Хитай пакистандики бир қисим уйғурларни “ирқи қирғинчилиқ саяһити” гә апарған
2024.08.27
Чәт әлләрдики уйғурлар қоллиниватқан фәйсибок, инстграм қатарлиқ бәзи иҗтимаий таратқуларда йеқинқи күнләрдә, хитай һөкүмитиниң тәклипи билән пакистандин уйғур дияриға барған 10 кишилик бир зиярәт өмикиниң қолида хитайниң қизил байрақлирини көтүрүшүп, үрүмчи, қәшқәр, корла қатарлиқ җайларда хитай һөкүмәт даирилири орунлаштурған алаһидә чоң зияпәт, екскурсийә вә нахша-уссул номурлирини тамаша қиливатқанлиқи һәмдә “шинҗаңда һәр милләт мусулманлири баяшат яшаветипту” дәп ағзи-ағзиға тәгмәй махтишиватқанлиқиға даир сүрәт вә синлиқ көрүнүшләр тарқитилмақта.
Йиллардин буян хитай һөкүмитиниң пакистандин өмәк тәшкилләп уйғур диярида зиярәт қилдуруп келиватқанлиқи йеңилиқ болмисиму, бу нөвәт аталмиш “пакистан сода-санаәтчиләр вәкиллири зиярәт өмики” дә уйғур доппилирини кийивалған кишиләрниң асаслиқ салмақни игилиши диққәт тартиду.
Иҗтимаий таратқуларда бу һәқтә уйғурлар тарқитиватқан тәнқидий учурлардиму, бу қетим хитайниң алаһидә тәклипи билән пакистандин уйғур дияриға берип тамаша қиливатқанларниң уйғурлар икәнлики тилға елинмақта.
Пакистанда изчил һалда хитайниң уйғурларға қаратқан ирқи қирғинчилиқиға қарши ашкара паалийәт елип бериватқан өмәр уйғур иҗтимаий паалийәт сорунлирида вә иҗтимаий таратқу һесаблирида чақириқ елан қилип, пакистан җамаитини хитайниң тәшвиқатлириға ишәнмәсликни, хитайни ақлаш һәрикәтлирини тохтитишни чақириқ қилип кәлмәктә.
Пакистандики өмәр уйғур вәхписиниң башлиқи, уйғур кишилик һоқуқи паалийәтчиси өмәр уйғурниң билдүрүшичә, бу зиярәт өмикини пакистандики хитай әлчиханиси вә X хитай җәмийити бирлишип тәшкиллигән болуп, асаслиқ равалпинди, гилгит, исламабад қатарлиқ җайлардики хитай әлчиханиси вә консулханиси билән изчил йеқин мунасивәттә болуп, улардин нәп елип келиватқан X хитай җәмийитиниң рәиси шундақла исламабад сода-санаәт бирләшмисиниң сабиқ рәиси насирхан саһиб баш болған болуп, өмәк X хитай җәмийити иҗраийә комитети рәиси әзимҗан, абдул азиз, әкбәр қатарлиқ уйғур содигәрләрдин тәшкилләнгәникән.
Улар 19-авғуст үрүмчигә йолға чиққан һәмдә 20-авғусттин башлап, үрүмчи, корла, қәшқәр қатарлиқ җайларда пүтүнләй хитай һөкүмитиниң чиқими билән зиярәттә болмақтикән.
Өмәр әпәндиниң ейтишичә, бу зиярәт өмикидики уйғурлар, хитайға йетип бара-бармайла иҗтимаий таратқулар арқилиқ орду, инглиз тиллирида өзлириниң уйғур районида уйғур вә башқа мусулманларниң интайин бәхтлик инақ, хатирҗәм, баяшат яшаватқанлиқини көргәнликини, хитайниң уйғур диярини тәрәққий қилдуруватқанлиқини, ғәрбниң уйғур райони һәққидики хәвәрлириниң ялғанлиқини ейтишип, хитайниң күткинидәк “шинҗаң яхши җай” тәшвиқатини башливәткән.
Бу өмәкниң тәркиби вә мәқсәтлири тоғрулуқ тәпсилий мәлумат игиләш үчүн равалпиндида паалийәт қиливатқан X хитай җәмийити билән алақиләшкән болсақму, телефонға һечким җаваб бәрмиди.
Пакистанниң гилгит вә равалпинди қатарлиқ җайлирида нөвәттә миңға йеқин уйғур аилиси яшаватқан болуп, улар пакистанға йәрләшкинигә 50-60 йилдин ашқан болсиму пакистан пуқралиқиға елинмиғанлиқи вә дөләтсизлик киризисида туруватқини үчүн, хитай һөкүмитиниң уларни пакистанда қурған хитай муһаҗирлар тәшкилати болған “X хитай җәмийити” билән бирлишип охшимиған тактикилар арқилиқ контрол қилишқа урунуп келиватқанлиқи ашкарилинип кәлмәктә иди.
Равалпиндида йәнә афғанистан арқилиқ пакистанға мусапир болуп кәлгән 100 гә йеқин уйғурниң һазирғичә пакистанда һечқандақ қанунлуқ рәсмийәтләргә еришәлмигәнликтин, һелиһәм хитайға яки афғанистанға сүргүн қилиниш хәвпидә турмақта иди.
Пакистандики өмәр уйғур вәхпиниң башлиқи өмәр әпәнди, пакистандики уйғур җамаитиниң хитай әлчиханиси пакистандики уйғур содигәрләрдин тәшкиллигән бу өмәкниң хитай һөкүмитиниң ирқи қирғинчилиқни йепиш оюниға һәмдәмдә болуватқанлиқидин ғәзәплиниватқанлиқини билдүрди.
Буниң алдида йәни 4-айниң 20-күнидин 24-күнигичә, хитай коммунистик партийәси мәркизи комитети хәлқара бөлүминиң тәклипигә бинаән, аталмиш “пакистан яш сәрхиллири вәкилләр өмики” үрүмчи, қәшқәр вә атушни зиярәт қилған, хитай даирилири, уларниң шу йәрдики кишиләр билән чоңқур пикир алмаштурғанлиқи, уларниң районда муқимлиқ, иқтисадий тәрәққият, диний инақлиқ, мәдәнийәт гүллиниши вә күчлүк тәрәққиятиниң һәқиқий әһвалини көргәнликини ейтишқаниди. Хитай мәтбуатлири уларниң “биз кишиләрниң даим хушал һалда уссул ойнаватқанлиқини көрәләймиз, мән шинҗаңдики кишиләрниң турмушиниң һәсәлдинму татлиқ икәнликини һәқиқий һес қилдим”, дегәнлирини барлиқ таратқулирида тәшвиқ қилғаниди. Улар хитай ахбаратлириға, үрүмчидики “террорлуқ вә ашқунлуққа қарши туруш” темисидики көргәзмини зиярәт қилғандин кейин, хитайниң террорлуқ вә ашқунлуққа қарши туруш тиришчанлиқини қоллайдиғанлиқини билдүрүшкәниди.
Хитайниң тәклипи билән бу қетим уйғур дияриға барған гилгиттики абдул әзиз исимлик уйғур содигәрниң фәйсибокта тарқатқан “шинҗаң” саяһәт хатирилири тоғрулуқ қисқа видийолиридин қариғанда, бу қетим “шинҗаң саяһити” гә тәклип қилинған пакистанлиқ уйғурларниңму, үрүмчидики зияритини охшаш террорлуқ вә ашқунлуққа қарши туруш темисидики көргәзмини зиярәт қилиш билән башлиғанлиқи мәлум.
Хитай тәрәп, бу 10 кишилик зиярәт өмикигә, исламабад сода-санаәт уюшмисиниң рәиси насирхан саһибни өмәк башлиқи қилип апарған болуп, уйғур диярида 20-авғусттин башлап җәмий 8 күн зиярәт орунлаштурулған.
Униң һәмбәһирлигән баянлиридин, бу зиярәтниң пүтүнләй хитай һөкүмитиниң хираҗити вә орунлаштуруши билән елип бериливатқанлиқи ашкарилиниду. Улар хитай һөкүмити орунлаштурған зиярәтни үрүмчидин башлиған болуп, уларниң хитай һөкүмәт әмәлдарлири билән катта зияпәтләрдә тамақ йейишиватқанлиқи, үрүмчидә террорлуққа қарши туруп көргәзмиси, хәлқара чоң базар, шинҗаң ислам институти қатарлиқ хитайниң бекиткән “шинҗаң саяһәт нуқтилири” да зиярәттә болғандин башқа, уларниң йәнә хитай даирилири корла шәһиридә 22-авғуст уюштурған “шинҗаң яхши җай” намлиқ “ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслири һәптилики” қатнашқанлиқи мәлум.
Биз абдул әзиз исимлик бу уйғур билән униң иҗтимаий алақә супилири арқилиқ алақиләшкән болсақму соаллиримизға җаваб бәрмиди.
Пакистандики хитай әлчиханисиниң пакистандики уйғур муһаҗирларға буниңдин бир қанчә ай илгири “шинҗаң саяһити” тәшвиқатини елип барғанлиқи ашкариланғаниди.
Хитай әлчиханиси билән изчил һалда хитай һөкүмити үчүн хизмәт қилип келиватқан равалпиндидики “X хитай муһаҗирлири җәмийити” 5-айниң 18-күни исламабадта “пакистанниң нәзиридики шинҗаңниң истиқбали” намлиқ бир муһакимә паалийити өткүзгән. Йиғинда Xхитай җәмийитиниң рәиси муһәммәд насир хан, хитай муһаҗирлар бирләшмисиниң әзаси муһәммәд әзим ханларму қатнашқан. Хитай әлчихана хадимлири йиғинда уйғур районидики мусулманлар үчүн дини етиқад әркинликниң барлиқи, уйғур райониниң саяһәт мәнзилигә айланғанлиқини нуқтилиқ тәшвиқ қилғаниди.
Хитай даирилириниң уйғур ирқи қирғинчилиқини давам қилип йәнә бир тәрәптин хәлқара җәмийәтниң көзини “ирқи қирғинчилиқ саяһәтлири” билән бояшқа урунуватқан бир пәйттә, пакистандики қисмән уйғурлардин пайдилинип, уйғурларниң өзлирини “шинҗаң яхши җай” тәшвиқатиға селиватқанлиқи көзәткүчиләрниңму диққитини тартмақта.
Америкидики нопузлуқ мусулманлар тәшкилати болған һәммигә адаләт тәшкилатиниң вашингтон ишханисиниң башлиқи, пакистан нәслидин болған хена зубәри ханим зияритимизни қобул қилип, пакистандики уйғурлар һелиһәм вәтинидики ата-анилири, қериндашлиридин бихәвәр, туруватқан бор вақитта, өз җамаитидин бәзи уйғурларниң болса хитай әлчиханисиниң тәклипи билән уйғур районини зиярәт қилип, хитай һөкүмитиниң ирқи қирғинчилиқ сияситини ақлашқа қатнашқанлиқини көрүшниң интайин ечинарлиқ бир вәзийәт икәнликини билдүрүп мундақ деди: пакистанда ‛хитай, пакистан достлуқи‚ тәшвиқати балилардин тартип сиңдүрүлмәктә. Пакистанниң сиясий саһәсила әмәс, сода саһәсиниңму хитай билән алаһидә йеқин мунасивәтни сақлашқа урунуп келиватқанлиқи һәтта хитайлиқ билән пакистанлиқ той қилған әр-аял образлирини яритип киноларни ишләп, мәдәнийәт, өрүп адәт җәһәттин хитайларни қобул қилиш әһваллирини байқаймиз. Әмма күп сандики пакистанлиқлар буниң пакистанда яшап келиватқан уйғур җамаитигә вә чеграниң у тәрипидики ирқи қирғинчилиққа учраватқан уйғур хәлқигә қандақ тәсир көрситидиғанлиқини техи ениқ чүшәнмәйду. Уйғур дияридики уйғурлар хитай һөкүмитиниң ирқи қирғинчилиқ сияситигә яки ассимилятсийәгә учрап, хитай болуп кетиш яки хитай болмиса өлүштин башқа таллиши йоқлуқидин ибарәт бир еғир вәзийәттә турса пакистандики уйғурларниң хитай вә пакистан һөкүмәтлириниң пилани вә орунлаштурушида уйғур райониға зиярәткә бериши хитайниң өзи бастуруватқан хәлқниң өзидин пайдилинип улар үстидики инсанийәткә қарши җинайәтлирини йепишқа урунушидур. Әпсус иқтисадий җәһәттин пүтүнләй хитайниң чаңгилида болған пакистан һөкүмити болса, хитайниң пакистандики уйғурлардин пайдилинип елип бериватқан мана бу хил ‛өз йеғида өз гөшини қоруши‚ ға һәмкарлашмақта.”
Хена ханим сөзини давам қилип йәнә мундақ деди: “пакистандики уйғурларниң қандақлирини хитайниң тәшвиқатиға ишлитидиғиниға кәлсәк, бәлким хитайға янтаяқ болуватқан бу пакистандики уйғурларниң бәзилири мәнпәәтләр үчүн сетилған болса, йәнә бәзилириниң уруқ туғқанлири хитай һөкүмити тәрипидин гөрүгә елинғанлиқи, тәһдит астида қалғанлиқи сәвәбликму буни қилишқа мәҗбур болған болуши мумкин дәп ойлаймән”.