Хитай оттура асия базарлирини игилимәктә


2006.07.02

Қазақистанда өткүзүлүватқан қазақистан асия сода йәрмәнкиси мәзгилидә уйғур елидики бир қисим хитай ширкәтлири өзлириниң тармақ шөбилирини қазақистанда тәсис қилған.

Хитайниң шинхуа агентлиқиниң учуридин мәлум болушичә, йеқинда "җуңго химийә-санаити шинҗаң тармақ һәссидарлиқ ширкити билән җуңго шинҗаң тунхе һәссидарлиқ ширкити алмутида тармақ ширкәт билән сода вакаләтханиси қуруп, хитайниң қурулуш материяллири вә химийә санаәт мәһсулатлирини оттура асия һәм ғәрбий асияға чиқиришниң асасини салған икән.

Мәзкур тармақ ширкәтлириниң бириниң мәсули һазир қазақистандики қурулуш ишлириниң башланғанлиқи, бу йәрдә хитай қурулуш материяллирини көпләп сетиш мумкинчилики барлиқини көрсәткән.

Учурларға қариғанда, хитайниң оттура асия мәмликәтлири билән болған содиси бәш милярт доллардин ешип кәткән болуп, асаси салмақни қазақистан игилигән, хитай тәрәп оттура асия дөләтлиригә мәбләғ салидиғанлиқини изчил билдүрмәктә.(Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.