Хитай, учтурпанда деһқанларға мәҗбурий пәмидур теритқан вә мәһсулатини сиртқа сетишни чәклигән
2025.02.04

Ақсу учтурпанға қилған телефон зиярәтлиримиз давамида, телефонимизни тасадипий қобул қилған, әмма өзини ашкарилашни халимиған бир хадим нөвәттики вәзийәт һәққидә пикир баян қилип, учтурпанда деһқанларниң йеқинқи йилларда ашлиқни көп теримайдиған, униң орниға көктатни, болупму пәмидурни көпләп терийдиған болғанлиқини тилға алди. Деһқанларниң көктат ишләпчиқириштин пайда алалмайватқанлиқи вә давамлиқ қақшайдиғанлиқини ейтқан бу хадим, деһқанларниң қақшап туруп йәнә немә үчүн тәкрар пәмидур терийдиғанлиқидин хәвәрсизликини ейтти.
Биз бу йип учиға асасән, учтурпанда териқчилиқ қурулмисиниң немә үчүн көктатқа мәркәзләшкәнлики һәққидә алақидар хадимлардин мәлумат соридуқ. Бәзи хадимлар, көктат терилса, ишләпчиқиришниң бир қисим чиқимлири, җүмлидин парник, уруқ вә оғут чиқимлири үчүн банкидин қәрз берилидиғанлиқини тилға алса; йәнә бәзиләр, мәһсулатларниң наһийәлик һөкүмәт тармиқидики ширкәтләр тәрипидин бир туташ сетивелинидиғанлиқи, буниң йезидики деһқанлар үчүн қолайлиқ бир әһвал икәнликини илгири сүрди. Әмма телефонимизни қобул қилған, учтурпанниң ақтоқай йезисидики бир кәнт сақчиси партийә вә һөкүмәтниң йезиларға қаратқан сияситиниң яхши икәнликини, әмма “бир очум кишиләр” ниң бу әвзәлликни билмәстин, бәзидә кәнт кадирлири вә бәзидә ширкәт хадимлири билән җедәл қилидиғанлиқини тилға алди. У бу җедәлләрниң сәвәблиригә изаһат бериш давамида, учтурпанда аһалиләрниң 5-6 йилдин буян пәмидур теришқа мәҗбурланғанлиқини ашкарилиди. У йәнә мәзкур җедәлләрниң сәвәблири һәққидики изаһатида, деһқанлар билән наһийәдики мәлум бир шохла завути арисида сетиш-сетивелиш тохтами барлиқи, бәзидә пәмидурларниң вақтида сетивелинмайдиғанлиқи, нәтиҗидә пәмидурларниң етизда яки вә амбарда сесип кетидиғанлиқи, буниң билән деһқанларниң җиддийлишип җедәл чиқиридиғанлиқини баян қилди. Униң баянлиридин мәлум болушичә, деһқанлар пәмидурлирини бәзидә бүгүр қатарлиқ җайлардики базарларға апирип сетишни арзу қилидикән. Әмма учтурпандики даириләр буниңға рухсәт бәрмәйдикән.
Мәзкур хадим, учтурпандики у завутниң ениқ вә толуқ намини дәп берәлмиди. Тордики учурлардин мәлум болушичә, учтурпанниң ақтоқай йезисида “учтурпан мевә вә көктат мәһсулатлири завути” намида бир завут бар болуп, бу завут хитайдики җуңляң мевә вә көктат мәһсулатлири намидики чоң бир хәлқаралиқ ширкәткә тәвә икән. Ақтоқай йезилиқ һөкүмәттин телефонимизни қобул қилған, әмма өзини ашкарилашни халимиған бир хадим, ақтоқай йезисида бирла шохла завути барлиқи, униң рәсмий наминиң “учтурпан мевә вә көктат мәһсулатлири завути” икәнлики, бу завутниң асаслиқи пәмидур қиями ишләпчиқиридиғанлиқини дәлиллиди.
Америкидики коммунизм қурбанлири хатирә сарийиниң тәтқиқатчиси адриян зенз елан қилған бир доклатта, уйғур елидики мәҗбурий әмгәктин пайдилиниватқан хәлқарадики маркилиқ йемәк-ичмәк мәһсулатлири арисида пәмидур қияминиңму барлиқи тилға елинғаниди. 2024-Йил 12-айда, әнгилийә радийо ширкити (BBC) әнгилийә вә германийә базарлирида сетиливатқан италийә пәмидур қияминиң әслидә уйғур елидин чиқидиған пәмидурлардин кәлгәнликини ениқлап чиққаниди. Йеңи зеландийәдики ‛стуф‚ (Stuff) гезитиму йеңи зеландийәдики даңлиқ пәмидур қиями һенз ватте (Heinz Wattie) ниң уйғур мәҗбурий әмгикидин пайдилиниватқанлиқини хәвәр қилғаниди.