Ғулҗа наһийәсидә чиңхуа енергийә ширкити тәрипидин өйидин көчүрүлгәнләрниң сәрсанлиқи давамлашмақта

Вашингтондин мухбиримиз шөһрәт һошур тәйярлиди
2023.12.06
mejburiy-cheqiliwatqan-Uyghur-qoro-jay-oy-1.jpg Мәҗбурий чеқиливатқан уйғур аһалилириниң олтурақ ой-җайлири. 2008-Йил, үрүмчи.
RFA/Qutlan

Өткән һәптә иҗтимаий таратқуларда ғулҗадики бир аилиниң өйи мәҗбурий чеқиветилгәнлики, аилә әзалириниң қишниң бу соғуқ күнлиридә талада қалғанлиқи һәққидә учур тарқалди.

Мухбиримизниң ениқлашлири давамида, бу вәқәниң ғулҗа наһийәсиниң қараяғач йеза қараяғач кәнтидә йүз бәргәнлики, охшаш вәқәниң башқа йезилардиму йүз бериватқанлиқи, бу сәрсанлиққа ғулҗа наһийәсидә 2009‏-йилдин башлап мәшғулат елип бериватқан хитайниң чиңхуа енергийә ширкитиниң сәвәб болғанлиқи айдиңлашти.

Материялларда көрситилишичә, хитайниң чиңхуа енергийә ширкити 2009‏-йили ғулҗа наһийәсиниң чулуқай йезисида бир еликтур истансиси қурған, 2018‏-йили бу наһийәниң қараяғач йезисида бир көмүркан ачқан. Җәмийәт учурлири вә илгирики ениқлашлиримиздин мәлум болушичә, хитайниң бу ширкитиниң ғулҗа наһийәсигә маканлишиши вә мәшғулати әтраптики көп сандики аһалиләрниң өйидин көчүрүлүшигә, бәзилириниң болса өйсиз қелишиға сәвәб болған. Иҗтимаий таратқуларда чиққан әң йеқинқи бир син учурида көрситилишичә, ғулҗадики бир аһалиниң өйи өткән айниң 24‏-күни даириләр тәрипидин мәҗбурий чеқиветилгән. Нәтиҗидә бир аилә кишилири қишниң бу соғуқ күнлиридә талада қалғандин сирт, бу аилиниң мәвҗут мал-бисатиму вәйран болған.

Телефонимизни қобул қилған ғулҗа наһийәсиниң қараяғач йезилиқ сақчи понкитиниң бир хадими, бу хил өй чеқиш вәқәлириниң әтрапида йүз берип туруватқанлиқини тилға алди вә әһвалдин хәвәрдар алақидар кәнт аманлиқ мудириниң телефон номурини тәминлиди. Мәзкур аманлиқ мудириниң ашкарилишичә, чиңхуа енергийә ширкити 2018‏-йили бу йезида кан ачқан вақтида қараяғач кәнтидики 500 дин артуқ аилә өйлирини тәрк етишкә вә қаш йезисидики чипар терәк дегән йәргә йәрлишишкә буйрулған. Аһалиләр чипар терәктә тирикчилик қилишниң мумкинсизликини байқиғандин кейин, у йәргә көчүшни рәт қилған. Даириләр уларни әтраптики бир бинәмликкә йөткигән. Әмма бир түркүм кишиләр у йәргиму йөткилишни рәт қилип, әслидики өй-маканида тирикчиликини давамлаштурған.

Дейилишичә, өйи өрүветилгән киши җелил өмәр исимлик бир чарвичи болуп, у чипар терәккә көчүшниму, бинәмликкә көчүшниму рәт қилип, өзиниң турмуши вә тирикчиликигә қулай болған һәм чарвичилиққа мас кәлгән қараяғач кәнтидики өзиниң әсли өйидә һаятини давамлаштурған икән. Аридин 4 йил өткәндә, даириләр мәзкур аилиниң өйини мәҗбурий һалда чеқивәткән. Өй чеқилғанда, аилиниң асаслиқ кирим мәнбәси болған қой-калилири вә тохулириму еғир зәхмәткә учриған.

Ениқлашлиримиздин йәнә мәлум болушичә, чиңхуа ширкитиниң зиянкәшликигә учриған вә техичә сәрсанлиқта яшаватқанлар чулуқай йезисидиму мәвҗут икән. Бу йезиниң зор бир қисим йәрлири мәзкур ширкәт тәрипидин игилинивелинған болғачқа, йезидики йеңи өй-очақлиқ болған яшларға җайлиқ йәр берилмигән. Бу яшлар йезиниң чәт-яқа җайлириға өзлири өй селип маканлашқан, әмма даириләр бу өйләрни “сотсиялистик заманиви йеза қурулуш пиланиға уйғун әмәс” дәп қарап, бундақ өйләрни чеқиветишкә буйруған. Бу тәвәликтики турған турсун дегән кишиниң өйи бу йил 5‏-айда бир кечидила бузуп түзливетилгән.

Бу йил әтиязда чиңхуа енергийә ширкитиниң игидарчилиқидики бир алтун кан өрүлүп чүшүп, мутләқ коп қисми уйғур болған 18 киши һаятидин айрилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.