паспортлирини тартивалған. 2015-Йили хитай даирилири нури түркәлниң дадисиниң түркийәгә келип, төт оғли билән қисқа муддәт көрүшүшигә йол қойған болсиму, аписиниң беришиға йол қоймиған. Нури түркәл өзиниң аписи билән җәм болуш күришиниң узунға созулған һекайисини мундақ баян қилиду.
Нури түркәл әпәндиниң дейишичә, хитай һөкүмитиниң әйни чағда америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң рәиси болған нури түркәлни җаза тизимликигә киргүзүши вә һәмдә униңға қаратқан түрлүк бесимини күчәйтиши америка һөкүмитиниң бу мәсилигә болған диққитини күчәйтишигә йол ачқан.
“ню-йорк вақти гезити” ниң хәвири нури түркәлниң аилиси билән җәм болушини нури түркәлниң вә һәмдә америка әмәлдарлириниң көп йиллиқ тиришчанлиқиниң нәтиҗиси дәп тәриплигән. Хәвәрдә, пирезидент байдинниң хитай рәиси ши җинпиң билән болған икки қетимлиқ учришишида айшәм мамут ханимниң исмини тилға алғанлиқи қәйт қилинған.
Нури түркәл радийомизға бәргән сөһбитидә, американиң бу һәрикитиниң өзигила әмәс, бәлки барлиқ уйғурларға көрситилгән ғәмхорлуқниң нишани дәп қарайдиғанлиқини ейтти.
У сөзидә ата-ана вә уруқ-туғқанлири билән җәм болушниң бир инсанниң әң әқәллий һоқуқи икәнликини әскәртиш билән биргә, өзигә охшаш мушундақ ата-ана һәсрити чекиватқан барлиқ уйғурлардики җудалиқ һәсритиниң мушундақ гүзәл бир нәтиҗә билән аяғлишишини үмид қилидиғанлиқини ейтти.
Адвокат нури түркәл сөзиниң ахирида 20 йилдин бери үмидини вә ишәнчини йоқатмиған, шуниңдәк бир күнму өзиниң һалидин шикайәт қилип бақмиған аниси айшәм ханимға болған миннәтдарлиқиниму ипадә қилди.
Мәлум болушичә, америка билән хитай һөкүмити оттурисидики сөһбәтләр нәтиҗисидә, икки тәрәп өзара мәһбус алмаштурушқа келишкән. Нәтиҗидә хитай һөкүмити хитайда тутуп турулуватқан үч нәпәр америка пуқрасини қоюп бериш билән биргә, нури түркәл әпәндиниң аниси айшәм мамут ханимниң һәм шундақла, йәнә бир нәпәр америка пуқраси болған уйғур әрниң қизи билән биллә америкаға кетишигә қошулған.