Орхун торбетиниң саһиби, тарихчи турсунҗан һезим қайтидин муддәтсиз кесиветилгән

Вашингтондин мухбиримиз шөһрәт һошур тәйярлиди
2025.01.21
Tursunjan-Hezim-1920 Орхун торбетиниң саһиби, тарихчи турсунҗан һезим қайтидин муддәтсиз кесиветилгән
Photo: RFA

Уйғур җәмийитидә кәңри тонулған орхун тор бетиниң саһиби, тарихчи турсунҗан һезим 2009-йили 5-июл вәқәсидин кейинки уйғур торбәтлиригә қарши зәрбә долқунида 7 йиллиқ кесиветилгән вә җаза муддитини түгәткәниди. Мәлум болушичә, у 2017-йилидики чоң тутқундин кейин давам қилған мәдәнийәт вә маарип саһәсидикиләргә қарита нуқтилиқ зәрбә долқунда йәнә чәттә қалмиған. У, 2022-йилиниң ахири қайтидин кесилип муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинған.

Материяллардин мәлум болушичә, тарихчи турсунҗан һезим, 1973-йили ақсуда туғулған, 1996-йили шинҗаң университетиниң тарих факултетини пүттүрүп, ақсу вилайәтлик 1-оттура мәктәптә оқутқучи болуп хизмәткә чүшкән. Турсунҗан һезимниң муһаҗирәттики достлиридин бириниң тонуштурушичә, у уйғур елидә тарихтин ибарәт бу сәзгүр саһәниң техиму сәзгүр темилири үстидә көп издәнгән, издәнгәнлирини җамаәт сорунлирида ортақлашқан турсунҗан һезим университетта оқуватқан мәзгилидин башлапла, хитай дөләт бихәтәрлик хадимлири униң пейиға чүшкән. У шу оқуғучи мәзгилидә бирқанчә нөвәт қисқа муддәт тутуп турулуп сорақ қилинған. У оттура мәктәптә оқутқучи мәзгилидә уйғур тарихий һәққидики пәрқлиқ қарашлири, өзгичә ипадиләш услублири сәвәблик йәнә даириләрниң гуманини қозғап, дәрс мунбиридин узақлаштурулған вә мәктәпниң оқуғучилар ятиқиниң қоғдаш хизмитигә қоюлған. Турсунҗан һезим билән илгири илмий тәтқиқат саһәсидә тонушлуқи болған, нөвәттә америкадики аләм техникиси саһәсидә ишләватқан доктор әркин сидиқ әпәндиниң тонуштурушичә, турсунҗан һезим, илмий тәтқиқаттики растчиллиқи вә һәқиқәтчилики сәвәбидин, көп қетимлап хизмәт вә иҗтимаий һаятта чәткә қеқилған, әмма у бу чәткә қеқилиш вә узақлаштурушни пурсәткә айландуруп, тарих илмини асас қилған мол мәзмунлуқ “орхун” тор бетини қуруп чиққан. 2005-Йили қурулған бу тор бәттә уйғур тарихиға аит мәвҗут китаб материялларниң көпинчиси архиплаштурулған. Тор бәттә тарихий язмилардин башқа тәрҗимиләр, муһакимиләр вә муназириләргиму кәңри орун берилгән. Һөкүмәт тәтқиқат торлиридин көңли су ичмигән уйғур оқурмәнләр орхун тор бетини тарих илминиң бир сүзүк булиқи сүпитидә яқтурған. Торбәтниң мол мәзмунидин башқа, муштәрилириниң көп болушиму, униң 2009-йили 5-июл вәқәсидин кейинки уйғур торбәтчиликигә қарши зәрбә долқунида, тор бәтниң тақилиши вә турсунҗан һезимниң 7 йиллиқ кесилишигә сәвәб болған.

Турсунҗанниң муһаҗирәттики достлиридин, өз исмини ашкарилашни халимайдиған бириниң инкас қилишичә, у җаза муддити тошуп бир мәзгилдин кейин қоюп берилгән; 2022‏-йили қайтидин тутқун қилинип, йил ахирида муддәтсиз кесиветилгән.

Ақсу шәһәрлик әрзийәт идариси хадими, турсунҗан һезим һәққидә мәлумат беришни рәт қилди. Ақсу шәһәрлик 1-оттура мәктәп мәмури хадими турсунҗан һезим һәққидә мәлумат берәлмәйдиғанлиқини баян қилиш арқилиқ, униң тутқунда икәнликидин бешарәт бәрди. Ахирида телефонимизни қобул қилған мәктәп қоғдаш бөлүми хадими турсунҗан һезимниң муддәтсиз кесиветилгәнликини вә нөвәттә үрүмчидә 3-түрмидә җаза өтәватқанлиқини дәлиллиди.

Мәлум болушичә, хитай даирилири муддәтсиз қамақ арқилиқ турсунҗан һезимни иллиқ аилисидин, у сөйгән уйғур әл-җамаәттин айриветәлигән, әмма у қурған орхун тор бетини тақаш арқилиқ у архиплаштурған, уйғур тарихиға аит онмиңларчә, әңгүштәр қиммитидики мақалә вә китабларни йоқ қиливетәлмигән. Әркин сидиқ әпәндиниң дейишичә, алдинқи йили муһаҗирәттики уйғур компютер мутәхәссислири көплигән тор бәтләр қатарида орхун тор бетидин өчүрүветилгән зор бир түркүм материялларниму ташланған әхләт амбиридин тепип қутулдуруп қалған. Мәлум болушичә турсунҗан һезим йәнә “һонларниң омумий тарихи” қатарлиқ китабларни тәрҗимә қилған вә бир қисим илмий мақалиләрниму язған.

Юқирида орхун тор бетиниң саһиби, тарихчи турсунҗан һезимниң иккинчи қетим қайтидин кесилип муддәтсиз қамаққа ташланғанлиқи һәққидә мәлумат бәрдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.